Уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш һәрикити еришкән нәтиҗиләр вә дуч кәлгән хирислар
2023.08.31
Американиң 2022-йили 6-айниң ахирлиридин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни”, униң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини содиға бағлап җазалаш җәһәттики әң йетүк қануни тәдбирлириниң бири һесаблиниду. Лекин нопузлуқ чәтәл тәтқиқат орунлириниң әң йеңи доклатлирида қәйт қилинишичә, бу қанун иҗра қилинишқа башлиған бир йилдин артуқ вақиттин буянқи реаллиқ, уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләшниң мурәккәпликини, уйғур мәҗбурии әмгәк мәһсулатлирини тосушта еришкән нәтиҗә билән дуч кәлгән хирисниң йәнила тәң мәвҗут болуватқанлиқини көрсәтмәктә икән.
Шу мунасивәт билән биз бүгүнки программимизда уйғур мәҗбурий әмгикигә даирилири бәзи негизлик уқумларни, болупму мәҗбурий әмгәк, дегән немә? уйғур мәҗбурий әмгикиниң характери қандақ? уйғур мәҗбурий әмгики билән хәлқарадики әнәниви мәҗбурий әмгәк арисида қандақ пәрқләр мәвҗут? ширкәтләрниң мәҗбурий әмгәккә васитилик яки биваситә четишлиқ икәнлики қандақ байқилиду вә дәлиллиниду? дегән темиларни йорутуп бериш мәқситидә, бу саһәдики бәзи нопузлуқ тәтқиқатчиларниң бу мәсилиләрдики пикирини алдуқ.
Канадалиқ адвокат, уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилилириниң қанун мәслиһәтчиси, канада мак-доналд лаврер иниститутиниң алий тәтқиқатчиси сараһ тейчниң ейтишичә, уйғур мәҗбурий әмгикиниң башқа мәҗбурий әмгәкләр билән болған йетүк пәрқи, униң дөләт һамийлиқида елип берилиши һәм ирқий қирғинчилиқниң бир парчиси болушида икән.
Адвокат сараһ тейч 29-авғуст бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “уйғур мәҗбурий әмгики билән башқа мәҗбурий әмгәкләрниң пәрқигә кәлсәк, мениңчә уйғур районидики мәҗбурий әмгәкниң ачқучлуқ пәрқи уйғур районидики мәҗбурий әмгәкниң дөләт һамийлиқида елип берилишидур. Шуңа бу, бир қисим ширкәтләрниң қуллар әмгики билән шуғуллиниш һадисиси болупла қалмай, бәлки униң һөкүмәт тәрипидин тәшкил қилиниши, һөкүмәтниң бу ширкәтләрни уйғур әмгәк күчлири билән тәминлиши болуп, кәң җәһәттин ейтқанда бу ирқий қирғинчилиқниң бир парчиси болушидур. Буниң дөләт һамийлиқида елип берилиши вә ирқий қирғинчилиқниң бир парчиси болуши, униң өзгичә алаһидилики һесаблиниду.”
Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң чүшәндүрүшичә, америка федератсийә қануни, вәзиписини бәҗа кәлтүрмгәнлики сәвәбидин җазалашқа учрайдиған барлиқ хизмәт вә мулазимәтләрни, яки ишчилар өз ихтиярлиқи билән ишлимигән һәрқандақ иш вә мулазимәтни мәҗбурий әмгәк һесаблайдикән. Адвокат сараһ тейч, бу нуқтидин хитайниң дөләт һамийлиқида уйғурларға қарита йүргүзгән “намратлиқтин қутқузуш”, “йөткәп ишқа орунлаштуруш” программилириниң мәҗбурий әмгәккә киридиғанлиқини билдүрди.
