Мәрйәм султан: “хитай маңа апамниң ағзи арқилиқ тәһдит салди”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.04.07
Мәрйәм султан: “хитай маңа апамниң ағзи арқилиқ тәһдит салди” Уйғур зиялийси мәрйәм султан пенсийигә чиққан пешқәдәм оқутқучи аниси айгүл султанниң өзигә сөз қилған син көрүнүшидин елинған.
Social Media

Түркийидә туруп таратқуларниң зияритини тохтимай қобул қилип, хитай тәрипидин лагерға қамалған аписи вә барлиқ уйғурлар учраватқан зулунларни аңлитип келиватқан яш уйғур зиялийси мәрйәм султан бир қанчә күн илгири өзиниң тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқу бәтлиридә бир хәвәрни һәмбәһирлигән. Йәни у өзиниң ақсу онсу наһийәсидики аписи, пенсийигә чиққан пешқәдәм оқутқучи айгүл султанниң хитай даирилириниң мәҗбурлиши билән сөзлигән видейолуқ көрүнүнишини һәмбәһрлигән.

Қаримаққа кесәлчан һәм аҗиз көрүнидиған айгул султан ханим видейода қизиға қаритип мундақ дәйду: “бизни екранда көрүпсиз, бизниң бәхтлик интайин тинч-хатирҗәм яшаватқанлиқимизни күрүп интайин хошал болдиңиз, бундақ десиңиз қандақ болиду?. . . Сизниң гепиңизниң һәммиси ялған, ‛3хил күч‚ ләрниң қутратқучилиқиға ишәнмәң, питнә-еғива тарқатмаң! . . .”

2018-Йили 10-айда айда әнқәрә университетида доктор аспирантлиқта оқуватқан мәрйәм султан, аписи айгул султан ханимниң лагерға елип кетилгәнликини радийомизға аңлатқан һәмдә униң саламәтлик әһвалидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини баян қилған иди. Әйни чағда мухбиримизниң онсу наһийәсигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, айгүл султан ханимниң 2017-йили 10-айдин бери йиғивелиш лагерида икәнлики дәлилләнгән иди. Ениқлашлиримиз давамида униң лагерға онсу наһийә базиридики шичең (ғәрби шәһәр) сақчиханиси хадимлири тәрипидин елип кетилгәнлики айдиңлашқан иди.

Йилларчә аписиниң әһвалидин учур елиш вә униң лагердин қоюп берилиши үчүн хәлқара җамаәттин ярдәм тәләп қилип һәрикәт қиливатқан мәрйәм султан аписиниң өзигә қарши мәҗбурий сөзлитилгән бу ведийосини көрүп, униң һаят икәнликидин көңливақитлиқ болсиму тинған. Әмма у аписиниң йешиға нисбәтән нәччә он яш қерип кәткәндәк көрүнгәнликини, шундақла еғир зулум чәккәнлики ипадилинип турған чирайи вә аста һәрикәтлиригә қарап, униңдин техиму әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

2018-Йилниң ахири мәрйәм султанға аписидин бир қисқа учур кәлгән. У аписиниң өзи билән алақилишиш пурситигә момисиниң өлүмини узитиш үчүн бир күнлүк өйгә қайтишқа рухсәт қилинған әснада еришкәнликини билгән. Кейин йәнә үндидар арқилиқ бир дости вә юртдашлиридин момисиниң лагерда өлүп кәткәнликини аңлиған.

Илгири мәрйәм чоң аписиниң лагерда өлүп кәткәнлики һәқиқдә бир қисим мәтбуатларға ейтқан болуп, бу нөвәт аписи видейода униңға: “чоң апиңизниң өлүми сиз дегәндәк әмәс. . .” дәп мәрйәмниң сөзлирини инкар қилған. Йәни мәзкур видийода аписи униңға чоң аписиниң қан бесими кесили билән 2018-йили 12-айда дохтурханида өлүп кәткәнликини ейтқан.

Мәрйәм султан телефон ишлитишму чәкләнгән, йилларчә лагерда туруватқан аписиниң өзиниң чәт әл мәтбуатлириға қилған баянлирини хитай һөкүмити ейтмиса, аписиниң хәвәр тепиши мумкин әмәсликини баян қилди. У: “апамниң улар йезип бәргән бир нәрсини оқуп бериватқанлиқи ениқ, апам гәрчә мени ‛ялған гәп қилмаң‚ дегән болсиму, әмма ‛чоң апиңиз лагерда өлүп кәтмиди‚ дейәлмиди,” дәйду.

Мәрйәм султан бир күнниң алдида өзиниң фесбук бетигә “җуңгониң зиянкәшликигә учриғучи болуш үчүн түрмигә кирип таяқ йейиш шәрт әмәс” темилиқ бир баянатини чиқарған. У мундақ дәп язған: “өз ана юртимизға халиған чағда баралмаймиз, аилимиз билән әркин сөһбәтлишәлмәймиз, һәр даим мәлум күчниң аилимизгә хәвп йәткүзүшидин әнсирәп яшаймиз, өзимизни худди гунаһкардәк һес қилимиз, барғанлики йеримиздә бечарә санилимиз, буниңға қаримай инсанларниң меңисиниң бир бурҗикидә бизгә нисбәтән һаман ‛әҗәба, булар терористму‚ дегән бир соал бәлгиси мәвҗут. Мушуларниң өзи хорланғанлиқ-зулум көргәнлик болмай немә?. . .”

У йәнә мундақ дәп язған: “үч йил бурунму мән мушу гәпләрни язғинимни әслийәләймән, бүгүн техичә мушу гәпләрни йезиватимән. Үч йиллиқ ойлиниш, үч йиллиқ сүкүт бизгә йәтмәмду?. . .”

Мәрйәм ханим өзиниң аписи мәҗбурий сөзлитилгән бу видийо арқилиқ хитай һөкүмитиниң өзини “үч хил күч” дәп җинайәт артишқа урунуватқанлиқини һес қилғанлиқини билдүрди. У фейсбукида елан қилған бу язма арқилиқ өзиниң хитай даирилириниң бу тәһдитигә қарши күрәшкә атланғанлиқини, өзиниң аниси һәмдә анисиға охшаш милйонлиған бигунаһ инсанлар алдидики бурчини ада қилиш үчүн техиму үнүмлүк йолларни издәшни давам қиливатқанлиқидәк ирадисини билдүрүшни мәқсәт қилғанлиқини ейтти.

Мәрйәм султан әркин асия радийомизниң зияритимизни қобул қилған 7-април күниниң өзидә йәнә икки хәлқаралиқ ахбаратниң зияритини қобул қилған. Шундақла аилиси хитай зулумиға учриған түркийәдики уйғур оқуғучиларниң вәкили сүпитидә әнқәрәдә “ийи” партийәсиниң рәһбәрлири билән көрүшкән икән.

Мәрйәм султан лагерға қамалған аписиниң из-дерики елиш җәрянда қирғинчилиққа учрватқан уйғурларниң дуняда йетәрлик диққәт вә көңүл бөлүшкә еришәлмәйватқанлиқини һес қилған. Шуңа у 3 йилдин буян вақти вә зеһнини сиясий, иҗтимаий паалийәтләргә бәкрәк атап кәлмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.