Америка әмгәк министирлиқи йиғинида “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қаттиқ иҗра қилиш керәклики қайта тәкитләнди
2024.09.11
Хәлқара әмгәк ишлири идариси йеқинда 1013 бәтлик “2023-йилдики балилар әмгикиниң әң начар шәкли тоғрисидики байқашлар” вә 330 бәтлик “2024-йилидики ‛балилар әмгики яки мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатлар тизимлики‚” ни елан қилған. Бу мунасивәт билән 5-сентәбир күни хәлқара әмгәкчиләр идарисиниң америка шөбиси вә америка әмгәк министирлиқи бирликтә “тиҗаритиңизгә диққәт қилиң: кархана мәсулийитидики дәрсләр” намлиқ сөһбәт йиғини өткүзгән.
Мәзкур сөһбәттә мәҗбурий әмгәкни түгитиштики хирислар, ширкәтләрниң мәсулийитидики әхлақи амилларни күчәйтиш вә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң роли қатарлиқ темилар һәққидә музакирә қилинған. Сөһбәткә бу саһә билән тонушлуқи болған шәхсләрдин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир, “тендай тәшәббуси” (The Tendai Initiative) тәшкилатиниң қурғучиси җеннифер җанке(Jennifer Jahnke) вә “кархана җавабкарлиқ тәҗрибиханиси” (Corporate Accountability Lab)ниң қурғучиси чәрити рәйерсон (Charity Ryerson) қатарлиқлар тәклип қилинған.
Сөһбәткә хәлқара әмгәк идарисиниң муавин мәслиһәтчиси тия ле (Thea Lee) риясәтчилик қилған болуп, у балилар әмгикиниң әң начар шәкли, шуниңдәк балилар әмгики яки мәҗбурий әмгәк бәдилигә ишләпчиқирилған мәһсулатлар тизимлики тоғрисидики әң йеңи байқашларни тонуштурған. Доклатниң мәзмуниға қариғанда, дуня миқясида тәхминән 160 милйон бала балилар әмгикигә, 28 милйон адәм мәҗбурий әмгәккә селинмақта икән.
Америка әмгәк министирлиқи мәзкур доклатниң мәзмунини төвәндикидәк үч нуқтиға йиғинчақлиған. Биринчи, дуня миқясида балилар әмгики вә мәҗбурий әмгәктин пайдилинишниң даириси кеңийип барған; иккинчи, бу хил күчләр арқилиқ қезиливатқан муһим минерал маддиларниң тизимлики күнсери ешип барған; үчинчи, мушу хил әмгәк күчи вә шу күчләрдин пайдиланған саһәләрниң ешип бериши хитайниң йәр шари ишләпчиқириштики һөкүмранлиқ орнини күчәйткән.
Америка әмгәк министирлиқи хитай һөкүмитиниң 2016-йилдин башлап уйғур елидә уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни дөләт тәрипидин контрол қилинидиған мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини вә бу йилқи хитайдики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатлар тизимликигә йәнә алтә хил мәһсулатни қошулғанлиқини алаһидә тәкитлигән.
Әлфидар илтәбир ханим бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип, бу йилқи тизимликкә киргүзүлгән мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатлар һәққидә қисқичә тохталди. У йәнә сөһбәттә немиләрни оттуриға қойғанлиқини қисқичә хуласиләп бәрди.
Мәзкур сөһбәткә хәлқара әмгәкчиләр идарисиниң хәлқара ишлириға мәсул муавин мәслиһәтчиси тия ли (Thea Lee) ханим риясәтчилик қилған болуп, у һөкүмәтләрниң иҗра қилишни яхшилашқа тиришиватқанлиқи, тәминләш зәнҗириниң барғансери тазилиниватқанлиқи оттуриға қойған.
Сөһбәт җәрянида җеннифер җанке ханим ширкәтләрниң мәсулийити һәққидә сөз қилған болуп, у ширкәтләрниң мәҗбурий әмгәк яки балилар әмгәк күчигә аит әһвалларни пәрқләндүрүш механизмини күчәйтиш керәкликини тәкитлигән. Чәрити рәйерсон ханим мәҗбурий әмгәкни түгитиш үчүн, хәлқаралиқ ишләпчиқириш линийәсидә һәммә ортақ әмәл қилидиған қаидә-түзүмни йәни дуняви системини бәрпа қилишниң тәхирсизликини көрсәткән.
Әлфидар илтәбир ханим риясәтчи тәрипидин соралған соалға җавабән әмәли мисаллар арқилиқ “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни давамлиқ қаттиқ иҗра қилишниң муһимлиқини әскәрткән.
Доклатниң ахирида бу саһәдә сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн һөкүмәт вә карханиларниң ортақ тиришчанлиқиға моһтаҗ икәнликини тәкитләп мундақ дейилгән: “биринчи, һөкүмәт әмгәк қанунини күчәйтиши вә иҗра қилиши керәк; иккинчи, ширкәтләр барлиқ тәминләш зәнҗирини назарәт қилиши, мәсилә көрүлгәндә җавабкарлиқни үстигә елиши керәк; үчинчи, һөкүмәт вә карханилар ортақ һалда ишчи-хизмәтчиләрниң хизмәт шараитини кеңишиш һоқуқиға капаләтлик қилиши керәк.”
Мәлум болушичә, мәҗбурий әмгәк мәсилиси изчил америка ташқи сода саһәсидики әң еғир өткәлләрдин болуватқан болуп, бу саһәдә бәлгилик утуқлар қолға кәлтүрүлгән. Әмма униң четилиш даириси бәк кәң болғанлиқи, йәнә келип америка таможна даирилириниң һазирқи мәвҗут адәм күчи амили толиму чәклик болғанлиқи үчүн бу җәһәттики хизмәтләр “вәзипә еғир, йол йирақ” дегән шәкилдә давам қилмақта.