Мәмәт езиз садиқ түркийә сотида хитай үчүн җасуслуқ қилиш җинайити билән әйиблинип 12 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2025.03.13
memet-eziz-sadiq-1024 Түркийәдә учуқ сот ечилип, мәмәт езиз садиқ (Shadeke MAIMAITIAIZAZ)қа хитай үчүн җасуслуқ җинайити билән 12 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилинған. 2025-Йили 4-март, истанбул.
RFA/Arslan

2024-Йили 2-айниң 20-күни түркийә сақчи даирилири түркийәдә яшаватқан уйғурлар вә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири үстидин мәлумат топлаш һәмдә хитай истихбарат хадимлири билән алақилишиш қатарлиқ җинайәтләр билән 7 нәпәр уйғурни қолға алған иди. 2025-Йили 3-айниң 4-күни уларниң делоси үстидин учуқ сот ечилған болуп, мәмәт езиз садиқ дегән кишигә 12 йил 6 айлиқ қамақ җазаси һөкүм қилинған.

Илгири тутулуп кейин әдлийә назарити шәрти билән қоюп берилгән абдуллаһ насир, иляс қари, нурәхмәт өмәроғлу, һәбибулла үрүмчи, сәмәт әслитүрк вә һашим сабитоғлу қатарлиқ 6 киши, түркийә җумһурийити истанбул 25-еғир җинайи ишлар сот мәһкимисидә ечилған сотта, адвукатлири арқилиқ әйибнамигә етираз билдүргән вә өзлириниң қоюп берилишини тәләп қилған.

Сот мәһкимисиниң қарарнамисидә билдүрүлүшичә, сотчилар улар һәққидә тәйярлиған әйибнамәлирини оқуп чиққандин кейин, юқириқи 6 кишини җазаға тартқудәк дәлил-испатларниң йоқлуқини оттуриға қойған һәмдә уларни “гунаһсиз” дәп қоюп бериш қарари чиқарған.

Мәмәт езиз садиқ (Shadeke MAIMAITIAIZAZ)ниң 12 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм һөкүм қәғизи. 2025-Йили 4-март, истанбул.
Мәмәт езиз садиқ (Shadeke MAIMAITIAIZAZ)ниң 12 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм һөкүм қәғизи. 2025-Йили 4-март, истанбул.
RFA/Arslan

Сот мәһкимисиниң қарарнамисидә билдүрүлүшичә, мәмәт езиз садиқниң дөләт мәхпийәтлики категорийәсигә киридиған мәлуматларни сиясий вә һәрбий җасуслуқ мәқсити билән тәминләштәк җинайи қилмишлири испатланған икән. Шу сәвәбтин униңға түркийә җинайи ишлар қануниниң алақидар маддилирида көрситилгән җинайәт өткүзүш шәкли, җәряни, қәстәнлики, кәлтүргән хәтириниң еғирлиқи нәзәрдә тутулуп, қанун бойичә 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Сот қарарнамисидә йәнә җинайәтчиниң соттики ипадиси вә муамилиси, шундақла униңға берилгән җазаниң униң кәлгүсигә көрситидиған тәсирини көздә тутулуп, җаза муддити 12 йил 6 айға чүшүрүлгәнлики йезилған.

Сот мәһкимисиниң қарарнамисидә дейилишичә, “гунаһсиз” дәп қоюп берилгән алтә киши гәрчә дөләт мәхпийәтликигә тәвә учурларни сиясий яки һәрбий җасуслуқ мәқситидә хитайға тәминләш җинайити бойичә әйибләнгән болсиму, бирақ тәптиш мәһкимиси мәзкур кишиләргә қаритилған җасуслуқ һәққидики гуманларни тәкшүрүш арқилиқ испатлиялмиған. Бу сәвәблик түркийә җинайи ишлар қануниниң алақидар маддилириға асасән, улар “гунаһсиз” дәп қоюп берилгән. Ундин башқа мәзкур шәхсләр һәққидә йолға қоюлған әдлийә назарити тәдбирлири әмәлдин қалдурулған. Униңдин башқа сотта ақлинип чиққан 6 кишиниң адвокатқа сәрп қилған чиқимлири үчүн һәр бир кишигә дөләт хәзинисидин 48 миң түрк лираси қайтуруп бериш һөкүм қилинған.

Сот һөкминиң ахирида, ақлинип чиққучиларниң түрмидә тутуп турулған вақитлири үчүн, җинайи ишлар дәва қануниниң 141-маддиси бойичә төләм тәләп қилса болидиғанлиқи билдүрүлгән.

Биз, җасуслуқ билән әйблинип 12 йил 6 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәмәт езиз садиқ тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн униң оғлини зиярәт қилишқа тиришқан болсақму, бирақ у соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. У пәқәтла өзиниң бу ишқа арилашмайватқанлиқини, дадисиниң қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиниң тоғра икәнликини ейтти, шундақла башқа дәйдиған гепиниң йоқлуқини ейтип телефонни үзди.

Биз бу сот җәрияни һәққидә йәниму илгирилигән мәлумат елиш үчүн, сотта ақлинип қоюп берилгән һәбибулла үрүмчи билән сөһбәт елип бардуқ.

Һәбибулла үрүмчи өзиниң 2024-йили 2-айниң 20-күни тутулғанлиқини, 7 ай түрмидә йетип сорақ қилинғанлиқини, өткән қетимқи сотта әдлийә назарити астида туруш шәрти билән қоюп берилгәнликини, бу қетим 3-айниң 4-күнидики сотта мәмәт езиз садиқтин башқа алтә кишигә сот мәһкимиси тәрипидин “җинайити йоқ” дәп қоюп беришкә һөкүм қилғанлиқини тәкитлиди.

Һәбибулла үрүмчи сөзидә йәнә, мәмәт езиз садиққа сот мәһкимиси 12 Йил 6 айлиқ қамақ җазаси Бериш билән биргә тартивалған пуллирини мусадирә қилишқа һөкүм чиқарғанлиқини тәкитлиди.

Һәбибулла үрүмчи өзи тоғрилиқ иҗтимаий таратқуларда тарқалған сөз-чөчәкләргә нарази болғанлиқини, мәсилиниң түп мәнбәсини ениқлимай туруп сөз-чөчәк тарқатқан кишиләрдин нарази болғанлиқини билдүрди. У өзиниң бешиға кәлгән бу күлпәтләр тоғрисида мундақ деди: “бу мәсилидә түркийәниң адаләтлик қануни өзиниң адалитини көрсәткән болди”.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған доктор әркин әкрәм әпәнди, алди билән бу вәқәниң сәлбий тәсири тоғрисида тохталди. У, бу вәқәниң түркийәдики уйғурларниң коллектип образини мәлум дәриҗидә зидиләйдиғанлиқини, буниңдин илгириму йүз бәргән бәзи вәқәләрниң сәлбий тәсир пәйда қилғанлиқини көрситип өтти.

Доктор әркин әкрәм йәнә, түркийәдәк бир дөләттә бирәр уйғур тәшкилати рәсмий һалда қурулса, униң дөләтниң қанун органлири тәрипидин қоғдилидиғанлиқи; навада уйғур тәшкилатлири вә вәхпилири зиянкәшликкә учриса, дөләтниң қанун органлириниң буниңға қарап турмайдиғанлиқини, зиянкәшлик қилғучиларниң һаман сотқа тартилип җазалинидиғанлиқи; шуңа бу вәқәдин уйғурларниң тәҗрибә-савақ елиши лазимлиқини тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.