Хитай бачелетниң зиярити һарписида чәт әлдики уйғурларға түрмидики аилә әзалириниң давасини қилмаслиқ тоғрисида бесим ишләткән

Мухбиримиз әркин
2022.05.25
Хитай бачелетниң зиярити һарписида чәт әлдики уйғурларға түрмидики аилә әзалириниң давасини қилмаслиқ тоғрисида бесим ишләткән Америкада турушлуқ қәлбинур ғени ханимниң иҗтимаий таратқуларға чиқарған түрмидики һәдиси рәнагүл ғениниң рәсимини көтүрүп турған сүрити. 2022-Йили январ.
Qelbinur Ghénining Twitter hésabatidin élin’ghan

Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет 23-майдин башлап уйғур елини өз ичигә алған 6 күнлүк хитай зияритини башлиған. Уйғур ели униң хитай зияритиниң әң муһим бекити икән. Бачилетниң үрүмчи, қәшқәр қатарлиқ җайлардики икки күнлүк зиярити дуняниң диққәт нуқтисиға айланған бир вақитта, хитайниң бу зиярәттин өзигә пайдилиқ бир нәтиҗә һасил қилиш үчүн һәр хил вастиларни ишлитиватқанлиқи мәлум.

Мәлум болушичә, хитай бачелетниң зиярити башлиништин бурунла чәт әлдики уйғурларниң аилә әзалирини қалқан қилип, уларға лагер вә түрмиләрдики уруқ-туғқанлириниң дәвасини қилмаслиқ тоғрисида бесим ишлитишни башливәткән. Америкадики қәлбинур ғени әнә шу уйғурларниң бири. Мәлум болушичә, бачелетниң хитай зиярити башлиништин бир һәптә бурун, хитайниң байинғолин областлиқ дөләт хәвпсизлики идарисидикиләр униң чәрчән наһийәсидики анисини издәп берип, униңға қизини гәп қилмаслиққа қайил қилиш тоғрисида бесим ишләткән. Әгәр у қизини қайил қилмиса, “икки йүзлимичилик” билән әйиблинидиғанлиқини ейтқан.

Нурғун хитай қораллиқ сақчилириниң назарити астида йөткәш үчүн пойиз истансисида тизип олтурғузуп қоюлған, көзи теңиқ, кишәнләнгән уйғурлар.
Нурғун хитай қораллиқ сақчилириниң назарити астида йөткәш үчүн пойиз истансисида тизип олтурғузуп қоюлған, көзи теңиқ, кишәнләнгән уйғурлар.
news.sky.com

Қәлбинур ғәни 24‏-май күни зияритимизни қобул қилип, хитай дөләт хәвпсизлики даирилириниң униңдин аниси арқилиқ иҗтимаий таратқуларда елан қилған учурлирини өчүриветишни тәләп қилғанлиқини билдүрди. Бу корладики хитай дөләт хәвпсизлики аппаратлириниң қәлбинур билән тунҗи қетим алақә қилиши яки униңға аилиси арқилиқ тунҗи қетим бесим қилиши әмәс. Даириләр өткән йилиму униңға үндидар арқилиқ рәсмий тәһдит селип сөз қалдурған. Қәлбинур ғениниң ейтишичә, буниңға униң б д т кишилик һоқуқ алий комиссариға твиттерда қилған бир чақириқи сәвәб болған. У 12‏-май күни твиттерда б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң уйғур елиға барғанда, санҗидики 2‏-аяллар түрмисигә қамақлиқ һәдиси рәнагүл ғени билән көрүшүшни тәләп қилғанлиқи, өзиниң шу учурни йоллап әтисила хитай даирилириниң чәрчәндики анисини издәп барғанлиқини билдүрди. Даириләр униң анисиға “америкадики қизиң һөкүмәткә қарши гәп қиливатиду. Әгәр сән бу қизиңға сөз қилип, твиттердики һәммә нәрсини өчүрүветишкә қайил қлмисаң, ‛икки йүзлимичилик‚ җинайити өткүзди, дәп сотлинисән” дегән. Униң ейтишичә, охшаш бир вақитта униң икки йилдин артуқ вақиттин бери сөзлишип бақмиған инисиму сөз қалдуруп, униң иҗтимаий таратқулардики учурлирини өчүрүшини тәләп қилған.

Хитай қораллиқ әскәрлириниң бир уйғур яшниң машинисини ақтуруватқан көрүнүши. 2009-Йили 14-июл, үрүмчи.
Хитай қораллиқ әскәрлириниң бир уйғур яшниң машинисини ақтуруватқан көрүнүши. 2009-Йили 14-июл, үрүмчи.
AP

