Америка, уйғур тутқунларни мәҗбурий әмгәккә салған хотәндики хитай ширкитиниң мәһсулатлирини чеграда тутуп қалди

Мухбиримиз әркин
2019.10.09
lager-kyim-tikish.jpg Хитай һөкүмити орунлаштурған чәтәллик тәкшүргүчиләргә көрситиш үчүн тәйярланған лагер “оқуғучи” лириниң тикимчилик курси. 2019-Йили 4-январ, қәшқәр.
REUTERS

Хитайдики “тәйда кийим-кечәк чәклик һәссидарлиқ ширкити” ниң хотән шәһиридики шорбағ йезиси зағун кәнтидә завут қуруп, лагердики “ипадиси яхши” дейилгән уйғур тутқунлирини бу завутта мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи, униңда ишләпчиқирилған мәһсулатларниң америка қатарлиқ дөләтләргә експорт қиливатқанлиқиға даир хәвәрләр өткән йили чәтәл таратқулирида кәң тарқалған иди. Йеқинда америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң “тәйда кийим-кечәк һәссидарлиқ чәклик ширкити” ишләпчиқарған мәһсулатлирини униң хитай һөкүмити билән тил бириктүрүп, лагердики уйғур тутқунлирини мәҗбурий ишләткәнлики сәвәблик чеграда тутуп қалғанлиқи ашкариланди.

Бирләшмә агентлиқиниң ашкарилишичә, америкидики “коско” намлиқ топ сетиш зәнҗири йеқинда “тәйда ширкити” ниң бовақ балилар йотқини вә өсмүрләрниң кәчлик ухлаш кийимини заказ қилған. “тәйда ширкити” бу мәһсулатларни бу йил 21 вә 26‏-сентәбир күнлиридә икки түркүмгә бөлүп америкадики “коско” ширкитигә йоллиған. Лекин бу мәһсулатлар 1‏-өктәбир күни америка чеграсида тутуп қелинған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң мувәққәт комиссари марк морган мәзкур органниң бу қарари һәққидә тохтилип, буниң бир күн ичидә чиқирилған әң көп ембарго тизимлики икәнлики, “бу, әгәр биз мәлум бир мәһсулатниң мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилғанлиқиға гуман қилсақ, бизниң бу мәһсулатни америка базириға киргүзмәйдиғанлиқимизни көрситиду” дегән.

Мәлум болушичә, америка тамозһна вә чегра қоғдаш идариси “тәйда ширкити” ниң мәһсулатида мәҗбурий әмгәк амилиниң бар-йоқлуқини тәкшүрүп бекиткәнгә чегрида тутуп турулидикән. “тәйда һәссидарлиқ чәклик ширкити” ниң мәһсулатлириниң уйғур районидики лагерларға четишлиқ икәнликидин коскониң хәвири бар-йоқлуқи бизгә мәлум әмәс.

Биз шу мунасивәт билән 8‏-өктәбир күни коско ширкитиниң муавин президенти ричард галантиниң ишханисиға телефон қилип, уларниң мәзкур мәсилидики инкасини сориған болсақму, лекин суаллимизға җаваб алалмидуқ. Ричард галантиниң ярдәмчиси телефонимизни елип, суалимизни елхәт арқилиқ әвәтишимизни, лекин елхәткә җаваб бериш үчүн вақит кетидиғанлиқини билдүрди. Бу ярдәмчиниң илгири сүрүшичә, униң “бундақ бир мәсилидин һечқандақ хәвири йоқ” икән.

Әмма бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә қәйт қилинишичә, коско ширкитидики әмәлдарлар бовақлар көрписиниң башқа җайда ишләпчиқирилғанлиқи, әмма ширкәтниң мәсилә бар завутларда ишләпчиқирилған мәһсулатларни қандақ қилишни ойлишиватқанлиқини билдүргән. Лекин америкадики “ишчилар һоқуқи бирләшмиси” намлиқ әмгәк һоқуқи тәшкилати, коско ширкитиниң бовақлар көрписиниң башқа җайда ишләпчиқирилғанлиқини илгири сүрсиму, лекин буниң тоғра әмәсликини билдүрди.

Мәзкур тәшкилатниң иҗраийә директори скот нова 8‏-өктәбир зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “коско тәйда ширкитиниң мәһсулатини сетивалған. Улар бу мәһсулат тәйда ширкитиниң америка һөкүмити ембарго қойған завутидин башқа җайда ишләпчиқирилғанлиқини илгири сүрсиму, лекин биз буниң тоғра әмәсликигә ишинимиз. Биз бу мәһсулатниң ембарго қоюлған нәқ шу завутта ишләпчиқирилғанлиқиға ишинимиз. Коско һәрқандақ әһвалда, һәрқандақ завутида кишиләр мәҗбурий әмгәккә селиниватқан ширкәтләр билән сода қилмаслиқи керәк. . . . . . . . Бу һечқанчилик мурәккәп мәсилиму әмәс. Коскони өз ичигә алған һәрқандақ америка ширкити тәйда билән сода қилмаслиқи лазим.”

