Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши доклати: мәҗбурий тойлаштуруш — уйғур районидики ирқий қирғинчилиқниң йәнә бир шәклидур
2022.11.18
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши(UHRP) 16- ноябир күни “уйғур аяллириниң мәҗбурий тойлаштурулуши: хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики милләтләр ара тойлаштуруш сиясити” сәрләвһилик чоң һәҗимлик бир доклат елан қилған. Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлири билән тойлаштуруш сияситини дөләт сиясити сүпитидә системилиқ елип барған.
Доклатқа қариғанда, уйғур районидики һәр дәриҗилик йәрлик һөкүмәтләр уйғур әрлирини һәр хил баһанә-сәвәбләрни тепип лагерларға қамиған яки мәҗбурий әмгәк күчи сүпитидә башқа җайларға йөткигән. Шуниң билән бир вақитта, уйғур қиз-аяллирини хитай әрлири билән той қилишқа қстап, буни сиясәт сүпитидә күчәп тәшвиқ қилған. Хитай һөкүмәт орунлири хитай әрләр билән той қилған уйғур аяллириниң нәқ пул билән мукапатлиниш, туралғу билән тәминлиниш, маарип толуқлимиси елиш, хизмәт вә давалиниш капалитигә еришиши қатарлиқ сиясәтләрдин бәһримән болидиғанлиқини ейтқан. Әгәр хитай әрлири той қилишни тәләп қилған қизлар яки қизларниң аилисидикиләр той қилишни рәт қилса, җаза лагерлириға киридиғанлиқи тоғрисида тәһдит селинған. Мәзкур доклатта бу хил сиясәт, уйғурларни хитай җәмийитигә сиңдүрүриветишни мәқсәт қилған бир тактика, дәп көрситилгән.
Мәзкур доклатни тәйярлиған тәтқиқатчилардин уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси нузугум сетивалди елхәт арқилиқ радийомизниң зияритини қобул қилди.
У хетидә мундақ дәп язған: “хитай һөкүмити милләтләр ара тойлишишиниң ‛милләтләр иттипақлиқи‚ вә ‛иҗтимаий муқимлиқ‚ни илгири сүридиғанлиқини тәшвиқ қилған. Әмәлийәттә болса бу бир ассимилиятсийә сияситидур. Хитай һөкүмити уйғур аяллирини хитай әрлиригә тойлаштуруш сияситини уйғурларни хитай җәмийити вә мәдәнийитигә сиңдүрүшниң бир йоли сүпитидә елип барған. Уйғур районида елип бериливатқан мәҗбурий тойлаштурушни ‛мәдәнийәт бузғунчилиқи‚ вә ‛мәдәнийәт қирғинчилиқи‚ниң қорали, дәп қарашқа болиду”.
У йәнә мундақ дәп язған: “тәтқиқатчилар уйғур районидики нопус контроллуқи вә уйғур бовақлириниң туғулушниң алдини елиш сияситиниң ирқий қирғинчилиқ өлчимигә чүшидиғанлиқини оттуриға қойған. Бу хил әһвалда, уйғур аяллирини хитай әрлиригә мәҗбурий тойлаштуруш, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики ирқий қирғинчилиқини йәниму илгири сүридиған бир сияситидур”.
Америкада турушлуқ лагер шаһити зумрәт давут ханимниң радийомизға билдүрүшичә, у вәтәндики вақтида бир уйғур қизиниң кәнт кадирилириниң мәҗбурлиши нәтиҗисидә, дадисини қутулдуруш үчүн хитай әр билән тойлашқанлиқиға шаһит болғаникән.