Чәрчән наһийәсидики бир башланғуч мәктәпниң оқутқучиси болған рәнагүл ғени 2018‏-йили лагерға елип кетилип, икки йилниң алдида 17 йил кесиветилгән. Униң намаз оқуғанлиқи үчүн 7 йил, диний китаб сақлиғанлиқи үчүн 10 йил кесилгәнлики мәлум. Қәлбинур ғениниң ейтишичә, охшаш бир вақитта йәнә униңға байинғолин областлиқ дөләт хәвпсизлики идарисидикиләрму сөз қалдуруп, өзлириниң анисини йоқлап кәлгәнликини ейтқан. Қәлбинур ғени бу ишларниң бир күн алди-кәйнидә йәз бәргәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, хитайниң чәт әлдики уйғурларға қарши уларниң аилә әзалирини қалқан қилип бесим ишлитипла қалмай, бәлки йәнә бурун лагерға қамап қоюп берилгән уруқ-туғқанлирини қайта тутқун қилиш арқилиқму бесим қиливатқанлиқи ашкарланмақта. Хитайниң “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” қармиқидики “биңтуән педагогика мәктипи” ниң тарих пәнлири оқутқучиси әсмәт бәхти әнә шу кишиләрниң бири. 48 яшлиқ әсмәт бәхти 2019‏-йили лагерға елип кетилип, тоққуз айдин кейин қоюп берилгән иди. Лекин униң америкадики уруқ-туғқанлиридин гүлруй әсқәр ханимниң ейтишичә, әсмәт бәхти 2019‏-йили қоюп берилгән болсиму, лекин у өткән йили қайта тутқун қилинған. Гүлруй ханим 24‏-май зияритимизни қобул қилғанда, гәрчә бәзиләр қоюп берилипту, дейилсиму, бирақ һечким “бихәтәр әмәс” икән. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң 6 күнлүк хитай зияритиниң пәқәт икки күни уйғур елиға аҗритилған болсиму, бирақ уйғурлар мәсилиси униң зияритиниң асаслиқ салмиқини тәшкил қилиду. Хитай һөкүмити униң зияритини башлаштин хели бурунла уйғур елида “дөләт мәхпийәтлики” ни қоғдаш намида тәшвиқат паалийити қозғап, пуқраларға аталмиш “дөләт мәхпийәтликигә ятидиған нәрсиләр” ни елип йүрмәслик, музакирә қилмаслиқ тоғрисида агаһландуруш бәргән. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, хитайниң бачелетни күтивелиш усули билән униң чәт әлдики уйғурларға бесим ишлитиши охшаш мәқсәткә хизмәт қилидикән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай тәтқиқатчиси алкан акад бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ диди: “униң һәркити бир-биригә анчә зит әмәс. Чүнки униң б д т кишилик һоқуқ алий комиссарини күтивелиш усули билән униң охшаш бир вақитта чәт әлдики уйғурлар билән алақилишиши бир мәқсәткә хизмәт қилиду. Улар бу мәсилидики дуняви чақириқларни контрол қилмақчи, (уйғур) районида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини япмақчи боливатиду. Шуниң үчүн улар бу зиярәтни тәшкилләп, хәлқаралиқ тәнқитләргә тақабил турмақчи болди. Шуниң билән бир вақитта, тәһдит селиш қатарлиқ вастилар арқилиқ чәт әлдики уйғурларниң авазини өчүрүп, бу мәқсәткә хизмәт қилдурмақчи боливатиду. Униң асаси мәқсити хитай һөкүмити районда садир қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ақлаш яки йошуруштур.”

Лекин алкан акадниң ейтишичә, бачелетниң райондики “инсанийәткә қарши җинайәт” ни, тутқунларниң ақиветини, шундақла хитай һөкүмити билән уйғурларниң тутқундики аилә әзалирини сүрүштүридиған бир қанал қурушини үмид қилсиму, лекин бу зиярәттин бундақ бир нәтиҗә чиқишини шәхсән күтмәйдикән. Алкан акад мундақ диди: “биз униң алди билән һәммидин бурун райондики инсанийәткә қарши җинайәтни өз ичигә алған зиянкәшлик, тутқун, тән җазаси қатарлиқ еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини, униңдин қалса райондики тутқунларниң, из-дерәксиз йоқалғанларниң әһвали вә қәйәрдә икәнликини сүрүштүрүшини күтимиз. Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмити билән кишиләрниң кәлгүсидә б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши арқилиқ аилә әзалириниң әһвали вә қәйәрдә икәнликини игилиши үчүн үнүмлүк бир қанал қурушқа муваппәқ болушини күтсәкму, лекин мән шәхсән униң бундақ бир қисқа зиярәттә әтраплиқ тәкшүрүш елип беришини күтүш бәк реаллиққа уйғун, дәп қаримаймән.”

Б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң 23‏-май башланған хитай зиярити, хитайниң уйғур елидики лагерлириға аит зор һәҗимлик бир йеңи мәхпий һөҗҗити ашкарлинип, дуняда йәнә бир қетим қаттиқ зилзилә қозғиған пәйткә тоғра кәлгән. Бу һөҗҗәтни американиң вашингтон шәһридики “комунизим қурбанлири хатирә фонди” рәтләп чиқип, “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намлиқ торда елан қилған. Бу һөҗҗәтләр қәшқәрниң конашәһәр наһийәсидики тутқунларға аит болуп, униңда лагердики вәһшийликләрниң ташқий дунядикиләр тәсәввур қилғандинму нәччә он һәссә еғир икәнлики наһайити тәпсилий вә җанлиқ сүрәтләп берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.