Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң иҗра қилинишини күчәйтиш тәләп қилинмақта

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2023.06.26
xitay-mehsulati-mejburiy-emgek-chach.jpg Ню-йорк портидики америка таможна вә чегра қоғдаш (CBP) хадимлири хитайдин киргән, уйғур районидики түрмә яки җаза лагердикиләрниң әмгики билән ясалған дәп гуман қилинған ялған чач вә қошумчә буюмларни тәкшүрмәктә. 2020-Йили 29-июн.
AFP

Президент байден 2021-йили 23-декабир имза қойған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” (UFLPA) 2022-йили 6-айниң 21-күнидин башлап CBP йәни америка таможна вә чегра қоғдаш тармақлири тәрипидин рәсмий иҗра қилинишқа башлиғаниди. Бу қанун давамлиқ америкадики икки партийәниң ортақ қоллишиға еришкән вә америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи үчүн әң муһим вәзипиләрниң бири болуп кәлгән. Америка дөләт мәҗлиси CBP ға бу қанунни иҗра қилиш үчүн 27 милйон америка доллиридин артуқ пул аҗратқаниди.

UFLPA Америка қошма штатлириниң 1930-йилдики сода қануниниң 307-маддисиға түзитиш киргүзүлгән йеңи қануни болуп, бу қедерал қанунда толуқ яки қисмән мәҗбурий әмгәк билән ясалған таварларни импорт қилиш мәни қилинған. Бу импорт қилишни мәни қилиш, хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида пүтүнләй яки қисмән һалда уйғур әмгәк күчлирини мәҗбурий ишлитәләйдиған орунлар тәрипидин тәйярланған барлиқ таварларға тәсир көрситиду.

Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни (UFLPA) рәсмий йолға қоюлғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән америка таможна вә чегра қоғдаш идариси(CBP) доклат елан қилди.

Доклатта көрситилишичә, уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни йолға қоюлған өткән йили 6-айниң 21-күнидин 2023-йили 5-айниң 29-күнигичә CBP хитайдин америкаға кирмәкчи болған қиммити 1 милярд 390 милйон доллардин ашидиған 4269 контейнер йүкни тутуп қалған. Шундақла қиммити 40 милйон доллардин ашидиған йүкиниң америкаға кириши рәт қилинған. 643 Милйон доллардин ашидиған 1608 контейнер мал америка содисиға қоюп берилгән. Буниңдин башқа, бир тәрәп қилиниш қарарини күтүп турған сетилиш қиммити 711 милйон доллардин ашидиған 1985 контейнер бар болуп, CBP хитайдин кәлгән бу импорт маллар һәққидә техи қарар чиқармиған икән.

Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиCBP ниң юқириқи доклатида, уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни иҗра қилинған тунҗи йилида америка чегралирида 1 милярд 300 милйон доллардин артуқ мәһсулатниң тутуп қелинишиниң CBP үчүн ғайәт зор абидә икәнлики тилға елинған болсиму, әмма мәзкур қанунни қоллиған америка дөләт мәҗлиси әзалири вә уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң башқичә көз қариши болмақта. Улар гәрчә дәсләпки айларда, уйғур мәҗбурий әмгики қанунини иҗра қилиш тез сүрәттә ашқан болсиму, әмма йәнила CBP ниң өткән бир йилдики иҗра қилиш һәрикитиниң сүрити вә даирисидин үмидсизләнгәнликини оттуриға қоюшмақта.

CBP Ниң доклатидики уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң бүгүнгә қәдәр қандақ иҗра қилинғанлиқи һәққидики мәлуматларда көрситилишичә, биринчи пәсиллик иҗра қилиш басқучида, йәни 2022-йили 7-айниң 1-күнидин 9-айниң 30-күнигичә, тармақлар бир қисим малларниң әвәтилишини тохтатқан. Буниң ичидә електрон саһәсидики 1000 дин артуқ қуяш енергийәси батарейә тахтиси болуп, һазир америкаға орунлаштурулған қуяш енергийәси батарейә тахтисиниң һәммиси дегүдәк хитайда ишләпчиқирилған запчаслар арқилиқ ишлинилгәникән.

Вашингтонда паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ қурулуши-UHRP ниң 2023-йили 6-айниң 9-күни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң иҗра қилинишиниң аста болуватқанлиқидин үмидсизләнгәнлики” һәққидә баянат елан қилғаниди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәзкур қанунни иҗра қилишта мәҗбурий әмгәккә четишлиқ кархана-ширкәтләрниң тизимлики очуқ болушни, иҗра қилишта йәниму күчлүк тәдбир қоллинишни тәләп қилған.

Ню-йорк вақти гезити 22-июн хәвәр елан қилишичә, америка дөләт мәҗлиси пәйшәнбә күни, хитайниң мал сетивелиш тор бекәтлири билән “еғир” мәҗбурий әмгәк мәсилилири һәққидә доклат елан қилған. Доклатта улар тему вә шейин үстидики тәкшүрүшни күчәйтишни тәшәббус қиливатқанлиқини оттуриға қойған.

