Германийәлик алим петир зиме: “уйғуристандин елип келингән бу буюмлар йүксәк сәнәт хәзинисидур”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.09.29
berlin-medeniyet-senet-korgezmisi-uyghur-boyumliri-6.jpg Германийә пайтәхти берлиндики әң муһим мәдәнийәт-сәнәт көргәзмилиридики уйғур елидин қезип келингән асарәтиқиләр.
Photo: RFA

Германийә експедитсийәчилириниң 1914-1902-йиллири арисидики 4 қетимлиқ “турпан експедитсийәси” арқилиқ, қитәләр атлап германийәгә йөткәп кәлгән, уйғурларға тәвә зор миқдардики мәдәнийәт ядикарлиқ буюмлири, һазирғичә икки қетимлиқ дуня урушлиридики вәйранчилиқ вә бомбардиманларға охшаш, қисмәтләрни баштин кәчүргән болсиму, лекин буларниң көп қисми германийә дөлити тәрипидин пәвқуладдә тәдбирләр билән асраш нәтиҗисидә сақлинип қалған.

Өз маканидин йөткилип германийәгә елип келингән, бу уйғурларға даир қәдимий мәдәнийәт-сәнәт буюмлириниң бир қисми йеқинда, берлиндики хумболд мунбири ( Humboldt Forum) музейида көргәзмигә қоюлуватқан болуп, дуняға узақ тарихқа игә уйғур мәдәнийитиниң җәзбидарлиқи вә сәлтәнәтини намайәндә қилмақтикән.

Германийәлик даңлиқ алим петир зиме “уйғуристандин елип келингән бу буюмлар йүксәк сәнәт хәзинисидур”

Мәзкур көргәзмигә қоюлған, уйғурларниң әҗдадлириға тәвә ушбу буюмлар тәтқиқатиға һаятини атиған германийәлик түрколог профессор, петир зиме (Peter Zieme) хумболдт музейидики уйғурларға хас қәдимий сәнәт әсәрлириниң қиммити вә алаһидилики һәққидики соалимизға елхәт арқилиқ қисқичә җаваб қайтурди. У елхетидә уйғур диярини “уйғуристан” дәп атап мундақ җаваб бәрди: “қәдимки уйғур сәнәт буюмлири (9-14-әсирләр) һазир берлин хумболдт мунбири музейида көргәзмә қилинған болуп, 1902-1914-йиллири германийәликләрниң уйғуристанға қилған төт қетимлиқ експедитсийәсиниң байқашлириға тәвә. Өз вақтида бу експедитсийәни берлиндики етнографийә музейи үстигә алған, прусийә падишаһи қисмән қоллиған. Иккинчи дуня урушидин кейин бу музей һиндистан сәнәт музейиға өзгәртилгән, һазир йәнә хумболдт мунбиригә қоюлған асия сәнәт музейиға өзгәртилгән. Башқурғучи болса лила руссел-симис. Бу, там рәсимлири, бутхана байриқи, һәйкәлләр вә башқа нурғун сәнәт әсәрлири йүксәк сәнәт хәзинисидур”.

Германийә пайтәхти берлиндики әң муһим мәдәнийәт-сәнәт көргәзмилиридики 1-там рәсим 4 нәпәр шаһзадиниң рәсими куча қизил миң ойдин елип келингән. 4-Қетимлиқ експедитсийидә елип келингән.
Германийә пайтәхти берлиндики әң муһим мәдәнийәт-сәнәт көргәзмилиридики 1-там рәсим 4 нәпәр шаһзадиниң рәсими куча қизил миң ойдин елип келингән. 4-Қетимлиқ експедитсийидә елип келингән.

Профессор петер зиме йәнә бу буюмларниң уйғурлар ислам динини қобул қилишниң алдидики дәврләргә хас икәнликини изаһлап мундақ дегән: “һәммигә аян болған йипәк рәсимләр вә вәсиқиләрму һәм шундақ. Буларниң алаһидилики, буларда мусулман сәнити йоқ. Сәнәт буюмлири асаслиқи будда дини етиқади арқа көрүнүшигә игә. Чүнки ислам 14-әсирдин кейинла турпан райониға сиңип киргән. Бу буюмлар илгири йәни алдинқи әсирниң 80-йиллирида, берлиндики һиндистан сәнәт музейида сақланған иди”.

