Адриян зенз қатарлиқларниң мәҗбурий әмгәк һәққидики йеңи доклати күчлүк инкас қозғимақта
2024.12.18

Америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси, доктор адриян зенз (Adrian Zenz) вә илин лин (I-Lin Lin) 12-декабир күни “Шинҗаңниң йеза игилик ишләпчиқиришида мәҗбурий әмгәк, йәр тартивелип ишлитиш вә мәҗбурий ассимилятсийә қилиш” намлиқ бөсүш характерлик тәтқиқат доклатини елан қилған. Доклатта хитайниң уйғур елидики деһқанчилиқ саһәсидә, болупму пәмидур, қизилмуч, сәбдәргүл вә тәбиий тетитқу (stevia) қатарлиқ мәһсулатларни ишләпчиқиришта мәҗбурий әмгәкниң кәң көләмдә ишлитилгәнликини ашкарилиған.
Мәзкур доклатта дейилишичә, хитайда ишләпчиқирилидиған пәмидурниң 50 пирсәнттин көпрәки вә дунядики қизилмуч мейи (red pepper pigment) ниң 65 пирсәнти уйғур елидә ишләпчиқирилидикән. Мәзкур доклат йәнә хитайдики асаслиқ ширкәтләрниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ икәнлики, шундақла уларниң йәр ишлитиш һоқуқини уйғур деһқанлиридин мәҗбурий еливалғанлиқини ашкарилиған. Униңдин сирт йәнә, дунядики пәмидур қияминиң 15 пирсәнти вә қизилмучниң 10 пирсәнтиниң уйғур елидики мәҗбурий әмгәктин пайдиланған әслиһәләрдә ишләпчиқарғанлиқини ашкарилиған.
Адриян зенз бу мунасивәт билән радийомиз зияритини қобул қилип, бу доклатниң характери вә мәзмуни һәққидә бизгә тәпсилий чүшәнчә бәрди. У мундақ деди: “очуқини ейтқанда, бу доклат мәҗбурий әмгәк билән мунасивәтлик асаслиқ деһқанчилиқ мәһсулатлириниң һәммисиниң алдини елиш, терилғу йәрләрниң уйғурларниң қолидин мәҗбурий тартивелинип игиливелиш қатарлиқ муһим мәзмунларни өз ичигә алиду. Бу асаслиқ деһқанчилиқ саһәлирини, болупму пәмидур, қизилмуч, сәбдәргүл вә тәбиий тетитқу (stevia) ни өз ичигә алиду. Хитайниң асаслиқ ширкәтлири вә йемәклик ишләпчиқарғучилардин деһқанчилиқ мәһсулатлири тиҗарити билән шуғуллинидиған чеңгуаң (Chenguang), чалкис (Chalkis) вә кофко (COFCO) қатарлиқ ширкәтләрни әйиблидуқ. Биз йәнә бу ширкәтләрниң уйғур ишчилириға қарита елип барған меңә ююш вә уйғурларниң һәқ һоқуқини дәхли-тәруз қилиш сияситини йолға қоюшқа қатнашқанлиқини ениқлидуқ. Буниңдин кейин бизниң бир нәччә хәлқаралиқ ширкәтни әйиблигән тәминләш зәнҗири четишлиқи тоғрисида пакитлиримизни оттуриға қойдуқ”
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) мәзкур доклат һәққидә сөз қилип мундақ деди: “бу һәқтә, йәни шинҗаңниң пәмдур мәсилиси һәққидә йеқинда BBC тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш арқилиқ йеңи бир доклат елан қилған иди. Мениңчә, һөкүмәтниң уйғур райониға болған қариши вә позитсийәсидә чоң өзгириш болди. Һөкүмәт у йәрни вә у йәрдики йәрлик хәлқни өзиниң иқтисадий мәнпәәти үчүн ишлитишкә мәркәзләшти. Болупму хитайниң чоң ширкәтлири өзлириниң мәнпәәти үчүн у йәрни вә йәрлик хәлқләрни өзиниң иқтисадий мәнпәәти үчүн суйиистемал қилди. Мән әлвәттә, доклатта оттуриға қуюлған пикир вә мәзмунларға қошулимән. Бу наһайити сүпәтлик вә инчикә тәтқиқ қилинған бир доклат. Әлвәттә, доклатта тилға елинған мәһсулатлар узундин буян мәсилә бар дәп бәлгә қоюлған түрләрдур”.
