Уйғур әнәниви наштилиқлиридин нан вә әткән чайниң орниға хитай услубидики наштилиқларниң дәсситилишигә йошурунған ғәрәзләр
2024.05.23
Хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқиниң давамлишиватқанлиқи илгири сүрүлүватқан вәзийәттә райондики уйғурларға хитай услубидики әтигәнлик наштилиқниң омумлаштурулуватқанлиқи диққәт қозғимақта.
Йеқинда хитайниң һөкүмәт тармиқидики “аяллар авази” торида, уйғур елидики һәрқайси районлуқ аяллар бирләшмиси қармиқидики “аилә мәктипи”дики оқутқучиларниң райондики аяллар үчүн уйғурларниң әнәниви наштилиқлиридин болған нан вә әткән чайниң орниға пошкал таяқчиси (油条), гүрүч умичи (粥), пиязлиқ чәлпәк (葱油饼), “мома” (馒头) вә көктатлардин тәйярланған қошумчә йемәкләрни етиш һәққидә әмәлий дәрс тәсис қилғанлиқи вә башқилар һәққидә доклат елан қилинған.
Мәзкур доклаттин уйғур елиниң қәшқәр, хотән, йәкән қатарлиқ җайлирида аяллар бирләшмиси қармиқидики мәзкур “аилә мәктәп” пирограммиси бойичә уйғур аяллириға хитайчә наштилиқларни тәйярлашни өгитиш һәмдә хитайчә наштилиқларниң “илмий вә заманиви услубтики саламәтликкә пайдилиқ наштилиқ” дәп чүшәндүрүлүш арқилиқ хитайчә наштилиқларни уйғурларниң әнәниви наштилиқлириниң орниға дәсситиш елип бериливатқанлиқи ашкариланмақта.
Ваһаләнки бу доклатта, уйғур хәлқиниң узун тарихқа игә әнәниви йемәк-ичмәк мәдәнийитиниң бир қисми болған наштилиқида нан вә чайдин башқа йәнә, қуруқ мевә, һәсәл, мурабба, қаймақ қатарлиқ мол озуқлуқ қиммитигә игә йемәкликләрниңму бирликтә истемал қилинидиғанлиқи тилға елинмиған. Униң әксичә, уйғур наштилиқлири җүмлидин уйғур таамлири заманға маслашмиған, қалақ һаләттики йемәклик қилип көрситилгән. Шуниң билән биргә йәнә, районда хитайчә наштилиқ вә таамларниң омумлишишиниң райондики хәлқләрниң мәдәнийәт турмуш сәвийәсини өстүрүп, дастиханлириниң рәңдарлишип моллашқанлиқидәк “әвзәллик” ләрни елип кәлгәнлики уйғурларниң еғизи арқилиқ махтатқузулған. Униңда йәнә, уйғур елиниң бәзи җайлирида хитай көчмән кадирлири үчүн мәхсус хитайчә таамларни етидиған ашханиларниң омумлишиватқанлиқи қәйт қилинған.
Уйғур йемәк -ичмәк мәдәнийитидә көрүлүватқан бу әһвални “уйғурларниң наштилиқлиридики нан вә чайниму уларниң дастиханлиридин йоқитишқа урунуш” дәп қариған түркийәдики уйғур зиялийси, уйғур академийәси вәхписиниң рәиси доктор мәғпирәт камал , уйғур нанлириниң уйғур мәдәнийәт, өрп -адәтлиридики орни вә тәсириниң йүксәклики һәққидә тохталди.
У йәнә, хитай һөкүмитиниң районда уйғур наштилиқлириниң орниға өзлириниң хитайчә услубтики йемәкликлирини дәсситишиниң арқисиға йошурунған ғәрәзлири һәққидики қаришини ипадилиди.
Уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан америкадики рос-хулман технологийә институтиниң дотсенти тимусий грос уйғур йемәк мәдәнийитиниң нөвәттики вәзийити вә хитай йемәклириниң уйғур наштилиқлири вә башқиларниң орнини игиләватқанлиқи тоғрулуқ мәхсус мақалә елан қилған. У 13-март күни “хитай архипи” (ChinaFile) тор бетидә елан қилған мәзкур мақалисидә, хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин уйғур таамлирини уйғурларниң дастиханлиридин йоқитишқа урунса; йәнә бир тәрәптин, уни аталмиш “шинҗаң таамлири” дегән намда саяһәтчиләр үчүн базарға селиштәк қилмишлирини қаттиқ тәнқид қилған. Тимусий грос радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, бу һәқтики қаришини аңлармәнләр билән ортақлашти. У мундақ деди:
“әлвәттә бу аилә мәктәп программилирида райондики уйғур аяллириға хитайларға хас услубтики тамақ етишни өгитиш һәмдә уларға уйғурларниң типик наштилиқлиридин бири болған нан вә чайниң орнини дәсситиши сөзләнгән. Нан вә чайға охшаш типик уйғур наштилиқи маңа нисбәтән қизартилған болка вә қәһвәдин ибарәттур. Демәкки бу, хитайниң қаришида америка услубидики наштилиқниңму мәлум җәһәттин сағлам әмәсликини билдүриду. Һалбуки, хитай аталмиш ‛мәдәнийәт‚ вә ашқунлуққа охшаш өрп-адәт билән мәдәнийәтни параллел нуқтиға қойған. Шуңа, хитай компартийәсиниң нуқтиинәзиридин қариғанда, улар уйғур мәдәнийитиниң бир амили болған уйғур наштилиқлириниңму тәрәққий қилиш керәкликини оттуриға қойған.”
