Хитай мәркизий асия тупрақлирини игиливелиш арқилиқ немини көзләйду?
2021.02.27
Аммиви ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, хитайниң бир қатар торлири һазирқи таҗикистан йәрлириниң хитайға тәәллуқ икәнлики тоғрилиқ мақалилар елан қилип, бу өз нөвитидә таҗикистан тәрәпниң наразилиқини туғдурғаникән. Шу мунасивәт билән йеқинда таҗикистан ташқий ишлар министири сираҗиддин мухриддин һәр йиллиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай ташқий ишлар министирлиқиға нота әвәткәнликини билдүргән.
“мәркизий асия” агентлиқида елан қилинған наргис арабованиң “памирни қайтуруш: таҗикистан йәрлири йәнә хитайниң нишани астида” намлиқ мақалисида ейтилишичә, сираҗиддин мухриддин таҗикистанниң мундақ мақалилардин нарази болғанлиқини, һазирғичә хитай ташқий ишлар министирлиқиниң нотаға җаваб бәрмигәнликини, лекин мақалиларниң тордин елип ташланғанлиқини билдүргәникән. Мақалида йәнә көрситишишичә, таҗикистан 2002-вә 2011-йиллири өзиниң памир районидики омумән 30 миң квадрат километр келидиған йерини хитайға беривәткән. Әнә шуниңдин буян хитай тәрәп 1912-йилдин кейин ғәрбниң бесими астида өз территорийәсиниң бир қисмидин айрилғанлиқини, шу жүмлидин таҗикистанниң памир районидики йәрлирини қайтурувалған болсиму, бәзи йәрлириниң һелиғичә башқа мәмликәтләрниң қолида икәнликини илгири сүрүп кәлгәникән. Хитайниң орунлаштурған мәзкур мақалилири тажикистанлиқларниң қаттиқ қаршилиға дуч кәлгән.
Памир райони йәр асти қезилма канлириға интайин бай болуп, 2010-йили икки тәрәпниң геологийә хизмәтлири чегра районлирида бирләшкән геологийәлик издәшләрни елип бериш тоғрилиқ келишкәниди. Әмма хитай тәрәп таҗикистан территорийәсигә техиму ичкириләп, 6 йил мабәйнидә памир районида қезилма байлиқларниң 47 түрини тапқан. Пәқәт бир мәвсүм ичидила 5 тонна мәһсулат хитайға елип кетилгән. 2015-Йилдин буян хитай ширкити мәмликәттики әң чоң, дуня бойичә 4-орунда туридиған “боза дара” күмүш канида ишләватқан болуп, хитай ишчилири йәттә йилға барлиқ селиқлардин вә таможна төләмлиридин бошитилғанкән.
Әмди таҗикистанниң “азадлиқ” радийоси елан қилған “таҗикистан хитай өлкиси болғанму?” намлиқ мақалиниң аптори, тарихчи камалуддин абдуллайеф хитайниң 21-әсирдә интайин күчлүк мәмликәткә айланғанлиқини, таҗикистанниң болса, мустәқиллиққә еришкәндин кейин иқтисад җәһәттин арқида қалған вә асиядики әң кәмбәғәл әлләрниң бири болуп қеливатқанлиқини тәкитләйду. Аптор өз мақалисида хитайниң таҗикистан йерини, шу җүмлидин памир районини әзәлдин өз территорийәси икәнлики тоғрилиқ билдүрүшлиригә җаваб берип кәлгәнликини, мәзкур мақалиниму шу мәқсәттә язғанлиқини оттуриға қойған. У таҗикистанниң һазирқи оттура асия, иран, афғанистан охшаш территорийәләр билән бир сиясий-тарихий өтмүшкә игә болуп, мәркизий асияниң гео-сиясий һаятида өз ролини ойнап кәлгәнликини испатлашқа тиришқан. У шундақла таҗикистанниң биваситә хитай билән әмәс, бәлки 1759-йили хитай бесивелип, “шинҗаң” дәп ативалған шәрқий түркистан вә җуңғарийә райони билән чегралашқанлиқини илгири сүргән.
Игилишимизчә, хитайниң бәзи аммиви ахбарат васитилири һәм таратқулири мәркизий асия мәмликәтлири ичидин болупму таҗикистан, қирғизистан вә қазақистан территорийәлириниң хитайға тәәллуқ икәнлики тоғрилиқ иғва учурларни тарқатқаниди. Буниң арқилиқ хитай немини көзләватиду?