Сараһ тейч мундақ дәйду: “чүнки, бу программиларға қатнаштурулған уйғурларниң һечқандақ таллаш һоқуқи йоқ. Буниңға районда һазир йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ даирисидә қараш интайин муһим. Сизгә мәлум болғандәк бирсиниң келип, сизни аилиңиз, дост-ярәнлириңиздин йирақ, башқа бир өлкидә ишләйсән, дәп елип кетиши, нурғун завутларниң сим тосуқлар билән қоршалған болуши, сизниң мәҗбурланғанлиқиңизни көрситипла қалмайду. Бу йәрдә йәнә сиз үчүн әгәр униңға қатнашмисиңиз ‛қайтә-тәрбийәләш‚ лагериға әвәтилиш яки униңға қайтурулуш хәвпиму бар. Бир кишиниң бу завутларға берип ишләш яки лагерға әвәтилишниң бирини таллашқа дуч келиши, һәргиз таллаш һесабланмайду. Шуңа, буниңға кәң даиридә қараш интайин муһим. Наһайити ениқки, буниң өзи мәҗбурий әмгәктур.”
Уйғур мәҗбурий әмгики тәтқиқати саһәсидики нопузлуқ тәтқиқатчи, әнглийә һаллам шефелд университети һелена кениди хәлқара адаләт тәтқиқат мәркизиниң мудири, профессор лавра мурфей Laura Murphy ниң қаришичә, ишчиларниң берилгән ишқа “яқ дейиш” һоқуқи болмиған һәрқандақ әмгәк мәҗбурий әмгәк һесаблинидикән. Лавра мурфей 29-авғуст бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурий әмгәккә бәргән тәбириниң ениқ икәнликини билдүрүп мундақ деди: “хәлқара әмгәк тәшкилати ишчиларниң разилиқи болмиған, рәт қилса җазалиниш еһтимали болған һәрқандақ ишқа мәҗбурий әмгәк, дәп тәдбир бәргән. Бу дегәнлик кишиләрниң әтраптики вәзийәтниң тәһдити астида давамлиқ ишләшкә мәҗбур болуши, ишләшни рәт қилиш пурсити болмиған әһвалларни көрситиду.”
Лавра мурфейниң ейтишичә, хитайниң дөләт һамийлиқидики уйғур әмгәк күчлирини йөткәш программиси мәҗбурий әмгәкниң хәлқара тәдбиригә пүтүнләй чүшидикән. Лавра мурфей: “бу районда һечким йөткәп ишқа орунлаштурушни рәт қилалмайду. Бу дегәнлик уйғур районидики дөләт тәрипидин елип бериватқан пүтүн йөткәп ишқа орунлаштуруш системиси хәлқарниң тәбири билән ейтқанда мәҗбурий әмгәк һесаблиниду” дәп көрсәтти.
Һалбуки, бәзи тәтқиқатчиларниң қәйт қилишичә, уйғур мәҗбурий әмгики башқа мәҗбурий әмгәкләргә қариғанда йәнә уйғур нопусини тарқақлаштуруш вә ассимилятсийә қилиш васитиси орнида қоллинилиш җәһәттинму алаһидә характерлинидикән. Һаллам шефелд университетиниң һелена кениди тәтқиқат мәркизи уйғур мәҗбурий әмгики тәтқиқат түри гурупписиниң әзаси ялқун улуғйол 29-авғуст бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, хитайниң уйғурларға қарита “һәр хил сиясәтлирини мәҗбурий әмгәкниң ичигә елип киргәнлики” ни билдүрди.
Бәзи чәтәл тәтқиқат орунлириниң доклатлиридин мәлум болушичә, уйғур мәҗбурий әмгикиниң четилиш көлими наһайити кәң болуп, униң полисиликон, литий, пахта, пәмидур, күнтахта, електрлик аптомобил батарейәси қатарлиқ мәһсулатлардики хәлқара монополлуқ орни, бу мәһсулатларниң келиш мәнбәсини ениқлашниң барғанчә қийинлишиши қатарлиқ амиллар уйғур мәҗбурии әмгики мәһсулатлирини чәкләшни техиму қийинлаштурмақта икән. ялқун улуғйол, ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдиланған яки пайдиланмиғанлиқини икки хил шәкилдә айришқа болидиғанлиқи, бу ширкәтләрниң бириниң уйғур мәҗбурий әмгикидин биваситә пайдилиниватқан ширкәтләр, йәнә бириниң васитилик пайдилиниватқан ширкәтләр икәнликини билдүрди.
