“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” вә америкадики уйғур тәшкилатлириниң тиришчанлиқи

Мухбиримиз меһрибан
2021.12.09
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” вә америкадики уйғур тәшкилатлириниң тиришчанлиқи “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” америка авам палатасида мутләқ йоқури аваз билән мақуллуқтин өтти. 2021-Йили 8-декабир. Вашингтон д.С., америка.
c-span.org

Америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим 6-декабир күни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң авазға қоюлидиғанлиқини билдүргән иди. 8-Декабир күни уйғурларға мунасивәтлик бу қанун лайиһәси америка авам палатасида авазға қоюлуп, мутләқ йоқури аваз билән мақуллуқтин өтти.

Хәлқара таратқуларниң илгири сүрүшичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң америка авам палатасида мақуллуқтин өтүши, америка һөкүмитиниң уйғур дияридики зулум вә бастурушларға четишлиқ хитай ширкәтлирини “қара тизимлик” кә елишини ишқа ашуридикән. Шундақла районда уйғурларниң мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләнгән һәрқандақ мәһсулатниң америка таможнасидин киришини чәклийәләйдикән.

Мәзкур қанун лайиһәси америка кеңәш палатасида 2020-йили мутләқ үстүн аваз билән мақулланған иди. 2021-Йили 8-декабир күни мәзкур қанун лайиһәси авам палатасида авазға қоюлуп, 428 нәпәр авам палата әзасиниң бирдәк қоллап беләт ташлиши, пәқәт бирла кишиниң қарши туруп беләт ташлиши нәтиҗисидә мувәппәқийәтлик һалда мақулланди. Нөвәттә бу қанун лайиһәси америка президентиниң иш үстилигә сунулуп, президент җов байденниң имзаси қоюлғандин кейин, рәсмий қанунға айлинидикән.

Бу әһвал хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған. Хитай даирилири йеқиндин буян, баянат елан қилиш, ахибарат елан қилиш йиғинлири ечиш вә һөкүмәт таратқулирида тинимсиз сиясий тәшвиқат елип бериш арқилиқ “уйғур диярида мәҗбурий әмгәкниң йоқлиқи” һәққидә җар селип кәлмәктә. Һалбуки, америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчилири, хитай һөкүмитиниң бу хил тәшвиқат җеңини “ялғанчилиқ” билән әйиблимәктә.

Улар “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң америка дөләт мәҗлисидә теззрақ мақуллинишини қолға кәлтүрүш үчүн әң зор тиришчанлиқларни көрситип кәлгәнликини илгири сүрди.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори, дуня уйғур қурултийи иҗраийә кометитиниң рәиси өмәр қанат әпәнди зияритимизни қобул қилип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң оттуриға қоюлуши вә униң дөләт мәҗлисигә сунулуш җәряни һәққидә мәлумат бәрди. У йәнә бу қанун лайиһәсиниң хитай һөкүмитиниң бу қәдәр наразилиқини қозғаштики сәвәбләр һәққидиму тохтилип өтти.

Өмәр қанат әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур қанун лайиһәси рәсмий мақуллуқтин өтүп, рәсми қанунға айланғинида, хитайниң җаниҗан иқтисадий мәнпәәтигә әҗәллик рәрбә болидикән.

Өмәр қанат әпәнди йәнә америкадики уйғур тәшкилатлириниң бу қанун лайиһәсиниң америка дөләт мәҗлисигә йоллиниши үчүн үзлүксиз тиришчанлиқ көрситип кәлгәнликини билдүрди.

8-Декабир күни мәзкур қанун лайиһәси америка авам палатасида авазға қоюлуштин илгири, уйғур америка бирләшмисиниң баш катипи әлфидар елтәбир ханимму зияритимизни қобул қилди.

Әлфидар ханим икки йилдин буян, уйғур америка бирләшмисиниң америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә “уйғур һәркити” қатарлиқ тәшкилатлар билән бирликтә америкадики парламент әзалири билән бирму-бир көрүшүп чиққанлиқи, уларни мәзкур қанун лайиһәсигә аваз беришкә дәвәт қилғанлиқи, лагер шаһитлири вә америкадики уйғур җамаитини тәшкилләп намайиш қилиш арқилиқ америка дөләт мәҗлиси әзалирини бу қанун лайиһәсини тезрақ мақуллашқа тәсир көрсәткәнликини баян қилди.

Лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун ханим билән гүлзирә авулқан ханим, америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ уйғур тәшкилатлири тәшкиллигән намайишларға актиплиқ билән қатнишип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң мақуллинишини көп қетим тәләп қилған иди.

Бүгүн турсунай зиявудун ханим билән гүлзирә ханимлар бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилди.

Турсунай ханим, өзиниң немә үчүн бу хил паалийәтләргә актип қатнишип кәлгәнликини сәвәбини аңлатти. У уйғур диярида йүз бериватқан лагерларға қамаш вә мәҗбурий әмгәк мәсилисидә америкидәк демократийәни вә кишилик һоқуқни муқәддәс билидиған демократик дөләтниң башламчилиқ билән аваз чиқиришини, қануний йол арқилиқ хитайниң уйғур диярида йүргүзиватқан мәҗбурий әмгикини тусушни үмид қилғанлиқини билдүрди.

Гүлзирә ханим өзиниң бу хил мәҗбурий әмгәкни өз бешидин кәчүргән бир тирик шаһит икәнликини, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң әң қәһбиһ, әң вәһший вастиләр арқилиқ иҗра қилиниватқанлиқини билдүрди.

Америкидики “уйғур һәркити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханимму зияритимизни қобул қилип, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң авам палатасида авазға қоюлушини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди. У: “бу һәрикәт американиң уйғур қирғинчилиқиға тақабил туруштики башламчилиқ орнини йәнә бир қетим намайән қилди!” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.