Алмутада мәрһум әдәбиятшунас вә академик маһмут абдурахманоф хатириләнди
2024.08.13
10-Авғуст күни қазақистанниң алмута шәһиридики қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музика-комедийә тиятирида көрнәклик алим вә шаир, иҗтимаий пәнләр академийәсиниң академики мәрһум маһмут абдурахманоф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқиға беғишланған “сеғиндим” намлиқ консерт пирограммиси көрситилди. Униңға уйғур тиятириниң дирама артислири, “нава” фолклор ансамбили вә “рухсарә” уссул ансамбили қатнашти.
Мәрһум маһмут абдурахманофниң 90 йиллиқ тәвәллутини 2024-йили хатириләш қазақистан язғучилар иттипақи қармиқидики уйғур әдәбияти кеңиши тәрипидин тәшәббус қилинған иди. Шу мунасивәт билән уйғур тилида оқутулидиған мәктәпләрдә мәхсус паалийәтләрни өткүзүш йолға қоюлди. Буниңдин ташқири җәмийәтлик бирләшмиләр, юрт-җамаәт актиплири, зиялийлар вә башқилар буниңға йеқиндин арилашмақта.
Биз бу мунасивәт билән мәзкур паалийәтләрниң тәшәббускарлиридин бири, тағ-кан инженери, пирофессор абдуллам самсақофни мәхсус зиярәт қилдуқ.
У, уйғур тиятиридики мурасимниң юқири сәвийәдә өткәнликини тәкитләп, мундақ деди: “мәрһум маһмут абдурахманофниң шеирлириға йезилған нахша вә ‛аманнисахан‚ дирамисидин үзүндиләр көрситилди. Консертниң сенарийәсини язған гүлбаһар насирова өзиниң маһаритини көрсәтти, дәп ейтсам хата болмайду. Чүнки һәр бир ейтилған сөз үнчидәк тизилип, мәрһум маһмут абдурахманоф әсләп өтүлди. Шуниңдәк насированиң тәшәббуси билән видийолар көрситилди. Консерт наминиң ‛сеғиндим‚ дәп аталғанлиқини алаһидә тәкитләш керәк. Вақитниң өтүши билән бу нахша әлгә сиңип, хәлқ нахшисиға айлинип кәтти. Шуниң үчүн болса керәк, бу нахшини ‛нава‚ ансамбили иҗра қилғанда залдики 300гә йеқин адәм орунлиридин туруп, тәң ейтишип, хорға айлинип кәтти.”
Абдуллам самсақоф өзиниң тәшәббускар сүпитидә мәзкур тәвәллутни өткүзүш тоғрилиқ хәвәрни қирғизистан, өзбекистан, түркийә вә башқиму әлләрдә яшаватқан уйғур вә башқиму қериндашларға йоллиғанлиқини, улардин көплигән инкасларниң кәлгәнликини, болупму уларниң уйғур тиятириға миннәтдарлиқ билдүргәнликини баян қилди.
Абдуллам самсақоф австралийәдә яшаватқан шаир, җәмийәт әрбаби әхмәт игәмбәрдидин кәлгән хәвәрни аңлатқанлиқини билдүрди.
Алим йәнә мәрһум маһмут абдурахманофқа беғишланған хатирә мурасиминиң шаирниң туғулған юртида давам қилғанлиқини оттуриға қойди. У юрт-җамаәтчиликниң шаир дәпнә қилинған ғулҗа йолида йиғилип, у йәрни тазилап, қуран тилавәт қилип, шаирни әслигәнликини билдүрди. У мушу ишларниң бешида турған тәшкәнсаз вә башқиму юртларниң барлиқ турғунлириға өзиниң чәксиз миннәтдарлиқини изһар қилди.
Зияритимизни қобул қилған қуддус ғоҗамяроф намидики дөләтлик академийәлик уйғур музика-комедийә тиятириниң артиси, қазақистанда хизмәт көрсәткән әрбаб нуралим варисоф әпәнди, мәрһум маһмут абдурахманофниң композитор селимахун зәйналоф билән һәмкарлишип көплигән нахшиларни иҗат қилғанлиқини, уларниң хәлқ арисида кәң таралғанлиқини оттуриға қойди.
“алаш” мукапатиниң саһиби, атақлиқ шаир җәмшит розахуноф әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мәрһум маһмут абдурахманофниң әдәбий иҗадийитигә өз баһасини бәрди. У шаир поиезийәсиниң өзигә хас алаһидиликлирини тилға елип өтти.
Маһмут абдурахманоф 1934-йили алмута вилайити әмгәкчи қазақ наһийәсиниң тәшкәнсаз йезисида дуняға кәлгән. У 1958-йили һазирқи әл-фараби намидики қазақ дөләтлик университетини тамамлап, әмгәк паалийитини “коммунизм туғи” гезитиниң редаксиясидә мухбирлиқтин башлиған. 1960-Йиллардин тартип шаир сүпитидә тонулушқа башлиған. Униң шеирлири “қәлб нахшилири”, “даванлар”, “қәдәмләр”, “түгүнләр” вә башқиму топламлирида орун алған.