Германийәдики түрколог доктор абләт сәмәт әпәндиниң тонуштурушичә, профессор зимениң турпаншунаслиқ, уйғур тарих вә уйғур қәдимий әдәбият тәтқиқатиға қошқан төһписигә сәл қарашқа болмайдикән. 14 Китаб вә 200 парчидин артуқ мақалиниң аптори болған профессор зиме әпәнди, турпан вәсиқилири үстидики тәтқиқатини давамлаштурмақтикән.

“турпан експедитсийәси” хәзинилири һәр хил қисмәтләрдин мөҗизиләрчә сақлинип кәлгән

Доктор абләт сәмәт әпәнди, 1902-йилдин 1914-йилғичә болған арилиқта елип берилған 4 қетимлиқ германийә турпан експедитсийәсигә сәвәб болған амил, қандақ буюмларниң, қандақ йоллар арқилиқ елип келиниши җәряни тоғрулуқ қисқичә тонуштуруп өтти.

Абләт әпәндиниң тәтқиқат мақалилири асасида чүшәндүрүшичә, германларниң уйғурларниң тарихий излириға қизиқишқа, 19-әсирләрниң 70-йиллиридин кейин йипәк йолини саяһәт қилған герман нәслидин русийәлик тәтқиқатчиниң уйғур дияриға қаратқан зиярити давамида, турпанда қәдимий мәдәнийәт излирини көргәнлики һәққидә қалдурған хатирилири сәвәб болған. 1899-Йили римда өткүзүлгән 12-нөвәтлик шәрқшунаслар қурултийида, у вә башқа уйғур елини зиярәт қилғучилар бир қисим буюмлар вә хатириләр һәмдә қол язмилар қатарлиқ байқашлардин доклат бәргән. Бу германийәлик тәтқиқатчиларниң алаһидә диққитини тартқан. Германийә турпан експедитсийәчилириниң биринчи қетимлиқ експедитсийәси 1902-йили 11-айдин 1903-йили 3-айғичә профессор грунведел башчилиқида шәрқшунас алим җорҗ хут вә бартус қатарлиқларниң қатнишиши билән башланған. 1902-Йили, қорал-ярағ ишләпчиқарғучи фредрич крупниң салған чәклик мәблиғи билән бу тунҗи тәтқиқат гурупписи турпанға атлинип, 15 һәптә сәпәр қилиш арқилиқ, ғулҗидин кирип турпанға йетип кәлгән һәм бир йилдин кейин 46 сандуқ һәр хил сәнәт буюмлири, қол язмилар қатарлиқларни елип қайтип келип, мәшһур болуп кәткән.

Иккинчи қетимлиқ експедитсийә: 1904-йили 11-айдин 1905-йили 8-айғичә, баркус билән лекок башчилиқида елип берилған. Әйни вақиттики герман падишаһи иккинчи қетимлиқ експедитсийәни мәбләғ билән тәминлигән. Иккинчи қетимлиқ експедитсийәдә тәклимакан қумлуқи әтрапидики бир қанчә харабиликләр, қәдимий шәһәр қатарлиқ орунларда нурғун муһим археологийәлик буюмлар тепилған. Улар муһим һөҗҗәтләр вә сәнәт әсәрлирини, һәйвәтлик там рәсимлири қачиланған 60 сандуқни чөчәк арқилиқ русийәгә, андин германийәгә елип кәлгән. Бу қетим елип келингән асар-әтиқиләр ичидә мани вә христиан диниға аит асар-әтиқиләрниң болуши техиму зор диққәт қозғиған.

Германийә пайтәхти берлиндики әң муһим мәдәнийәт-сәнәт көргәзмилиридики турпан қуҗудин 1-қетимда елип келингән пәриниң сүрити, уйғурларниң будда дини мәдәнийитигә тәвә.
Германийә пайтәхти берлиндики әң муһим мәдәнийәт-сәнәт көргәзмилиридики турпан қуҗудин 1-қетимда елип келингән пәриниң сүрити, уйғурларниң будда дини мәдәнийитигә тәвә.

Үчинчи қетимлиқ експедитсийә иккинчи қетимлиқ експедитсийә техи ахирлашмай турупла башлиниду. 1905-Йили 12-айдин 1907-йили 4-айғичә грунведел вә ле көк, һ. Похрт вә бартус қатарлиқлар уйғур ели даирисидә узун вақит йүрүп, техиму күп хәзиниләр билән қайтип кәлгән. Бу паалийәт мәдәнийәт министирлиқи арқилиқ мәбләғ билән тәминләнгән.

