Хотән лоптики ака-ука тутқунлар лагердин чиққан һаман завутқа мәҗбурий әмгәккә йолланған
2022.01.11
Хотән лоплуқ муһаҗирлардин бири йеқинда радийомизға инкас йоллап, өзиниң юрти лоп наһийәсидики сампул йезисида абдуқаһар езиз вә абликим езиз ака-укиларниң лагерға әкетилип 4 йилдин кейин қоюп берилгәнлики, әмма қоюп берилип бир һәптидин кейин тәкрар ғайиб болғанлиқини инкас қилғаниди. Мухбиримизниң телефон зиярәтлири давамида мәзкур ака-укилардин бириниң лоп наһийәсидики, йәнә бири болса қәшқәрдики бир завутта мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи айдиңлашти. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.
Лоплуқ бир муһаҗирниң инкас қилишичә, лопниң сампул йеза айдиңкөл кәнтидә олтурушлуқ деһқан езиз абдулла 2017 -йили оғуллири абдуқаһар езиз вә абликим езиз билән бирликтә су тутуватқан етизлиқтин тутуп кетилгән. Дейилишичә, булардин езиз абдулла тутулуп 4 айдин кейин, мәһәллидики зор биртүркүм кишиләр қатарида һечқандақ бир қануний тәртипсизла униң 13 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә аяли турсунгүл мәттөмүр ханимға бир һөкүмнамә тутқузулған. Турсунгүл ханим икки оғлиниң кесилмигәнлики вә кесилмәслик еһтималлиқини пәрәз қилип бир йилчә өткәндин кейин икки оғлиниң аталмиш тәрбийәләштә икәнликидин хәвәр тапқан вә бирқанчә қетим екранда көрүшүш пурситигә игә болған. Инкаста баян қилинишичә, чоң оғли 30 яшларда, кичики 25 яшта болуп, турсунгүл ханим улар лагердин чиққан һаман техи той қилмиған кичик оғлини өйливетишниң койида күн санап өткүзгән. Һәтта лайиқ тепип болғуси қудиси билән тойлишишқиму пүтүшүп болған. Бултур 8 -ай мәзгилидә кәнт сақчилири турсунгүл мәттөмүрниң мәзкур икки оғлиниң лагерни түгәткәнликини билдүрүп, уларни аилисигә тапшурған. Турсунгүл ханим, илгири сөзлишип қойған оғлиниң лайиқиниң аилиси билән йәни қуда тәрәп билән никаһ күнини музакирилишип турғинида, һәр икки оғул бир һәптидин кейин өйидин сақчилар тәрипидин елип чиқип кетилгән. Дейилишичә сақчилар, бу икки оғлиниң нәгә елип меңилғанлиқини турсунгүлгә билдүргән болсиму, бу бу учурни қолум-қошниларға демәсликни тапилиған вә нәдиликини җәмийәткә ашкарилап қойса, җаза муддитини өтәватқан йолдиши езиз абдулланиң җазаси еғирлайдиғанлиқини билдүргән. Нәтиҗидә, турсунгүл ханим, бу икки оғлиниң нәгә әкетилгәнликини, мәһәллә кой, һәтта болғуси қуда-баҗисиғиму билдүрмигән. Турсунгүл ханим чоң оғлиниң аяли вә икки нәвриси билән бирликтә, аилә турмушини йәнә түврүксиз һалда давамлаштурған. Болупму униң тойиға қопқан кичик оғлиниң тасадипий ғайиб болуши мәһәллә җамаитини бир тәрәптин тәәҗҗүпләндүрсә йәнә бир тәрәптин чөчүткән вә нурғун анилар өзлириниң техи тәрбийәләшни түгәтмигән пәрзәнтлириниң ақивитидин әндишә қилишқа башлиған.
Биз мәзкур ака-укиниң әһвалини ениқлаш үчүн, алди билән лоптики бир қисим сақчи хадимлириға телефон қилдуқ. Сампул йезисидики бир аяллар мудири дәсләптә бу йезида тәрбийәләштикиләрниң һәммиси чиқип болғанлиқини баян қилип мәвҗут вәзийәтни пәрдазлашқа тиришти. Биз бирқисим тутқунларниң исимликини тилға алғандин кейин, уларниң һелиһәм лоптики тәрбийәләш мәркизидә яки ғулҗидики түрмидә икәнликини баян қилиш арқилиқ чоң тутқун вәзийитидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини ашкарилиди. Әмма мәзкур ака-ука ғайиблар һәққидә мәлумат берәлмиди. Телефонимизни қобул қилған сампул йезисидики бир сақчи хадими ака-ука һәққидики инкастики учурларниң тоғрилиқини дәлиллиди. У бу йезида йеқинда қоюп берилгән икки ака-ука тутқунларниң ким икәнликини сориғинимизда, уларниң абдуқаһар езиз вә абликим езиз икәнликини, бириниң 30 яшлар чамисида, йәнә бириниң 25 яш әтрапида икәнликини дәлиллиди. У йәнә соаллиримизға җавабән, бу иккисиниң лагердин чиққандин кейин, лоп вә қәшқәрдики завутқа мәҗбурий әмгәккә әвәтилгәнликиниму йошурмиди.
У йәнә бу ака-укиниң дадисиниң исминиң езиз абдулла икәнлики, тутулуп 4 айдин кейин 13 йиллиқ кесилгәнлики вә нөвәттә тумшуқта җаза муддитини өтәватқанлиқиниму ашкарилиди.
Лагердин чиққан һаман өйидә бир яки бирнәччә күн қондуруп, андин мәҗбурий әмгәк мәйданиға йолға селиш учтурпандиму йүз бәргән. Учтурпанниң имамлирим йезисидики тәрбийәләшни алий нәтиҗә билән пүттүргән 3 яш, өйидә бир кечә қондурупла ақсудики бир завутқа йолға селинған вә уларниң һейт-байрам башқа күнләрдә өйигә қайтишиға йол қоюлмайдиғанлиқи ашкариланғаниди.