Мәрһум маһмут абдурахманофниң шагиртлиридин бир қатар алимлар йетишип чиққан болуп, шуларниң бири филологийә пәнлириниң намзат доктори һакимҗан һәмрайеф әпәндидур. У, мундақ деди: “маһмут ака абдурахманофниң иш-паалийитини бир нәччә йөнилиштә ейтип өтүшкә болиду. Биринчидин, уни биз устаз, педагок сүпитидә яхши билимиз. Алмутадики һазирқи абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң филологийә факултетида 1980-йили уйғур бөлүми ечилип, бир нәччә йил мабәйнидә униңдин йүзлигән муәллимләр йетилип чиққан иди. Әнә шу уйғур бөлүминиң ечилишида хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнти, тилшунас алим, академик ғоҗәхмәт сәдвақасоф чоң рол ойниди. Маһмут ака шу уйғур бөлүмидә узун йиллар ишлиди. Һазир бу бөлүмни тамамлиғанлар уйғур тили вә әдәбияти пәнлиригә қошумчә йәнә тарих, инглиз тили, башланғуч синип, қазақ тили вә башқиму пәнләр бойичә уйғур мәктәплиридә бүгүнгичә яш әвладқа сапалиқ билим вә тәрбийә бериватиду. Әлвәттә, маһмут ака билән биргә өктәбир җамалдиноф, турсун алайеф, шеривахун баратоф, давут исийеф, руслан арзийеф, патигүл мәқсәтова қатарлиқ устазларниму атап өтүшкә болиду. Маһмут ака узун йиллар давамида уйғур тили вә әдәбияти бөлүмини башқурди. Бу җәһәттә уйғур бөлүми факултет бойичә үлгилик бөлүмләр қатариға киргән иди.”
Һакимҗан һәмрайефниң ейтишичә, мәрһум маһмут абдурахманоф уйғур тилидики мәктәпләр үчүн оқуш пирограммилири вә қораллирини тәйярлашта вә таритишта актип һәрикәт қилған зиялийларниң бирикән. У өзиму әдәбият бойичә оқуш дәрсликлирини вә қошумчә материялларни елан қилишқа йеқиндин арилашқан.
Мәрһум маһмут абдурахманоф йәнә алим сүпитидә пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки оттура асия вә башқиму мәмликәтләрдә тонулған. Униң илмий паалийити қазақистан уйғур әдәбиятиниң тарихини тәтқиқ қилиштин ибарәт болуп, бу җәһәттә у көплигән әмгәкләрни йезип қалдурған.
Һакимҗан һәмрайеф сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “маһмут ака уйғур әдәбиятиниң асасән поезийә жанирини тәтқиқ қилиш билән шуғулланди. Әмма униң илмий паалийитини буниң биләнла чәкләшкә болмайду, әлвәттә. Совет дәвридики уйғур әдәбияти тарихиниң омумий мәсилилириму униң диққитидин сирт қалмиди, йәни пироза вә дираматоргийә саһәлиридиму үнүмлүк ишлиди. Алим шундақла килассик уйғур поезийәси мәсилилири, совет дәвригичә болған уйғур әдәбияти вә уйғурларниң тарихий вәтинидики әдәбияти вәкиллириниң иҗадийити бойичиму издинип, илмий монографийәлирини, топламларда, мәтбуат сәһипилиридә салмақлиқ, мәзмунлуқ мақалилирини елан қилип турди. Маһмут акиниң омумән уйғур мәдәнийитигә қошқа төһписи яш кадирларни тәйярлаштин ибарәт болди. У болупму әдәбият саһәсидә бир қатар пән намзатлири вә докторлирини тәрбийәләп чиқарди. Бу йәрдә шундақла униң уйғурларниң тарихий вәтинимиздин кәлгән бир топ яш тәтқиқатчиларға яр-йөләк болуп, уларниң илмий дәриҗә елишиға түрткә болғанлиқиниму унтумаслиқимиз керәк.”
Мәрһум маһмут абдурахманоф 2013-йили 79 йешида вапат болған. У кейинки йилларда “күрәш вә һаят”, “қәләм нәқишлири” топламлирини елан қилған. У тәрҗиман сүпитидиму тонулған болуп, абай, пушкин, ғамзатоф, ерғалийеф, қадир мирзаәли, молдағалийеф вә башқиму атақлиқ шаирларниң әсәрлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилған. Алим вә шаир һаятиниң ахирқи йиллири уйғурларниң мәдәнийәт ишлириғиму актип арилишип, өзиниң бир кишилик позитсийәсини билдүрүп кәлгән.
Униң әмгики мунасип баһалинип, қазақистан җумһурийитиниң маарип әлачиси, уйғур вә әмгәкчи қазақ наһийәлириниң пәхрий пуқраси атилип, “қазақистан җумһурийитиниң илим-пәнигә сиңдүргән әмгики үчүн” пәхрий бәлгиси вә башқиму бир қатар ярлиқлар билән тәқдирләнгән. Уйғур җамаәтчилики мәрһум маһмут абдурахманофни йәнә җәмийәтлик ишларниң паал иштиракчиси, уйғур миллий маарипиниң җанкөйәри сүпитидиму яхши билиду.