Төтинчи қетимлиқ експедитсийә: 1913-йили 6-айдин 1914-йили 2-айғичә ле көк башчилиқида, бартусниң қатнишиши билән елип берилған.

Бу төт қетимлиқ експедитсийә җәрянида тепилған миңлиған рәсим вә башқа сәнәт буюмлири, қол язмилар, һүнәр-кәсипләрниң өрнәк буюмлириниң топлими 40,000 парчидин артуқ қол язма билән берлинға елип келингән. 20 Хилдин артуқ тил-вә йезиқлар билән хатириләнгән һәр хил мәдәнийәтләргә хас бу қол язмилар вә буюмлар германийәниң қиммәтлик хәзиниси сүпитидә сақлинип қоғдалмақтикән.

Лекөк рәһбәрликидики төтинчи експедитсийә нурғун қийинчилиқларниң тәсиригә учриған вә 1914-йили биринчи дуня уруши партлиғандин кейин үзүлүп қалғаникән.

Төт қетимлиқ турпан експедитсийәси җәрянида германийәгә елип келингән боюмлардин ялғуз қол язмиларла 40 миң парчидин ашиду

Германлар тәрипидин нурғун тил-йезиқларда йезилған қиммәтлик қол язмиларни вә башқа буюмларни тәкшүрүш вә топлаш турпандила әмәс, бәлки куча, қарашәһәр қатарлиқ орунлардиму елип берилған.

Абләт әпәнди йәнә германийәгә елип келинип сақлиниватқан бу есил мәдәний мисраларниң һазирғичә болған узун вә мурәккәп тарихий җәрянда, уларниң учриған қисмәтлири һәмдә сақлиниш әһвали һәққидиму қисқичә чүшәнчә бәрди.

Көргәзмидики қиммәтлик буюмлар уйғурларниң мәдәнийитиниң хитай мәдәнийитиниң бир қисми әмәсликиниң испати

Өмүр бойи уйғурларниң қәдимки диний етиқади, ишләткән тил-йезиқлири, җүмлидин қизил миң өй там сүрәтлирини өз ичигә алған археологийәлик тәтқиқат нәтиҗилири билән көзгә көрүнгән уйғур археолог, америкида яшайдиған қурбан вәли әпәнди, хумболдт мунбири музейида көргәзмә қилиниватқан уйғурларға аит буюмларниң сүрәтлирини көздин кәчүргәндин кейин, бу музейға қоюлған буюмларниң қиммитигә алаһидә юқири баһа бәрди.

Қурбан вәли әпәнди йәнә, бу музейниң ечилғанлиқини қарши алидиғанлиқини билдүрүп: “бу көргәзмигә қоюлған тәңри теғиниң һәр җайидин топлап келингән бу буюмлар, бутсативаларниң һәйкәллириниң алаһидилики шуки, улар йәрлик хәлқниң чирай алаһидиликигә асасән ишләнгән. Бу буюмлар бу йәрдә яшиған хәлқниң мәдәнийити һечқачан хитай мәдәнийитиниң бир қисми әмәсликини испатлайду. Мән буниңдин сөйүндүм” деди.

Германийәдә сақлиниватқан уйғур мәдәнийәт хәзинилириниң қиммити барғанчә ашмақта

Мәзкур музейдики мәдәнийәт мираслири көргәзмисигә аит тонуштуруштин қариғанда, германийәдә сақлиниватқан һәмдә көргәзмә қилиниватқан уйғур дияридин елип келингән, миң йилдин миң бәш йүз йилғичә тарихқа игә тарихий мәдәнийәт сәнәт буюмлири, ялғуз германийә археологлири қизиқидиған тема болупла қалмастин, пүтүн дуня миқясидики хәлқаралиқ алимлар ортақ тәтқиқат қилидиған қиммәтлик буюмлар икән.

Абләт әпәнди, уйғур диярида уйғурларға хас тарихий излар вә мәдәнийәт мираслири хитай һөкүмити тәрипидин қәстәнлик билән йоқитиливатқан вақитта, уйғурларниң бу мәдәнийәт хәзинилиринң әйни вақитта германийәгә елип келингәнлики сәвәби билән сақлиниш пурситигә еришкәнликиниң бир мөҗизә икәнликини көрсәтти.

Абләт әпәнди йәнә, бу қиммәтлик хәзиниләрниң барғанчә чоңқур һәмдә кәң даирилик тәтқиқатларға йүзлинишигә әгишип, уйғурларниң тарихи вә парлақ мәдәнийитини дуняға тонутушта йәниму муһим рол ойнайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.