Бирюсселда хитайниң “уйғур мәҗбурий әмгики” гә қарши чуқанлар

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.05.10
Бирюсселда хитайниң “уйғур мәҗбурий әмгики” гә қарши чуқанлар “уйғур мәҗбурий әмгикини ахирлаштуруш бирләшмиси” ниң вәкиллири явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда. 2022-Йили 10-май.
RFA/Ekrem

45 Дөләттики 415 хәлқаралиқ тәшкилатниң қоллишиға еришкән “уйғур мәҗбурий әмгикини ахирлаштуруш бирләшмиси” ниң вәкиллири 9-майдин башлап явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда 3 күнлүк паалийитини башлиған. “уйғур мәҗбурий әмгикини ахирлаштуруш” баш тема қилинған бу йиғинға уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә башқа 40 ға йеқин хәлқаралиқ тәшкилатниң вәкиллири һәм қанунчилардин сирт, уйғурлардин мәркизи вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас, д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәтай уйғур вә д у қ лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут, америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи әлфидар илтәбир, илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам, норвегийә уйғур комитети хадими муәттәр әлқут қатарлиқларму қатнашқан.

“уйғур мәҗбурий әмгикини ахирлаштуруш бирләшмиси” ниң вәкиллири явропа иттипақиниң мәркизи болған белгийә пайтәхти бирюсселда. 2022-Йили 10-май.

Бүгүн 10-май бирюсселдин зияритимизни қобул қилған уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, бу қетимқи йиғинниң асаслиқ мәқсәтлиридин бири “явропалиқларға ‛үстүңдики кийимләрдә уйғурниң қени бар‚ дегәнни билдүрүш вә уйғурларниң мәҗбурий әмгикидин нәпкә еришиватқан явропа ширкәтлирини ‛өз мәнпий´етиң үчүн қолуңни уйғурларниң қени билән булғима‚ дәп, уларни йәнә бир қетим агаһландуруштин ибарәт” икән.

Д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәт´ай уйғурму бу хусуста зияритимизни қобул қилип, бизни йиғинниң асасий мәзмуни вә йиғин иштиракчилири тоғрисидики мәлуматлар билән тәминлиди. Д у қ лондон ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут болса, өзиниң бирюсселда өткүзүлүватқан бу паалийәтләр тоғрисидики тәсиратлирини қисқичә баян қилип өтти.

Йиғинда америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи әлфидар илтәбирму нутуқ сөзлигән. Әлфидар зияритимизни қобул қилғанда, америкида мақулланған уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши қанунларни қандақ қилғанда явропа дөләтлиригә кеңәйтиш вә мәҗбурий әмгәк билән алақиси болған ширкәтләрни қандақ җазалаш мәсилисиниң бу қетимқи йиғинниң муһим бир мәзмуни болғанлиқини тилға алди.

Бүгүн чүштин кейин явропа парламентида йәнә уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши қарши туруш асасий мәзмун қилинған “карханиларниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш: хәлқараниң хитайдики мәҗбурий әмгәккә қарита инкасини баһалаш” дегән темида доклат тәқдим қилиш паалийити өткүзүлгән. Йиғинда хитай түрмисидики өктичи уйғур зиялийси, 2019-йиллиқ “сахароф мукапати” ниң саһиби илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһамму доклат тәқдим қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.