Хитайниң мәсчит чеқиш сиясити ғәрбниң диққитини қозғимақта
2019.04.17
Хитайниң уйғур диярида узун йиллиқ тарихқа игә мәсчит-җамәләрни чеқип ташлиши ғәрб мәтбуатлирида диққәт қозғимақта.
15-Апрел фирансийә пайтәхти париж шәһириниң мәркизидики 800 йиллиқ тарихқа игә бүби мәрйәм чиркави (Notre Dam) ниң көйүп кетиши хәлқара мәтбуатларда зор зилзилә пәйда қилди. Ғәрб бинакарлиқ сәнитиниң гүзәлликини намаян қилған, еффел төмүр мунари қурулуштин илгири фирансийәдики әң егиз қурулуш һесабланған бу черкавниң көйүп кетиши кишиләрни наһайити әпсусландурди. Фирансийә президенти макрон шу күнила дәрһал баянат берип, бу тарихий қурулушни 5 йил ичидә әслигә кәлтүридиғанлиқини билдүрди. Фирансийәдики һәр саһә кишиләр бүгүн бәс-бәстә пул ианә қилип, мәзкур черкавни әслигә кәлтүрүш қурулушиға һәссиләр қатидиғанлиқини билдүрүшмәктә.
Охшашла 800 йиллиқ тарихқа игә керийәдики һейтгаһ җамәсиниң хитай һакимийити тәрипидин чеқип ташланғанлиқ хәвири дуняда бунчилик зор тәсир қозғиялмиған болсиму, әмма ғәрб мәтбуатлири бу мәсилигә һәм сәл қаримиди. Германийәдики “җәнубий германийә гезити”, “германийә авази” қатарлиқ даңлиқ ахбарат васитилириму бу һәқтә мәхсус хәвәрләр елан қилди.
Хотән керийәдики һейтгаһ җамәсиниң 2018-декабирда чеқип ташланғанлиқи канададики бир хитай оқуғучи тәрипидин сүний һәмраһ сүрәтлирини селиштуруш вә анализ қилиш нәтиҗисидә бу йил 2-апрел елан қилинған иди. Шуниңдин буян ғәрб вә түрк мәтбуатлирида хитай һакимийитиниң керийәдики 800 йиллиқ тарихқа игә һейтгаһ җамәсини вә хотәндики 500 йиллиқ тарихқа игә йәнә бир мәсчитни чеқип ташлиғанлиқи ғулғула қозғап кәлмәктә. Германийәдики түрлүк таратқуларда бу һәқтики муназириләр һелиму давам қилмақта.
14-Апрел вә 15-апрел күнлири германийә таратқулирида керийәдики һейтгаһ җамәсиниң чеқип ташланғанлиқи, хитайниң уйғурларни миллий кимликидин, мәдәнийитидин, диний етиқадидин айрип ташлап пүтүнләй хитайлишишқа қиставатқанлиқи хәвәр қилинди. Мәзкур хәвәрләрдә хитай һөкүмитиниң мәсчитләрни чеқип ташлап, милйонлиған инсанларни лагерларға солап, уйғурларниң миллий мәдәнийити билән яшаш һәқлирини тамамән дәпсәндә қиливатқанлиқи, лагер сиртидики уйғурларниң болса сақчи һәм камераларниң назаритидә мәһкумлар кәби назарәт астида яшаватқанлиқи тәкрар оттуриға қоюлди.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң баян қилишичә, уйғурларниң диний етиқади мәсилисидә хитай һакимийити дуняниң көзини бояш, дуняни алдаш сияситини изчил давамлаштуруп кәлмәктә икән. У сөзидә уйғурларниң ибадәт әркинликиниң мәвҗут әмәсликини, шәрқий түркистандики чеқилмай қалған мәсчитләрниңму пүтүнләй тақалғанлиқини әскәртти.
Иҗтимаий таратқулардики учурлардин мәлум болушичә, керийәдики чеқип ташланғанлиқи илгири сүрүлүватқан бу җамә 1204-йили инша қилинған болуп, 1949-йилиға қәдәр 7 қетим кеңәйтилип қурулған вә көп қетим ремонт қилинған. Омумий көлими 13 миң 449 квадрат метир. 1216-Йили қарақитан ханлиқи тәрипидин тунҗи қетим вәйран қилинғандин тартип таки һазирғичә моңғуллар, манҗулар, тибәтләр вә хитайлар тәрипидин көп қетим зәрбигә учриған болсиму, әмма йоқалмиған.
Бундақ тарихий тәвәррүкләрни вәйран қилишниң инсанийәт мәдәнийитигә қарши зор җинайәт болидиғанлиқини илгири сүргән д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди хитай һакимийитиниң йеқинқи 2 йил мабәйнидә уйғур диярида 5 миңдин артуқ мәсчитни чеқип ташлиғанлиқини тилға алди. У сөзидә хитайниң мәсчит чеқиш җинайитиниң әслидә пүтүн ислам дунясида зор ғулғула қозғашқа тегишлик һадисә болсиму, хитайниң һийлигәр сиясити вә башқа амиллар түпәйли ислам дунясидин түзүк сада чиқмайватқанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини тәкитлиди.
Қурултай фондиниң мудири, мюнхендики диний затлардин абдуҗелил әмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда диний етиқад әркинлики әслидә хитайниң асасий қанунида капаләткә игә қилинған болсиму әмәлийәттә буниң әксичә иҗра қилиниватқанлиқини, бәлки хитайниң өз қанунини вә динға етиқад қилғучи хәлқләрни пүтүнләй аяқ асти қиливатқанлиқини баян қилди.