Лекин адвокат сараһ тейчниң ейтишичә, уларниң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисидики ачқучлуқ диққәт нуқтиси, хитайниң қилмишини өзгәртишла әмәс, бәлки ширкәтләрниң униңға һәмдәмдә болушини өзгәртиш икән. У һөкүмәтләрни өзгәртишкә қариғанда ширкәтләрни өзгәртиш көп асанға тохтайдиғанлиқини билдүрүп мундақ дәйду: “йәнә бир ачқучлуқ диққәт нуқтимиз, хитайниң хаһишини өзгәртишла әмәс. Бәлки ширкәтләрниң униңға һәмдәмдә болушини өзгәртиштур. Шуңа биз тәкшүрүштә бу җәһәттики сот архиплириғиму қаридуқ. Биз диққәт нуқтимизни ширкәтләргә қараттуқ. Чүнки, ширкәтләрниң хаһишини өзгәртмәк бизниң қолимиздин келиду.”
Сараһ тейч йәнә уйғур мәҗбурий әмгикигә аит дәлилләрни ениқлаш вә топлашта башқа нопузлуқ тәтқиқат орунлириниң доклатлириға тайинипла қалмай, өзлириниңму буниңға аит дәлилләрни топлиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “биз буларни дәлилләштә австралийә истратегийәлик сиясәт институти, тәтқиқатчи ариян зәнз, лавра мурфейларниң бурун елип барған нурғун тәтқиқатлириға таяндуқ. Буларниң һәммиси интайин инчикилик билән елип барған тәтқиқатлар болуп, илмий қиммити наһайити юқири. Униңдин сирт биз өзимизму бәзи дәлилләрни топлидуқ. Биз буниңда бу ширкәтләрниң импорт мәһсулатлириға, шундақла тәтқиқат орунлириниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ, дәп көрсәткән яки америкиниң ембарго тизимликидики ширкәтләрни тәкшүрдуқ.”
Һалбуки, һаллам шефелд университетидики профессор лавра мурфей хитай ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған алақисини дәлилләштә хитай таратқулиридики хәвәр вә елан-сәнәтләрниң муһим мәнбә болғанлиқини көрсәтти. Униң ейтишичә, хитайниң дөләт һамилидики уйғур мәҗбурий әмгәк программисиға қатнашқан ширкәтләр, илгири буни таратқуларда кәң тарқатқан икән. У, һазир бу ширкәтләр дөләтниң әмгәк программисиға қатнашқанлиқини ашкара тәшвиқ қилмисиму, лекин мәҗбурий әмгәкниң көлими кичикләп қалмиғанлиқини билдүрди.
Лавра мурфей мундақ дәйду: “ширкәтләр бир қанчә йилғичә дөләтниң мәҗбурий әмгәк программисиға қатнашқанлиқини ашкарә тәрғиб қилип кәлгән. Чүнки, улар буниңға қатнишишни ши җинпиң, ши җинпиң идийәси вә һөкүмәткә садақәтмән болушниң ипадиси, дәп қарап, кәң тарқатқан. Лекин хәлқараниң бу прогаммиға болған тәнқидлири сәвәбидин улар бүни һазир ашкара тарқатмайдиған болди. Лекин шундақтиму ширкәтләрниң бурун мәзкур программиға кәң көләмлик қатнишиши, һазирқи әһвалдинму учур бериду. Чүнки, мәҗбурий әмгәк программиси изчил кеңийип маңди. Униң көлими тарийип қалмиди.”
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” рәсмий иҗра қилинишқа башлиғандин тартип, бу йил 8-айғичә болған бир йилдин артуқрақ вақит ичидә, қиммити бир милярд 746 милйон долларлиқ 5000 дин артуқ йолланма уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ, дегән гуман билән америка таможнасида тохтитип тәкшүрүлгән.
Америка таможна вә чегра қоғдаш идарисиниң санлиқ мәлуматлиридин, бу җәрянда 2070 йолланминиң қоюп берилгәнлики, 1733 йолланминиң америкаға кириши рәт қилинғанлиқи мәлум болмақта. Бу сан америка-хитай омуми сода һәҗминиң наһайити аз бир қисмини тәшкил қилиду. Лекин америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзалар уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләштә техиму қаттиқ җазалаш тәдбирлирини елишни тәләп қилмақта, америка қанун иҗра қилиш тармақлири болса “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилиш ирадисиниң қәтий вә әстайидил икәнликини тәкитләп кәлмәктә.