Тонулған язғучи абдухалиқ мәхмудоф: “мән көргән дозах”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.03.08
Abdukhaliq-Mehmudof-Men-korgen-dozaq.jpg Абдухалиқ мәхмудофниң “мән көргән дозах” китабиниң муқависи.
RFA/Oyghan

Мәлумки, қазақистан уйғур язғучилири уйғур хәлқиниң күндилик тирикчилики, униң иҗтимаий, мәдәний мәсилилиридин ташқири йәнә миллий мәсилилириниму тәсвирләшни асасий вәзипилиридин бири қилип бәлгилигән иди. Болупму уйғурларниң вәтининиң азадлиқи, мустәқиллиқи үчүн елип барған миллий-азадлиқ һәрикитини, басқунчиларниң хәлқ үстигә елип кәлгән зулумини, һийлә-нәйрәңлирини тәсвирләш уйғур әдәбиятидики асасий вәзипиләргә айланди.

Қазақистан уйғур язғучилири өз иҗадийитидә омумән хитай басқунчилиқиниң ақивәтлирини, уйғурлар бешиға чүшкән азаб-оқубәтләрни тәсвирләшни бүгүнгичә давам қилмақта. 

Әнә шундақ әдибләрниң бири сатирик язғучи вә шаир абдухалиқ мәхмудофниң йеқинда “мән көргән дозах” намлиқ китаби алмутада йоруқ көрди. Китабниң кириш қисмида ейтилишичә, язғучидики миллий һессиятниң ойғинишиға 1958-йили уйғур елида елип берилған “истил түзитиш” сиясий һәрикәт нәтиҗисидә атақлиқ шаир тейипҗан елийефни “түгимәс нахша” шеири арқилиқ җазаға тартқанлиқи сәвәб болған икән. Он басма тавақ һәҗимдики мәзкур китабта язғучиниң повест вә һекайилири, ләтипә вә шеирлири орун алған. 

Радийомиз зияритини қобул қилған язғучи абдухалиқ мәхмудоф мундақ деди: “мән көргән дозах дегиним мән 15-16 яшларғичә вәтинимиздики көргән, билгәнлирим, аңлиғанлирим, һес қилғанлиримдур. Бу яққа чиққандин кейинки дәврдә хитайда көргәнләр бир топлам болуп чиқти. Булар пәқәт бүгүнла әмәс, бәлки әнә шу 60-йилларда йезилған нәрсиләр.”

Абдухалиқ мәхмудоф хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити башланғандин буян бу сиясәтниң уйғур язғучилириниң диққәт мәркизидә болуп келиватқанлиқини оттуриға қоюп, йәнә мундақ деди: “мән чиқарған бу топламда биз көргән дәрд-һәсрәтләр көрситилгән. Бизниң мәқситимиз хәлқни вәтәнгә болған муһәббәткә риғбәтләндүрүштин ибарәт.” 

Атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқоф кейинки вақитларда хитайниң өзиниң фашистик сияситини хәлқарада ашкарилап қойғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һазир уйғурниң дәваси хәлқаралашти. Хитай өзиниң алдамчи икәнликини хәлқарада тонутуп қойди. Абдухалиқ мәхмудофниң китаби уйғуристандики паҗиәләр тоғрилиқ китаб икән. Биз униңдин ‛интизар‚ журнилида үзүнди бәрмәкчимиз. Мәнму бу паҗиәләрдин кейин уйғурниң даваси һәққидә шеирлар йезип, тараттим.”

Абдуғопур қутлуқофтин игилишимизчә, униң йеқинда түркийәниң әнқәрә шәһиридә “тәңритағ трагедийәси”, “уйғуристан паҗиәси” вә “уйғуристан” дастани үч китаб болуп нәшр қилинған икән. Бу китабларму дуняға тарилип, хитайниң әпти-бәширисини хәлқараға ашкара қилмақчикән. 

Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, шаирә шаирәм баратова зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “тарихий вәтинимиз мавзуси қазақистанлиқ уйғур язғучилири иҗадийитиниң күн тәртипидин һеч қачан чүшкән әмәс. Бу мавзу болупму өткән әсирниң 50-60-йиллири вәтинимиздин оттура асияға, шу җүмлидин қазақистанға бир топ талантлиқ шаир вә язғучилиримизниң көчүп чиқиши билән мәркизий мавзуларниң биригә айланди. Әдиблиримиз хәлқимизниң хитай мустәмликисигә қарши йүргүзгән миллий-азадлиқ һәрикитини, униң бешиға чүшкән азаб-оқубәтләрни, уйғурларниң азадлиққа, әркинликкә, мустәқиллиққа болған интилишини, тәлпүнүшини, арзу-арманлирини тәсвирлиди, күйлиди. Әлвәттә, 90-йиллири бир қатар сабиқ совет җумһурийәтлириниң, шу җүмлидин 200 миңға йеқин уйғур яшайдиған қазақистанниң мустәқиллиққа еришиши язғучилиримизға йеңи вә җушқун кәйпият, илһам вә интилиш һәдийә қилған иди.”

Шаирәм баратованиң ейтишичә, мустәқиллиқ, азадлиқ идийәлири совет дәвридики уйғур әдәбиятида әркин илгири сүрүлгән болсиму, әмма язғучилар биваситә уйғур мәсилисигә аит бәзи мәсилиләр әтрапида очуқ пикир қилалмиған икән. У кейинки вақитларда, йәни уйғур елидә уйғурларға қаритилған бастуруш сияситиниң күчийиши билән уйғур әдиблириниң бу мавзуни йәнила давам қилғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “болупму 2009-йилқи үрүмчи қанлиқ вәқәси қазақистандики уйғурларниму қаттиқ биарам қилди. язғучилиримиз өз әсәрлиридә вәтинимиздики қериндашлиримизға пикирдашлиқини билдүргән һалда, бир қатар әсәрлирини барлиққа кәлтүрди. Шулар җүмлисидин абдухалиқ ака мәхмудофму аталмиш китабида уйғурлар үстигә чүшкән зораванлиқниң һазирғичә давам қиливатқанлиқини, әмма уйғурларниң буниңға бой бәрмәй, һәрикити, билими, қәлими билән қаршилиқ көрситиватқанлиқини тәсвирләшни мәқсәт қилған.”

Шаирәм баратова язғучи абдухалиқ мәхмудофниң уйғур миллий дәвасини аһалә арисида актип тәшвиқ қилип келиватқан зиялийларниң бири икәнликини, униң мәзкур китабида “уйғурлар әркинликкә йәтмигүчә күришини һәргиз тохтатмайду” дегән идийәниң илгири сүрүлгәнликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.