Мәзкур доклатта йәнә уйғур районидики аяллар вә балиларниң “мәҗбурий әмгәк” вә “балиларни аилисидин айриветиш” қатарлиқ сиясәтләрниң биваситә қурбани болғанлиқи көрситилгән. Уйғур аяллириға қаритилған җинсий зораванлиқ, җинсий таҗавузчилиқ, мәҗбурий туғмас қилиш, һамилидарлиқтин сақлиниш үскүнилирини мәҗбурий ишлитиш, мәҗбурий бала чүшүрүш вә мәҗбурий тойлишиш қатарлиқ сиясәтләрниң хитай һөкүмитиниң биваситә йолйоруқи билән елип берилғанлиқи билдүрүлгән.
Америкадики “коммунизм қурбанлири фонди җәмийити”ниң алий тәтқиқатчиси адирян зензму радийомизниң зияритини елхәт арқилиқ қобул қилди. У хетидә мундақ дәп язған: “хитай компартийәсиниң уйғур аяллирини хитай әрлиригә тойлишишқа риғбәтләндүрүши вә уйғурларни милләтләр-ара тойлишишиқа мәҗбурлаш сиясити, уйғурларниң җәмийәт қурулмиси вә мәдәнийитини бузушни мәқсәт қилған. Буниң асаслиқ нишани шинҗаңниң җәнубидики вилайәтләргә мәркәзлик һалда топлишип олтуруқлашқан уйғурниң нопус җәһәттики ‛мутләқ үстүнлүки‚ни бузуп ташлашқа қаритилған болуп, ирқий қирғинчилиқ сияситиниң кәң даиридә әмәлийлишини көзлигән. ”.
Уйғур музика мәдәнийитини тәтқиқ қиливатқан доктор рачил һаррис ханимму өткән йили өткүзүлгән “уйғур сот коллегийәси” ниң гуваһлиқ аңлаш йиғинида сөз қилип: “хитай һөкүмитиниң системилиқ һалда уйғур аяллириға қарита елип бериватқан җинсий зораванлиқи, ашу зораванлиққа учриғучи аялларниң шәхсийитигила һуҗум қилғанлиқ болмастин, бәлки пүтүн милләткә һуҗум қилғанлиқтур. Әмәлийәттә бир милләтниң аяллирини хорлаш арқилиқ, пүтүн милләтниң писхологийәсини бузуш мәқсәт қилған” дегәниди.
Рачил һаррис ханим уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған доклат һәққидә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “мениңчә, бу доклат уйғур аяллирини хитай әрлиригә мәҗурий тойлаштурушта һөкүмәтниң юқири дәриҗилик орунлириниң биваситә қоли барлиқини пакитлар билән ениқ көрситипту. Йәни хитай һөкүмитиниң мәқсити уйғур кимликини, мәдәнийити йоқитиш икәнлики ениқ. Уларниң милләтләрниң юғурулушини тәшәббус қилиштики мәқсити әмәлийәттә уйғурларни хитай мәдәнийитигә сиңдүрүп ассимилиятсийә қилиштур”.
Зумрәт ханимниң ейтишичә, уйғур районида мәһәллә кадирлири һәр күни әтигәнки байрақ чеқириш мурасимида уйғур аяллири хитай әрлири билән той қилса қандақ параванлиқ сиясәтлиридин бәһримән болидиғанлиқини тәшвиқ қилип, уйғур қиз- аяллириниң хитай әрлири билән той қилиши үчүн идийәви хизмәт ишләйдикән.
Доклатта уйғур районида елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң уйғур аялларни асас қилған җинайәт икәнлики оттуриға қоюлған. Шундақла уйғур аяллирини хитай әрлиригә мәҗбурий вә тәшвиқат характерлик тойлаштурушниң хәлқаралиқ кишилик һоқуқ өлчимигә хилап икәнлики тәкитләнгән. Доклатниң ахирида йәнә уйғур аяллириниң һелиһәм хитай һөкүмити системилиқ йүргүзүватқан мәҗбурий тойлишишини өз ичигә алған еғир җинсий зораванлиққа учраватқанлиқи, әмма һазирғичә һечбир дөләтниң шәрқий түркистандики җинсий зораванлиққа қарита җаза тәдбири йүргүзмигәнлики әскәртилгән.