Доктор мәғпирәт камал ханим уйғур академийәси вәхпиниң йеңи нөвәтлик рәиси болуп сайланди
2023.08.01
29-Июл күни мәркизи истанбулдики уйғур академийәси вәхпиниң идарә һәйәт сайлими елип берилди. Истанбул бәйкәнт университетиниң оқутқучиси, доктор мәғпирәт камал ханим уйғур академийәси вәхпиниң рәиси болуп сайланди.
Доктор мәғпирәт камал ханим бу мунасивәт билән радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У мундақ деди: “хәлқимиз маңа ишәнч қилғанлиқи үчүн, бу қийин вә шәрәплик вәзипини маңа тапшурди, дәп ойлаймән. Һалбуки, бу вәзипә һәқиқәтәнму асан бир хизмәт әмәс, әмма мән йиллардин буян уйғур академийәсиниң түрлүк хизмәтлиригә арилишип келиватимән. Шуңа уйғур академийәсиниң хизмәтлири вә системисини яхши чүшинимән.”
Доктор мәғпирәт ханим сөзидә йәнә уйғур академийәси вәхпини өзиниң аилиси дәп қарайдиғанлиқини, униң раваҗлиниши, мувәппәқийәтлири вә қолға кәлтүргән нәтиҗилиридин пәхирлинидиғанлиқини, буниңдин кейин техиму тиришип ишләйдиғанлиқини билдүрди.
Доктор мәғпирәт камал ханим уйғур академийәси тәшкилатлириниң 14 йиллиқ мусаписидики тунҗи аял рәис болуп һесаблинидикән.
Доктор мәғпирәт камал ханим өзиниң уйғур академийәсиниң рәиси болуш сүпити билән буниңдин кейин елип бармақчи болған хизмәт пиланлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “уйғур академийиси вәхпи қурулғандин буян яшларни тәрбийәләшкә алаһидә әһмийәт берип кәлди. Болупму уйғур зиялийлирини бир йәргә җәм қилип, уйғур тили, тарихи вә мәдәнийити саһәсидә илмий төһпилирини қошушқа, вәтини үчүн хизмәт қилишқа йетәкләп кәлди. Биз буниңдин кейинму университетларда оқуватқан уйғур оқуғучиларға оқуш расхоти вә мукапат соммиси беришни давамлаштуримиз, һәр саһәдики хизмәтләрни техиму яхши ишләшни давамлаштуримиз”.
Доктор мәғпирәт ханим сөзидә йәнә уйғур пәрзәнтлиригә ана тилини оқутуш, универистетларға өтүш үчүн тәйярлиқ курслири ечиш, чәт әлләрдики уйғур яшлири үчүн дәрслик материялларни түзүш қатарлиқ иш пиланлири һәққидиму тохтилип өтти.
Биз уйғур академийәси вәхпиниң бу қетимлиқ сайлими тоғрисида техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн, уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмид қарахан билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдулһәмид қараханниң билдүрүшичә, уйғур академийәси вәхпиниң низамнамисигә асасән, 29-июл күни уйғур академийәси вәхпиниң идарә һәйити вә әзалири тор арқилиқ сайлам елип барған. Сайламда доктор мәғпирәт камал ханим көп санлиқ аваз билән уйғур академийәси вәхпиниң бу нөвәтлик рәисликигә сайланған.
Абдулһәмид қараханниң билдүрүшичә, уйғур академийәси вәхпиниң сабиқ рәиси доктор пәрһат қурбан тәңритағли саламәтлик сәвәбидин рәислик вәзиписидин муддәттин бурун истепа бәргән икән.
Уйғур академийиси вәхпиниң һазир 7 кишилик даимий һәйәт әзаси, 7 кишилик запас идарә һәйәт азаси, шундақла 6 кишилик назарәт һәйити болуп, җәмий 20 киши вәзипә өтимәктә икән.
Уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмид қараханниң билдүрүшичә, истанбулдики уйғур академийәси вәхпи, мәркизи америкаға йөткәлгән хәлқара уйғур академийәсиниң түркийәдики тармиқи һесаблинидикән.
Уйғур академийәси 2009-йили истанбулда қурулған болуп, һазир бу академийәниң америка, канада, явропа, австралийә, японийә вә оттура асия дөләтлиридә 7 тармақ шөбиси бар икән.