Йеқинда BBC да “шохла қиями мәҗбурий әмгәк билән ишлинәмду?: талла базарларға тизилған шинҗаң шохла қияминиң арқа көрүнүши” дегән темида бир саәтлик һөҗҗәтлик филим елан қилғаниди. Бу һөҗҗәтлик филимда әйни вақитта хитай түрмисидә ятқан вә мәҗбурий әмгәккә селинған 14 нәпәр шаһит вә сиясий анализчилар, сода мутәхәссислири зиярәт қилинған. Филимда хитайниң хәлқараға експорт қиливатқан шохла қияминиң арқисидики уйғур мәҗбурий әмгики вә биңтүәнниң қара қоли әтраплиқ йорутуп берилгәниди.
Мәзкур доклат мәҗбурий әмгәк билән булғанған пәмидур, қизилмуч вә тәбиий тетитқуларниң 62 хәлқаралиқ ширкәтниң йәр шари тәминләш зәнҗиригә четишлиқ икәнликини ашкарилиған. Кишини әндишигә салидиғини, мәҗбурий әмгәккә четишлиқ таварлар истемалчиларни алдайдиған вә експлататсийәни давамлаштуридиған ишәнчлик аилә маркиси намида дуняға сетиватқанлиқини көрситип бәргән. Бу доклатиниң нәтиҗиси дунядики әң чоң дөләт қоллиған әмгәк күчи вә йәр тартивелип ишлитиш пирограммисини ашкарилиған. Хитай дөлитиниң көпинчиси уйғур вә башқа хитай болмиған милләтләрниң терилғу йәрлирини хитайниң сода тиҗарәт қилидиған чоң карханилириға тапшурушқа қистиғанлиқи, андин уларни маашлиқ әмгәккә мәҗбурлиғанлиқи байқалған. 2001-Йилдин 2021-йилғичә болған арилиқта, уйғур елидә йәр тартивелип ишлитиш нисбити 50 һәссигә йеқин ашқан. Бу уйғур елидики йәрлик милләтләрни йәрсиз һаләткә кәлтүрүлүп, андин дөләт бәлгилигән хизмәткә иттирилишиниң кишини һәйран қалдуридиған дәриҗидики көлимини көрситип бәргән. Доктор адриян зенз бу һәқтә мундақ деди:
“мәҗбурий әмгәккә четишлиқ зор сандики хитай ширкәтлири бар. Биз буни байқиғандин кейин, уларниң асиядики, йәни һиндистан, японийә, японийә, пакистан, филиппин қатарлиқ дөләтләрдики кирәфт хейниз (Kraft Heinz) қатарлиқ ширкәтләрни бир-биригә бағлайдиған, йәни уларниң хәлқара тәминләш зәнҗириниң изиға чүштуқ. Бу йәрдики мәсилә шуки, улар кофко билән изчил һәмкарлиқ орнатқан, йәни техникилиқ һәмкарлиқ орнатқан. Уларниң йәнә шинҗаңдин кәлгән кофко маркилиқ пәмидурларни оттура асия вә башқа асия дөләтлиридә ишләпчиқарған мәһсулатларда ишләткәнликигә аит пакитлар бар. Бу бағлинишларниң бәзилири деһқанчилиқни санаәтләштүрүш сиясити билән интайин зич мунасивәтлик, йәни хитай бу районниң һаятлиқ мәнбәсидә зор өзгириш пәйда қилмақта. Болупму, уйғур деһқанлириниң буниңдин кейин йәр теримай (деһқанчилиқ қилмай) өзлириниң йәр ишлитиш һоқуқини хитайниң асаслиқ йеза игилик карханилириға иҗаригә бериши яки уларға тапшуруп бериши билән мунасивәтлик. Йәни уйғурлар буниңға мәҗбур болуватиду. Андин улар хитайниң йеза игилик карханилири үчүн ишләмчи болуп ишләшкә мәҗбур болмақта.”.
Хитайниң вашингтондики әлчиханисиниң баянатчиси лю пеңю (Liu Pengyu) бизниң мәзкур доклат һәққидики соаллиримизға елхәт арқилиқ җаваб берип, адриян зензниң доклатида оттуриға қоюлған пикир вә әйибләшләрниң һәммисини рәт қилди.
