Анализчилар: “хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан мәдәнийәт ассимилиятсийәси ирқий қирғинчилиқниң ипадисидур”

Мухбиримиз меһрибан
2021.02.12
Анализчилар: “хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан мәдәнийәт ассимилиятсийәси ирқий қирғинчилиқниң ипадисидур” Хитайниң чаған байримида яңгир уссули ойнашқа тәшкиллигән уйғурлар. 2019-Йили феврал.
ts.cn

Хитайниң һөкүмәт тартқулиридин мәлум болушичә, 2021-йиллиқ хитайниң чаған байрими мәзгилидә, уйғур дияриниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар һөкүмәт органлириниң бирдәк уюштуруши билән хитайчә кийинип, хитайчә қизил нахшиларни ейтишқа, аталмиш хитай “қошмақ туғқан” лири билән бирликтә хитайлардәк чаған өткүзүшкә мәҗбур болған.

Бирнәччә күндин буянқи хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә, уйғур аптонум районлуқ радийо-телевизийә идариси вә җайлардики телевизийә истансилириниң 2021-йиллиқ “баһар байрими”, йәни чаған үчүн мәхсус сәнәт программилири тәйярлиғанлиқи, җайларда чағанлиқ һал сораш, тәбрикләш паалийәтлириниң өткүзүливатқанлиқи көпләп хәвәр қилинмақта.

Даириләр йәнә һөкүмәт таратқулириниң мәдәнийәт программилирида вә үндидар, тик-ток қатарлиқ иҗтимаий учур мунбәрлиридә, уйғурларға хитайниң чаған байримидики мәснәви чаплаш, чағандики меһмандарчилиқта һарақ ичиш, бирликтә җувава түгүш қатарлиқ хитайларниң чағанлиқ паалийәтлири һәққидики мәхсус филимларни көпләп тарқатқан.

Һалбуки, йеқинқи бирқанчә йилдин буян, хәлқара таратқуларда милйонлиған уйғурниң “диний ашқунлуқ”, “терорлуқ” вә “бөлгүнчилик” идийәлирини түгитиш дегәндәк һәр хил баһаниларда аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики лагерларға қамилип, хорлинишқа вә етник қирғинчилиққа учраватқанлиқи хәвәр қилинмақта. Аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” дики уйғур мәһбусларниң вә у йәрни пүттүрүп чиққан уйғурларниң хитай ширкәтлиридә мәҗбури әмгәккә селиниватқанлиқи муһим хәвәр темиси болмақта. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америка қатарлиқ ғәрп демократик дөләтлири һөкүмәтлири хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан бастурушини “инсанийәткә қарши җинайәт”, “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблимәктә. Америка вә явропадики демократик дөләтләрдә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға янтаяқ болған һөкүмәт әмәлдарлири вә хитай ширкәтлиригә қарши җазалаш тәдбирлири тәшәббус қилинмақта вә йолға қоюлмақта.

Чәт әлләрдики вәзийәт анализчилиридин исраилийәдики хитай язғучиси таң дәнхуң ханим вә голландийәдики уйғур паалийәтчиси асийә уйғур ханимлар зияритимизни қобул қилип, өзлириниң әнәниви милли вә диний байрамлирини өткүзүштин чәклиниватқан уйғурларниң хитайниң чаған байримини өткүзүшкә мәҗбурлиниватқанлиқини оттуриға қойди.

Исралийәдики язғучи таң дәнхуң ханим, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики тил, мәдәнийәт, диний етиқад җәһәтләрдә хитайлардин пүтүнләй пәрқлиқ болған уйғурларниң хитайниң чаған байримини өткүзүшкә мәҗбурлишини “хитайлаштуруш сиясити” дәп атиди.

Таң дәнхуң ханим йәнә мәйли хитай һөкүмитидә болсун яки хитай хәлқидә болсун, уйғурларниң милли кимликини қобул қилмаслиқ вә уни чәкләш хаһишиниң омумлашқанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, бу хил охшимиған милләтләрниң мәдәнийитини йәкләш, башқа милләтләргә хитай мәдәнийәт кимликини мәҗбури теңиш, әмәлийәттә тарихтики хитай һөкүмранлиридин қалған таҗавузчилиқ сияситиниң давами икән. У буниң хитайниң өзлири бесивалған земинлардики қәвмләрниң мәдәнийитини йәкләш, төвән көрүш вә қобул қилмаслиқ хаһишиниң мәһсули икәнликини билдүрди.

Хитайниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип барғанлиқиниң муһим испатлиридин бири болған “қариқаш һөҗҗәтлири” ни дуняға ашкарилиған уйғур паалийәтчи вә хитай вәзийити анализчиси асийә уйғур

Ханимму бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. У хитай даирилириниң уйғурларниң әнәниви милли вә диний байрамлирини чәкләп, хитайниң “чаған” байримини өткүзүшкә мәҗбурлишини, уйғурларни милләт сүпитидә хитайлаштуруш вә уйғурларға қаритилған “ирқий қирғинчилиқ” сияситиниң әмәлий ипадисидур, деди.

Асийә уйғур ханимниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң сиясий мәқсәттики тәшвиқатлири, буйруқ-пәрманлири һәмдә уйғурларға йүргүзүватқан йоқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлириниң һәммисини, таҗавузчи һакимийәтниң бесивелинған зиминдики йәрлик хәлқләргә йүргүзгән ассимилиятсийә вә ирқий қирғинчилиқ сияситиниң муһим бир парчиси, дийишкә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.