Ситокһолмда “мәһбуслар садаси: сикандинавийә әркинлик йүрүши” дағдуғилиқ өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.04.29
mehbuslar-sadasi-namayish-1.jpg Шиветсийә пайтәхти ситокһолм шәһиридә өткүзүлгән көлими зор болған “мәһбуслар садаси: сикандинавийә әркинлик йүрүши” намлиқ паалийәттин көрүнүш. 2019-Йили 28-апрел, шивәтсийә.
RFA/Ekrem

28-Апрел шиветсийә пайтәхти ситокһолм шәһиридә көлими зор болған “мәһбуслар садаси: сикандинавийә әркинлик йүрүши” намлиқ паалийәт өткүзүлгән.

Шиветсийә уйғур маарип уюшмиси, норвегийә уйғур комитети вә башқа түрк тәшкилатлири, кишилик һоқуқ органлириниң тәшкиллиши шундақла һәмкарлишиши билән 28-апрел күни шиветсийә пайтәхти ситокһолм шәһиридә хитайниң җаза лагерлири сияситигә қарши кәң көләмлик намайиш елип берилған. Намайиш шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланған.

Бу намайишқа шиветсийә, норвегийә, финландийә қатарлиқ сикандинавийә йерим арили дөләтлиридә яшаватқан уйғурлар һәмдә голландийәдин кәлгән уйғурлар вә түркләр, йәрлик кишилик һоқуқ тәшкилатлири хадимлири болуп көп санда кишиләр иштирак қилған.

Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәһбәрлиридин абдуллаһ көкяр әпәнди нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилғанда бу қетимқи намайишниң мәқситини “җаза лагерлириға қамалған милйонлиған уйғурниң авазини дуняға аңлитиш,” деди. У сөзидә уйғур миллитини нөвәттики хитай зулумидин үмидсизләнмәсликкә, күрәшлирини давамлаштурушқа чақирди.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәнди нәқ мәйдандин мәлумат берип, бу қетимқи намайишниң көлими вә тәсириниң зор болғанлиқини тилға алди. Униң билдүрүшичә, 2-нөвәтлик “мәһбуслар садаси: сикандинавийә әркинлик йүрүши” 5-айниң 4-күни норвегийә пайтәхти осло шәһиридә өткүзүлидикән.

Намайишқа д у қ ниң баянатчиси дилшат решит әпәндиму қатнашқан болуп, у бу қетимқи намайишниң йәнә бир мәқситиниң “дуняниң диққитини шәрқий түркистанға мәркәзләштүрүш, сикандинавийә дөләтлириниң хитай билән болған дипломатик вә иқтисадий мунасивәтләрдә уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшиға түрткә болуш” икәнликини баян қилди.

Намайиш иштиракчилири тәминлигән син көрүнүшлиригә асасланғанда, намайишчилар ситокһолм кочилирида узун сәп болуп хитайға қарши җараңлиқ шоарлар товлап маңған. Улар “хитай террорист, ши җинпиң террорист! уйғурларға әркинлик! шәрқий түркистанға мустәқиллиқ!” дегәндәк шоарлар ситокһолм кочилирини ләрзигә салған.

Бу намайишқа қатнашқан шиветсийәдики уйғур зиялийлиридин мирадил әпәнди намайишчиларниң җаза лагерлири мәсилисини шиветсийә хәлқигә билдүрүш мәқситигә йәткәнликини тилға алди. У сөзидә намайишниң падишаһлиқ бағчидин башлинип 2-дуня урушидики натсистларниң җаза лагерлириниң символи болған бир җайда ахирлашқанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.