Хитай әлчиханисиниң баянатчиси қайтурған җавабта мундақ дейилгән: “биз аталмиш ‛мәҗбурий әмгәк‚ мәсилисиниң хитайға қарши күчләр тәрипидин тоқулған бир рәзил ялғанчилиқ икәнликини қайта-қайта тәкитләп кәлдуқ. . . Мән сиз тилға алған доклатниң апториниң җең гоен, йәни адриан зенз (Adrian Zenz ) икәнликиниму байқидим. Ахбарат васитилири адриан зензниң әмәлийәттә америка һөкүмити қурған оңчил тәшкилатниң әзаси, шундақла америка истихбарат органлири қурған вә контрол қиливатқан хитайға қарши тәтқиқат оргининиң ядролуқ әзаси икәнликини көп қетим ашкарилиди. Бу аталмиш ‛доклат‚ниң һечбир ишәнчликлики, илмий қиммити яки илмий дәллики йоқ…”.
Биз кирәфт хейниз ширкитигә елхәт йезип, мәзкур доклатта оттура қуюлған әйибләшләргә җаваб беришини соридуқ. Әмма кирәфт хейниз ширкити соаллиримизға җаваб қайтурмиди.
Крәфт хейнз(Kraft Heinz), нәстли, ( Nestlé) дел монтә, (Del Monte) пепсико (PepsiCo), мәккормик ( McCormick), униливер (Unilever) вә лориел (ve L’Oreal) ни өз ичигә алған дуняви ширкәтләрниң һәммисиниң мәҗбурий әмгәк билән четилиши өз мәһсулатлирини уларниң тәминләш зәнҗиридә сетиши нурғун кишиләрни әндишигә салмақта.
Бу сәвәбтин мәзкур доклат елан қилғандин кейин, уйғур һәрикити тәшкилати вә “хитай мәсилиси бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) мәхсус баянат елан қилған.
Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси, мәркизи америкадики уйғур һәрикити тәшкилатиниң мудири рошән аббас ханим радийомиз зияритини қобул қилип, мундақ деди: “бу бөсүш характерлик тәтқиқат, хитай коммунистик партийәсиниң уйғур хәлқигә қилған ирқий қирғинчилиқиниң деһқанчилиқ саһәсигә кеңәйгәнлики, йәр шари тәминләш зәнҗиригә тәсир көрсәткәнлики вә хәлқаралиқ даңлиқ маркиларға четилғанлиқини ашкарилап бәрди”.
“хитай мәсилиси бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” бәргән баянатида мундақ дейилгән: “доклатта тилға елинған ширкәтләрниң шинҗаңдики дөләт игиликидики орунлар билән болған һәмкарлиқни дәрһал тохтитишқа, мәҗбурий әмгәк билән булғанған таварларни тәминләш зәнҗиридин чиқириветишкә чақиримиз. Шундақла тәминлигүчиләрниң шинҗаң билән болған әмәлий вә йошурун тәминләш зәнҗирини толуқ ашкарилишини тәләп қилимиз. . .”
Доктор адриян зенз “хитай мәсилиси бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” ниң мәзкур доклат һәққидә бәргән баянатиға инкас қайтуруп мундақ деди: “бу шинҗаңниң йеза игилик ишләпчиқиришидики мәҗбурий әмгәк, йәр тартивелип ишлитиш қилмишиниң нурғун деһқанларға еғир дәриҗидә тәсир қилғанлиқини; униң биваситә һөкүмәтниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған наһайити чоң түрдики мәҗбурий әмгәк вә йәр тартивелип ишлитиш системиси икәнликидин дерәк бериду. Һәрқайси дөләтләрдики парламент әзалири вә дөләт мәҗлиси әзалириниң бу вәһшийликниң көлими вә маһийитини ениқ тонуп йетиши толиму муһим. Шуңлашқа буниңға қарита қануний тәдбирләрниң елиниши, парламент әзалириниң бу чақириқ вә тәләпни оттуриға қоюши наһайити муһим әһмийәткә игә. Уларниң йәнә бу ширкәтләрниң исимлирини биваситә тилға елишиму наһайити муһим”.
*** Соаллиримизға елхәт арқилиқ кәлгән җавабларниң мәзмунлири қошулди. (2024-Йили 18-декабир саәт 15:15 тә)