Мәвлут чавушоғлу: “биз учришишта уйғур мәсилисигә болған сәзгүрлүкимизни оттуриға қойдуқ”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.01.13
mewlut-chawushoghlu-bdt-uyghur-mesilisi.jpg Б д т инсан һәқлири кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу сөз қилмақта. 2019-Йили 25-феврал, җәнвә.
REUTERS

Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 12-январ күни хитайға қаратқан рәсмий зиярити мәзгилидә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән учрашқанда уйғур мәсилиси һәққидә музакирә елип барған. Бу тоғрилиқ хәвәргә түркийә ахбарат васитилириму орун бәрди. Түркийә дөләтлик хәвәр агентлиқи болған анатолийә хәвәр агентлиқиниң 13-январ күнидики хәвиридә, икки дөләтниң ташқи ишлар министирлириниң учришишида түркийә билән хитай оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтишниң имканийәтлири, дуня вә район характерлик мәсилиләр болупму “түркийәниң уйғур түрклири мәсилисигә болған көз қаришини вә бу мәсилигә болған сәзгүрлүкини оттуриға қойғанлиқи” ни язған. Түркийә ахбаратлиридики хәвәрләрдә түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң бу қетимқи хитай зияритидә түркийәниң хитай билән болған тиҗарәт, иқтисадий җәһәттики мунасивитини қандақ қилип күчәйтиш тоғрисидиму музакирә елип берилғанлиқи йезилған.

“йеңи чағ гезити” ниң 13-январ бәргән хәвиригә қариғанда, бу һәптә йәни 1-айниң 10-күнидин 15-күнигичә сәуди әрәбистан, кувәйт, оман, бәһрәйн қатарлиқ дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири вә парис қолтуқи һәмкарлиқ кеңишиниң баш катипи хитайда зиярәттә болидикән. Бу қатарда түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң хитайға зиярәт елип беришидики мәқсәт немә ?

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири вә истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә вә парс қолтуқи әллири дипломатлириниң охшаш бирла вақитта хитайни зиярәт қилишиниң хитайниң оттура шәрқ дөләтлиригә қаратқан сияситиниң өзгиридиғанлиқиниң бир бишарити икәнликини, бу учришишта уйғур мәсилисиниңму күнтәртипкә кәлгәнликини оттуриға қойди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди хитай бурундин тартип уйғурларниң түркий хәлқ икәнликини инкар қилиш сиясити елип бериватқанлиқини, бу қетимқи учришиштиму мәвлут чавушоғлуниң “тарихий мәсилиләрни сөзләштуқ” дегининиң буниңдин ибарәт икәнликини, буни һәл қилишниң қейин икәнликини оттуриға қойди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди мәвлут чавушоғлу билән ваң йи оттурисида дейилгән сөзләр һәққидә хитай ахбарат васитилирида елан қилинған хәвәрләр билән түркийә оттурисидики хәвәрләрниң охшимайватқанлиқини, хитайниң бәзи гәпләрни йошуруватқанлиқини, әмма уйғур мәсилиниң икки дөләт оттурисида бундин кейинму техиму көп күн тәртипкә келидиғанлиқиниң бешарити икәнликини илгири сүрди.

Йеқинқи айларда түркийә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, ислам дөләтлири тәшкилати йиғинлирида уйғур мәсилисини оттуриға қойди. Ундақта уйғур мәсилиси түркийә хитай мунасивитидики муһим мәсилисигә айландиму? истанбулдики ибни халдун университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң докторанти мәвлан тәңриқут әпәнди уйғур мәсилисиниң түркийә-хитай мунасивитидики муһим мәсилигә айланғанлиқини, буниңдин кейин техиму көп күнтәртипкә келидиғанлиқини оттуриға қойди.

2017-Йилидин бүгүнигә түркийә ташқи ишлар министири үч қетим, ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси 2 қетим, түркийә президенти рәҗәп таййп әрдоған 3 қетим, һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси баянатчиси өмәр чәлик әпәнди 5 қетим баянат берип уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини оттуриға қойғаниди.

Бирақ, туркийә һөкумити хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп рәсмий шәкилдә әйиблимигәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.