Доктор андрес кор: “барлиқ хитай мәһсулатлирида уйғур мәҗбурий әмгәк күчи болуши мумкин!”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.11.11
mejburiy-emgek-kiyim-tikish-zawuti.jpg Хотәндики мәлум бир завутта ишләватқан уйғур ишләмчиләр.
Social Media

Хитайниң уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин ғәрбниң иқтисадий җазасиға қаримай, уйғур елиниң ташқи содида рекорт яритиши уйғур вә хитай вәзийитини көзитиватқан мутәхәссисләрниң диққитини йәнә бир қетим уйғур мәҗбурий әмгикигә вә уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қаратти. Бу һәқтә көз қаршини уттуриға қойған мутәхәссисләр уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануниниң үнүминиң йетәрлик әмәсликини вә бу қанунниң иҗра қилиш даирисиниң техиму кеңәйтиш керәкликини илгири сүрди.

“тәңритағ тори” ниң мәхсус хәвиридә дейишичә, 8-айдики ташқи сода импорт-експорт омумий қиммити 36 милярд 80 милйон йүәнгә йетип, тарихтики әң юқири рекортни яратқан. Алдинқи сәккиз айда, шинҗаңниң експорт қиммити 184 милярд 710 милйон йүән болуп, охшаш мәзгилдикидин 53.5% Ашқан.

Истанбулдики тәдбир ташқи сода мәслиһәтчилик маарип мулазимити вә саяһәтчилик чәклик мәсулийәт ширкитиниң мудири абдуләзиз бәштоғрақ әпәнди радийомиз зияритини қобул қилғанда уйғур елидики ташқи содиниң ешиш сәвәби һәққидә тохтилип өтти. Униң қаришичә, “пүтүнләй яки қисмән” һалда уйғур ишчилири тәрипидин ишләпчиқирилған мәһсулатларни америка һөкүмити мәҗбурий әмгәккә четишлиқ дәп қарап америка базиридин чәклигән. Хитай болса бу хилдики уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларни уйғур ели арқилиқ чәтәлгә екиспорт қилишқа йүзләнгән. Йәнә биряқтин уйғур ели арқилиқ (ташйол вә пойизда) мал йөткәшниң тәннәрхи деңиз йолиға қариғанда көп әрзанға чүшиду.

Қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң сайбағ кәнтидин гваңдоң өлкисигә “ешинчи әмгәк күчи” намида йөткәп меңилған уйғур қиз - ризвангүл йүсүп
Қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң сайбағ кәнтидин гваңдоң өлкисигә “ешинчи әмгәк күчи” намида йөткәп меңилған уйғур қиз - ризвангүл йүсүп
(2014 - Йил 3 - ноябир. Мәнбә: җуңго хәвәрләр тори)

Хитайда ишләпчиқирилған товарларниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнлики хәлқарада бир түрлүк ортақ чүшәнчигә айлинип, буниңға қарши чәклимиләр оттуриға чиқишқа башлиғанда хитай һөкүмити тездин буниңға тақабил туруш үчүн бир қатар чариларни ойлап чиққан. Мутәхәссисләрниң көп қисми товарларни орап-қачилаш җәрянида тавар мәнбәсини хитайдин башқа бир җайниң нами қилип көрситишниң әң көп қоллинилидиған усулларниң бири болуп қалғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Америкадики сиясий анализчи доктор андрес кор (Andres Corr) му мушу хил қарашқа майил кишиләрниң бири. Униң қаришичә, хитай һөкүмити нөвәттә барлиқ амал-чариларни ишқа селип, мәһсулатларниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ икәнликини йошурушниң йоллирини тепишқа, шу арқилиқ хәлқара базарда өз маллирини әркин сетишқа киришкәнликини көрсәтти. У бу һәқтә мундақ деди:

“улар (хитай һөкүмити) давамлиқ маллирини сетишниң йоллирини издәватиду. Улар бәзи йочуқларни тапти. Улар мәһсулатларниң қандақ ишләпчиқирилғанлиқини йошурди, йәни мәһсулатларниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ икәнликини йошурушниң йоллирини тапти. Хитайда пишшиқлап ишләпчиқирилған вә америкиға келиватқан белиқ мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгәк күчи билән четишлиқ икәнликини вашингтондики мухбирлар тәшкилати ‛қанунсиз окян лайиһәси‚ испатлиди. Бу әһвални һәл қилиш үчүн уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик болған деңиз мәһсулатлирини импорт қилишни назарәт қилиш программисиға өзгәртиш киргүзүш керәк.”

Хитай һөкүмитиниң хәвиридә дейилишичә, уйғур елиниң оттура асиядики бәш дөләткә қаритилған импорт-експорт қиммити 176 милярд сомдин ашқан болуп охшаш мәзгилдикидин 59.1% Көпәйгән, “бир бәлвағ бир йол” ичидики вә қоллиған дөләтләргә импорт-експорт қиммити 206 милярд сомдин ашқан һәмдә охшаш мәзгилдикидин 53.7% Өскән.