Мақалидә көрситилишичә, хитайниң дәриҗидин ташқири тез мода парчә сетиш содигири-тему вә шейин һазир америкадики тунҗи вә иккинчи орундики мал сетивелиш детали болуп қалған, һәмдә уларниң әрзан малларни америкаға кәлкүндәк төкмә қиливатқанлиқи америка дөләт мәҗлиси әзалириниң ғәзипини қозғаватқанлиқи мәлум. Темо вә шейинниң америкадики истемалчиларға уйғур елидә ишләпчиқирилған пахта арилашқан таварларни сатқанлиқии байқалған.

Авам палатаси таллаш комитети пәйшәнбә күни елан қилған бу доклатида електрон мәһсулатлири, гирим буюмлири, оюнчуқ вә кийим-кечәк қатарлиқлар һәмдә мәҗбурий әмгәк билән ишләп чиқирилған мәһсулатларниң “қәрәллик һалда” америкаға тошулуши мумкинликини оттуриға қойған.

Доклатта темуға қарита кәскин баһа берилгән болуп, “темуниң тәминатида интайин юқири хәтәр бар” дейилгән.

Доклатта көрситилишичә, өткән йили 9-айда америкада тиҗарәт башлиған тему һазир, 80 миңдин артуқ тор арқилиқ америкаға һәр йили милйонлиған болақ мал әвәтидикән.

Хитай завутлиридин америка истемалчилириға биваситә сатидиған тәминлигүчиләр бу тор бекәтләр арқилиқ кийим-кечәк, електрон мәһсулатлири вә башқа буюмларни биваситә истемалчиларға төвән баһада сатиду. Баҗ яки һөкүмәт һәққи елинмайду. Улар қанундики бәлгилимидә бекитилгән почта һәққидин төвән баһада мал әвәткәнлики үчүн, бу хил содиға қатнашқан ширкәтләр мал тәминләш зәнҗири һәққидә техиму аз учур тәләп қилиду. Буниң билән америка таможна хадимлириниң зәһәрлик чекимлик, сахта буюмлар вә мәҗбурий әмгәк билән ясалған буюмлар қачиланған оралмиларни байқиши тәскә тохтайду.

Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, америка уйғур җәмийити қатарлиқ уйғур тәшкилатлири көп қетим америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ берип, америкада базар тапқан шейин, темоға охшаш бу хилдики хитай ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниниң чәклимилиридин қечишта бәзи бошлуқтин пайдилиниватқанлиқини оттуриға қоюп кәлмәктә.

Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елишта актип паалийәт қиливатқан җәвһәр илһам зияритимизни қобул қилип, 22-июн күни уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни (UFLPA) рәсмий йолға қойғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән, америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиCBP ниң, бу саһәдә тиришчанлиқ көрситиватқан уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатлири вәкиллири билән мәхсус юмилақ үстәл йиғини өткүзүп, мәзкур қанунниң иҗраатини қандақ қилғанда техиму күчәйтиш тоғрулуқ пикир алғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.

Җәвһәр илһам “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” америка қошма штатлириниң америка таможна вә чегра қоғдаш идариси, ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи, америка дөләт мәҗлиси қатарлиқ мунасивәтлик органларниң һәмкарлиқи вә күчлүк қоллиши билән иҗра қилиниватқан күчлүк қанун икәнликини билдүрди.

Җәвһәр вә башқа вәкилләрниң һәммиси 22-июндики бу юмилақ үстәл йиғинида охшаш мал әвәтиш һәққи чәклимисини төвәнлитиш вә һәтта пүтүнләй бикар қилишни тәләп қилғаникән.

22-Июн вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилати уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни иҗра қилинғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән мәхсус баянат елан қилди. Мәзкур тәшкилатниң иҗраийә директори рошән аббас баянатта, мәҗбурий әмгәккә қарши туруш үчүн қанун чиқиришниң вә уни кәң қоллинилишиниң муһимлиқини тәкитлигән. У мундақ дегән: “биз UFLPA ниң бир йиллиқини хатириләватқанда, дунядики һөкүмәтләрни шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиққа қарши турушқа чақиримиз. Һәрқайси дөләтләрниң американиң йетәкчиликигә әмәл қилип, мушуниңға охшаш қанунларни чиқирип, йәршариниң адаләт вә җавабкарлиқни талишиш күришидә бирликкә кәлгән алдинқи сәпни барлиққа кәлтүрүши толиму зөрүр”.

Рошән аббас ханим, зияритимизни қобул қилип уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни иҗра қилинған бир йилдин буян, буниң, хитайниң иқтисадиға бәлгилик дәриҗидә зәрбә бериватиду дәп қарайдиғанлиқини, болупму шәрқий түркистандики хитай ширкәтлири еғир зиянға учритиватқанлиқини оттуриға қоюш билән биргә бу қанунда йәнила хитай ширкәтлири пайдилиниватқан йочуқлар бар икәнликиниму әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.