Скот нованиң билдүрүшичә, “тәйда ширкити” ниң һөкүмәт билән тил бириктүргәнлики вә тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқиға даир йеңи дәлилләр бар икән. У, өзиниң әһвални һөҗҗәтләштүргәнликини билдүрди. Скот нова мундақ дәйду: “биз хотән тәйда ширкитиниң хотәндики бир лагирниң ичидики завутта кишиләрни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини һөҗҗәтләштүрдуқ. Шундақла биз йәнә униң лагер сиртидики 2‏-бир завутидиму кишиләрни мәҗбурий әмгәккә селиватқан болуши мумкин, дегән күчлүк ишәнчигә кәлдуқ. Һалбуки, лагер сиртидики бу завут америка һөкүмитиниң ембарго тизимликиниң сиртида. Дәлилләр наһайити ениқки, хотән тәйда ширкити кишиләрни мәҗбурий әмгәккә селиватқан болуп, униң йиғивелиш лагерлири билән биваситә мунасивити бар. У хитай һөкүмитиниң ярдимигә еришмәктә, шундақла хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики бастурушиға һәмкарлашмақта.”

“ишчилар һоқуқи бирләшмиси” бу йил 6‏-айда тәкшүрүш доклати елан қилип, “хотән тәйда кийим-кечәк һәссидарлиқ чәклик ширкити” ниң уйғур тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқиға даир күчлүк дәлилләрни байқиғанлиқини билдүргән. Доклатта, тәйда ширкитиниң хотәндики завутлирида хәлқара әмгәк һоқуқи өлчәмлиригә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилинғанлиқи тәкитләнгәниди.

Америкадики бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, бу вәқә америка ширкәтлириниң уйғур районида ишләпчиқирилған хитай мәһсулатлирини заказ қилғанда пәвқуладдә һошяр болуши керәкликини көрситип бәргән. Америкадики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәшкилатиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси һенрий шәҗәвиский мундақ дәйду: “бу, мәҗбурий әмгәктин кәлгән ишләпчиқириш зәнҗириниң мәһсули болған буюмлар америкидики коскониң базириға кирди, дегәнлик. Әлвәттә мәһсулатларниң қәйәрдин кәлгәнликини, униң қандақ шараитларда ишләпчиқирилғанлиқини пәрқләндүрүш бир қәдәр мүшкүл болған мурәккәп мәсилә болсиму, лекин буниңға қарита техиму ениқ чүшәнчә шәкилләндүрүш керәк. Шуңа, биз хитайдин мәһсулат импорт қиливатқан ширкәтләрниң буниңда тамамән очуқ-ашкара болушиға еһтияҗлиқ. Болупму шинҗаңда ишләпчиқирилған мәһсулатларниң қандақ шараитта ишләпчиқириливатқанлиқини билиши керәк.”

Һенрий шәҗәвискийниң қаришичә, бу хил хитай ширкәтлирини җазалаш америка билән чәклинип қалмаслиқи, униңға явропадики башқа дөләтләрму аваз қошуши керәк икән. У мундақ дәйду: “биз кәчлик ухлаш кийиминиң шинҗаңдин импорт қилинип, коскода сетилғанлиқини аңлидуқ. Буниң өзи бизниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғур вә башқиларни қоғдашта йәнила үнүмлүк тәдбир алалмиғанлиқимизни көрситиду. Әлвәттә биз хитайдин келиватқан пайдини, дәп бу мәсилигә көз юмсақ болмайду. Лекин бу ишниң йәнә бир тәрипи, бу ишни ноқул америкиға йөләп қойсақ техиму болмайду. Әлвәттә, бу ишқа америкиниң қол тиқишиниң символлуқ әһмийити вә тәсири пәрқлиқ. Әмма биз башқа дөләтләрниңму америкиға охшаш мәйли бу көзитиш аппаратлирида болсун, мәйли хитай дөләт органлирида болсун яки карханилар мәсилисидә болсун, ишқилип мәҗбурий әмгәккә четишлиқ барлиқ тәрәпләргә қарита охшаш тәдбир елишиға еһтияҗлиқмиз.”

Мәзкур вәқә хитайниң лагерларда яки лагерларниң әтрапида ишләпчиқириш базилирини қуруп, лагердики тутқунларниң бир қисмини бу базилардики завутларда мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң алаһидә диққитини тартқан бир мәзгилдә йүз бәргән. Бирләшмә агентлиқи өткән йили 12‏-айда тәйда ширкитиниң хотәндики завутларда тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқи, америкидики баҗер, намлиқ бир кийим-кечәк ширкитиниң “тәйда кийим-кечәк һәссидарлиқ чәклик ширкити” ниң хотәндики бир завутиға кийим-кечәк заказ қилғанлиқини ашкарилиған. Баҗер ширкити америка таратқулириниң бесимида “тәйда” билән болған алақисини үзгәнликини елан қилғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.