Сиясәтшунас пйотр своик әпәндиниң пикричә, территорийә мәсилисидә хитай қазақистан билән тоқунушни халимайдикән, чүнки қазақистан “коллектип бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилати” ниң әзаси болғанлиқтин хитай мәзкур тәшкилатқа қарши турушқа һәргиз очуқ-ашкара болалмайдикән
У мундақ деди: “қазақистан ташқий ишлар министирлиқи хитайниң мундақ мақалисиға инкас қайтуруп, тоғра қилди. Бирақ буниңдин әндишә қилишқа болмайду. Әмди таҗикистанға кәлсәк, бу йәрдә әһвал башқичә. Таҗикистан ахирқи йиллири хитайниң қаттиқ тәсири астиға чүшүп қалди. Ениқ мәлуматлар болмисиму, әмма таҗикистанниң хитай тәрипидин сетивелинғанлиқи һәққидә параңларму болуватиду. Таҗикистанда хитай тиҗарити хели тәрәққий әткән. Бу җәһәттә хитай таҗикистанға нисбәтән бәзи территорийәлик тәләплирини қоялайду. Биз өз вақтида таҗикистанниң тағлиқ бәдәхшанға охшаш чоң бир территорийәсиниң хитайға бериветилгәнликини билимиз. Мән таҗикистан бойичә мутәхәссис болмисамму, лекин хитайниң бу һәрикитиниң мәлум бир маһийити бар. Бирақ таҗикистанму, қирғизистанму хитайдин анчә чөчүп кәтмисиму болиду, чүнки уларниң арқисида хели күчлүк дөләтләр туриду. Шундақтиму оттура асия мәмликәтлиригә пәхәс болуш керәк, сәвәби хитай һәр қандақ мумкинчиликтин пайдилиниши мумкин. Хитайдин еливатқан қәрз мәсилисидә таҗикистанниң әһвали хели җиддий, әлвәттә. Қазақистанниң һазирқи ташқий қәрзи 160 милярд долларни тәшкил қилса, буниң ичидә хитай қәрзи анчә көп әмәс.”
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң қаришичә, мәркизий асия хитай үчүн истратегийәлик әһмийәткә игә чоң район болуп, “бир бәлвағ, бир йол” лайиһәси шуниң ярқин бир көрүнүшикән. Йәнә бир тәрәптин, совет дәвридин та һазирғичә чегридаш қазақистан, қирғизистан вә таҗикистанға чегра мәсилисини қоюп кәлгәникән.
Қәһриман ғоҗамбәрди мундақ деди: “хитай бу дөләтләргә нисбәтән аталмиш сийлиқ күчини күчлүк қолланди. Әң башта буларни қизиқтуруп, сода-сетиқ, мәбләғ селиш, әрзан, йәни оңай қәрз бериш мәсилиси билән өзигә бағлавалди, иқтисадий сиңип киривалди һәм дипломатийәлик бесим ишлитип, һәммисиниң дегидәк территорийәлирини алди. Һазирму қайтидин территорийә мәсилисини қойди. Мушундақ бағлавалған дөләтләрниң ташқий қәрзиниң көпи хитайға тоғра келиду. Һәм қирғизистан, һәм таҗикистанниң хитайға болған қәрзини төләшкә имкани болмайватиду. Шуниң билән сән әгәр маңа территорийәңни бәрсәң, қәрзиңни бир тәрәп қилимән дегәндәк мәсилиму бар, дәп ойлаймән. Йәнә бир тәрипи хитай таҗикистанда, йәни пүтүн мәркизий асиядики бирдин-бир дөләттә хитайниң һәрбий базисини қурувалди. Униң әмдики мәқсити мәркизий асияға һәрбий җәһәттин сиңип кириштур.”
Қәһриман ғоҗамбәрди таҗикистан йәрлирини буниңдин кейинму игиләвелиш арқилиқ хитайниң өз һәрбий базасини кәңәйтиш йоллирини издәватқанлиқини, уйғур мәсилисидә америка башлиқ демократик дөләтләрниң қаттиқ қаршилиққа дуч келиватқан бир пәйттә өзиниң бесивалған йәрлирини техиму мустәһкәмләш амалини қиливатқанлиқини билдүрди. Сиясәтшунасниң пикричә, хитайниң мәркизий асиядики биринчи риқабәтчиси русийә икән. Таҗикистан вә қирғизистанниң арқисида әнә шу русийәдәк йәнә бир күчлүк мәмликәт туруватмақтикән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, таҗикистан вә хитай оттурисидики йәр маҗраси өткән йили қазақистан вә хитай оттурисидиму йүз бәргәникән. Шу чағда хитайниң “sohu. com” намлиқ әң чоң ахбарат агентлиқиниң журналистлири “хитай қачан қазақистанни өзигә қошувалиду?” дегән соални оттуриға ташлиғандин кейин, бу қазақистан мәтбуатлири һәм иҗтимаий таратқуларда күчлүк ғулғула қозғиғаниди вә нәтиҗидә қазақистан хитайға наразилиқ нотисини әвәткәнди.