Оттура асия җумһурийәтлириниң уйғур ели билән болған мәдәнийәт вә җуғрапийәлик бағлиниши, болупму улардики бәкму аҗиз һалқа болуп туруватқан йеник санаәт системиси изчил түрдә хитайни оттура асия җумһурийәтлиридики бу хил еһтияҗни қандуридиған әң чоң мәнбәгә айландуруп қойған. Йәнә келип русийә амилиниң бу җәһәтләрдә һәрқанчә қилсиму хитай амилини бесип чүшәлмәсликтәк кәмчиллики болса уларни мутләқ һалда хитайға тайинип дөләт ичидики истемалниң еһтияҗини қандурушқа мәҗбур қилған. Хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ға иштирак қилған намрат вә аҗиз дөләтләрдики әһвалму оттура асия җумһурийәтлиридикидин анчә бәк пәрқ қилип кәтмәйдиған болуп, уларму халар-халимас һалда хитайниң ташқи сода паалийитидики “қәрздарлар обйекти” ға айлинип қалған.

Америкадики мустәқил сиясий анализчи илшат һәсәнниң пикричә, хитай һазир уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқ мәһсулатлирини уйғур елидин оттуриға асия, җәнуби асия вә африқадики дөләтләргә експорт қилипла қалмастин бу дөләтләр арқилиқ америка вә явропадики дөләтләргә сетишқа башлиған. Униң қаришичә буниң алдини елиш бәк зөрүр икән.

Гумадики бир гөдәк уйғур қизини хитай көчмәнниң ичкири өлкиләргә берип ишләшкә дәвәт қиливатқан көрүнүши.
Гумадики бир гөдәк уйғур қизини хитай көчмәнниң ичкири өлкиләргә берип ишләшкә дәвәт қиливатқан көрүнүши.
CCTV

Хитай һөкүмити изчил түрдә уйғур мәҗбурий әмгики һәққидики һәрқандақ тәнқидни инкар қилиш билән биргә, буни тәкшүрүш хизмитигә түрлүк тосқунлуқларни пәйда қилип келиватқанлиқи мәлум. Мустәқил тәкшүрүш гуруппилириниң нәқ мәйдан тәкшүрүш паалийити яки бу тоғрисида йәрлик хәлқтин әһвал игилиши һәққидә һечқандақ имканийәт болмиғанлиқи үчүн, һазир қайси саһәдә мәҗбурий әмгәкниң йоқ икәнликини айривелиш толиму қийинға чүшүватқанлиқи мәлум.

Доктор андрес корму хитайдин келидиған мәһсулатларниң мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ яки әмәсликини билиш бәк қийин икәнликини, шуңа хитайдин келидиған мәһсулатларниң һәммисини уйғур мәҗбурий әмгики билән бағлинишлиқ, дәп қарап тәкшүрүш лазимлиқини, шуниңдәк импорт қилғучилардин уйғур мәҗбурий әмгики ишлитилмигән испатини тәләп қилиш керәкликини көрсәтти. У бу һәқтә мундақ деди:

“бу қанун (уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни) йетәрлик әмәс, йәни һәммә мәсилини һәл қилип кәтмәйду. Әмма техникилиқ җәһәттин яхши қанун. Мәсилән, җуңгодин импорт қилидиған уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ бәзи мәһсулатлириниң киришини чәклиди. Биләмсиз, хитай даирилири уйғурларни аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” вә лагерлардин вә мәҗбурий әмгәк завутлириға йөткигәндә, улар пахта яки пәмидурла ишләпчиқармайду, бәлки рождество байримини тәбрикләйдиған мәһсулатларни ишләпчиқириду. Биз ширкәтләрдин бу мәһсулатни кимниң ишләпчиқарғанлиқини тәләп қилишимиз керәк. Бу мәһсулатларни сатқучилар мунасивәтлик испатларни тәминлиши керәк. Улар мәһсулатта мәҗбурий әмгәкниң йоқлуқини испатлиши керәк. Шуңа мениңчә хитайдин келидиған һәрқандақ мәһсулатқа мәҗбурий әмгәк бар йоқлуқини билиш бәк қийин. Бу мәһсулатларниң һәммисидә мәҗбурий әмгәк күчи болуши мумкин, чүнки биз хитай һөкүмитиниң уйғурларни пүтүн мәмликәттики завутларға вә һәр хил кәсипләргә қул ишчи сүпитидә әвәтидиғанлиқини билимиз. Шуңа сиз хитайдин кәлгән һәр қандақ бир мәһсулатниң уйғур мәҗбурий әмгики билән ясалмиғанлиқиға ишинәлмәйсиз. Шуңа импорт қилғучи мәһсулатниң уйғур мәҗбурий әмгики билән ишләпчиқирилмиғанлиқни испатлиялмиса, бу мәһсулатларниң һәммиси чәклиниши керәк. Әмма мениңчә бу техи бу шәкилдә иҗра қилинмиди. Биз чоқум шундақ қилишимиз керәк. Биз бу қанунни һазирқидин бәкрәк кәң даиридә иҗра қилишимиз керәк.”

Ахирда, доктор андрес кор америкиниң иттипақдаш дөләтлири билән бирликтә һәрикәт қилип, уйғур мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қанунини кәң даиридә иҗра қилғандила көзлигән мәқсәткә вә нәтиҗигә еришкили болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.