Б д т әмгәкчиләр тәшкилати хитайниң уйғур мәҗбурий әмгики тоғрисидики әйибләшләргә җаваб беришини тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.02.19
Ғулҗа чулуқайда уйғурлар мәҗбурий әмгәккә селинмақта
Yettesu

Б д т қармиқидики хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати (ILO) йеңи доклат елан қилип, уйғур ели билән тибәттә йәрлик деһқанларниң йәрлирини игиливелиш вә кәң көләмдә мәҗбурий әмгәккә селишниң мәвҗут икәнликини, хитай һөкүмитиниң бу һәқтики әйибләшләргә җаваб беришни тәләп қилған.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, бу б д т системисиниң уйғур елидики йәрлик хәлқниң мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи тоғрисидики әйибләшләрниң тоғрилиқини испатлаш билән бирликтә йәнә, хитайдики мәҗбурий әмгәк сияситигә қаттиқ зәрбә беридикән.

Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати (ILO) ниң йеңи елан қилған доклатида мундақ дейилгән: “хәлқара ишчилар уюшмиси бирләшмиси (ITUC) шинҗаң уйғур аптоном райони (шинҗаң) вә тибәт аптоном райони (тибәт) да кәң көләмдә һәм дөләт қоллиған мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқини қаттиқ әйибләйду. Хәлқара ишчилар уюшмиси бирләшмисиниң билдүрүшичә, шинҗаңда мәҗбурий хизмәткә орунлаштурушта икки чоң система тәң мәвҗут болуп туридикән. Биринчидин, уйғурлар вә башқа хитай болмиған етник вә диний аз санлиқларни иҗтимаий муқимлиқ һәмдә дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзүш гумани билән халиғанчә тутуп туруш системиси мәвҗут. Йәни ‛кәспий маһарәт билән тәрбийәләш мәркизи‚дә 2020-йилдин башлап қануний рәсмийәтләр беҗирилип, тутқун қилинған зиялийларниң бир қисми ‛қоюп берилгәнләр‚ намида түрмидин бошитилип, әмгәк күчигә еһтияҗлиқ болған тоқумичилиқ вә електирон саһәлиридә әмгәккә селинмақта. Уларниң (тутулған даңлиқ зиялийлар) ниң йәнә бир қисмиға узун муддәтлик қамақ җазаси берилгән”.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) бу доклатниң характери вә мәзмуни һәққидә сөз қилип мундақ деди:

Мениңчә, бу интайин муһим доклат, чүнки мәҗбурий әмгәк аталмиш ‛кәспий маарип‚ яки ‛тәрбийәләш мәркизи‚ оттуриға чиққандин буян еғира мәсилә болуп кәлди. Бу доклат б д т системиси тәрипидин уйғур районидики ишчи-хизмәтчиләрниң мәҗбурий әмгәккә селинғанлиқи тоғрисидики әйибләшләрниң җәзмләштүрүлгәнликини испатлайду. Мениң қаришим шуки, бу қалтис бир иш. Әлвәттә, б д т системиси аста-аста һәрикәт қилиду, бу пәқәт мушу системиниң характери. Доклатта инчикә һалқилар бар, доклатта хитайға қаритилған интайин еғир әйибләш бар. Хитай хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә хилаплиқ қилипла қалмастин, бәлки йәнә өзиниң мәҗбурий әмгәккә аит қанунлириғиму хилаплиқ қилған. Бу йәрдә әлвәттә җаваб беришкә тегишлик мәсилә мәвҗут”.

Мәзкур доклатта йәнә мундақ дейилгән: “йәнә бир тәрәптин, ‛ешинча‚ йеза әмгәкчилирини төвән киримлик әнәниви игиликтин қуяш енергийәлик батарейә, батарейә вә башқа машина запчаслирини ишләпчиқириштики хам әшя пишшиқлап ишләш қатарлиқ санаәт карханилириға йөткәш системиси. Бу йәнә пәсиллик деһқанчилиқ хизмити вә деңиз мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Йеқинқи йиллардин буян, милйонлиған йеза аһалисини намратлиқтин қутулдуруш нами астида башқа өлкиләргә йөткигән. Шуниң билән бир вақитта, йәрлик һөкүмәтләр аз санлиқ милләт деһқанлириниң терилғу йәрлирини дөләт игиликидики чоң һәмкарлиқ копиратиплириға өтүнүп беришкә йетәклигән. ‛ешинча‚ йеза әмгәк күчлирини ишләпчиқириш яки мулазимәт кәспигә йөткигән”.

Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси адриян зенз(Adrian Zenz) хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати елан қилған бу доклатқа баһа берип мундақ деди: “бу доклат уқум җәһәттин интайин тоғра болуп, шинҗаңниң йеқинқи ишсизлиқ әһвалиға қарита көзитиш елип барған. Униңда лагерлар системисини өз ичигә алған әң йеңи мәҗбурий әмгәк тәрәққиятиниң әһвални әкс әттүрүлгән”.

Доклатниң ахирда хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати хитай һөкүмитидин мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик барлиқ әйибләшләргә җаваб беришни тәләп қилип мундақ дегән:

“тәшкилатимиз хитай һөкүмитидин йөткәп ишқа селинған ишләмчиләрдин зиянкәшликкә учриғанларниң сани, буни садир қилған җинайәтчиләргә қарита тәкшүрүш, әйибләш вә берилгән җаза һәққидә учур билән тәминләшни тәләп қилиду. Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмитини хәлқара ишчилар уюшмиси бирләшмиси вә хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң барлиқ әйибләшлиригә җаваб беришини тәләп қилиду”.

Һалбуки, америкадики сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) буниң яхши илгириләш икәнликини тилға елиш билән бирликтә, хитайда мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш үчүн, америка вә иттипақдашлириниң хитайға қаратқан иқтисадий җаза вә таможна беҗини өстүрүши керәкликини илгири сүрди. :

“хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң доклати хитайдики мәҗбурий әмгәккә қаттиқ зәрбә бәрди. Әмма хитай һөкүмити бу хил тәнқидләргә пәрва қилмайдиғанлиқи, йәни диққәткә алмайдиғанлиқини испатлиди. Әгәр биз хитайни өзгиришкә мәҗбурлимақчи болсақ, америка, явропа иттипақи, японийә вә башқа иттипақдаш дөләтләр хитайға қаратқан иқтисадий җаза вә таможна беҗини өстүрүши, шундақла уларни хитайниң мәҗбурий әмгәк суйиистемали билән бағлиши керәк”.

Хәлқара әмгәк тәшкилати (ILO) бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң адаләт, кишилик һоқуқ вә әмгәк һоқуқини илгири сүрүш қатарлиқ саһәләрдә хәлқарада етирап қилинған мәхсус оргини болуп, йеқинда бу орган өзиниң йетәкчи қолланмисидики мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәзмунларға өзгәртиш киргүзгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.