Доктор тимусий грос бу һәқтики мақалисидә мундақ язған: “гәрчә хитай һөкүмити уйғур аилилирини аталмиш начар вә сағлам болмиған йемәкликләр вә ‛ашқунлуқ‚ ни кәлтүрүп чиқиридиған исламий йемәк-ичмәккә қарита қоюлған чәклимиләрдә чиң турушқа агаһландурған болсиму, әмма хитай саяһәтчилириниң бу йемәкликләрни истемал қилишида мәсилә йоқтәк қилиду. Чүнки, хитай саяһәтчиләр әмәлийәттә бәс-бәстә шинҗаңға келип, йәрлик мәззилик таамларни йәйду. Шинхуа агентлиқиниң 2023-йили 11-айниң 1-күни хәвәр қилишичә, 2023-йили 7 милйондин артуқ саяһәтчи бу районни зиярәт қилғаникән. Һалбуки, шинҗаң мәдәнийәт вә саяһәт идарисиниң муавин мудири лю чүән ‛даңлиқ йәрлик мәззилик таамлар‚ ниң бу юқири санни яритишниң арқисидики асаслиқ һәрикәтләндүргүч күчниң бири дәп көрсәткән.”
У йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур таамлириға болған көз қаришидики бу рошән зиддийәтни қандақ чүшәндүрүш тоғрисида өз қаришини оттуриға қоюп мундақ язған: “аддий қилип ейтқанда, партийә-дөләт үчүн әгәр уйғур йемәкликлири ‛шинҗаң йемәкликлири‚ дегән нам билән аталсила, андин уни қобул қилишқа болиду дәп қарайду… хитай компартийәси ач қалған хитай саяһәтчиләр үчүн уйғур таамлирини ‛шинҗаң йемәклири‚ дәп базарға салмақта. Әмма, әксичә, йәнә бир тәрәптин уйғурларниң әнәниви йәрлик таамлирини уйғур өйлиридин йоқитиватиду.”
Доктор тимусий грос бу һәқтики инкасида мундақ деди: “ мениңчә ойлинишқа тегишлик иш шуки, саяһәт нуқтилириниң, болупму уйғур районидики нурғун җайлардики ресторанлар, ашханилар омуми җәһәттин, шинҗаң ашханилири яки шинҗаң таамлири дәп атилиду. Мениңчә бу наһайити муһим нуқта. Чүнки бу ,хитай компартийәсиниң тәкрар пайдилиниватқан омумий әндизисиниң қайта күчәйтилиши болуп һесаблиниду. Йәни, хитай бу арқилиқ шинҗаңниң уйғурларға охшаш йәрлик милләтләргә аит земини әмәсликини оттуриға қойған болуп, бу, хитайларни уйғурларниң земиниға олтурақлаштуруш истратегийәсиниң йәнә бир қисмидур. Шуңлашқа, йемәк-ичмәкни өз ичигә алған уйғур мәдәнийитиниң елементлириниму уйғурларғила аит болмастин, бәлки көп хиллашқан җуңхуа миллитигә ортақ болушқа урунуватиду.”
Германийәдики инсаншунаслиқ пәнлири доктори вә уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси вә бир мәзгил қәшқәрдә яшиған руне ситенберг (Rune Stenberg) бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болғинида, хитайниң нөвәттә уйғурларға йүргүзүватқан ассимилятсийә сияситидә қоллиниватқан истратегийәлик пилани тоғрулуқ өз қаришини ипадилиди.
У йәнә мундақ деди:
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, хитайниң нөвәттә уйғур мәдәнийитиниң өзи үчүн пайдисиз дәп қариған тәрәплирини йоқитип, өзи үчүн “нәп беридиған” елементларни аталмиш җуңхуа миллитиниң бир қисмиға айландурушқа урунуши маһийәттә уйғур кимликини йоқитишниң бир қисми икән.