Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң уйғур районидики “тәкшүрүши” нәтиҗисиз аяғлашқан
2022.05.28
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң уйғур районидики икки күнлүк зиярити аяғлашқан болуп, хитай һөкүмити униң һәқиқий әһвални игилишигә йол қоймиған, бәлки униң қолиға “ши җинпиңниң кишилик һоқуқни қоғдаш вә униңға һөрмәт қилиш үзүндилири” ни тутқузуп қойған.
“иқтисад вақти” ториниң хәвәр қилишичә, мишел бачелет үрүмчи вә қәшқәрдә һөкүмәт вә хәвпсизлик ишлириға мәсул әмәлдарларниң һәмраһлиқида кишилик һоқуқ әһвалини “тәкшүрүп баһалаш зиярити” елип барған болуп, мәхсус тәйярланған бир түрмә вә аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркизи” ни зиярәт қилған. Униң билдүрүшичә, у шинҗаңдики сесиқ нами пур кәткән аталмиш тәрбийәләш лагерлириға омумйүзлүк баһа беришкә амалсиз қалған. У мундақ дегән: “мән уларниң VETC (кәспй маарип тәрбийәләш мәркизи) системисиға кирәлмидим, шундақтиму мән һөкүмәткә бу пиланни назарәт қилидиған мустәқил әдлийәниң кәмчил икәнликини оттуриға қойдум”.
Мишел бачелет гуаңҗудики вақтида мухбирларға билдүрүшичә, хитай һөкүмити “террорлуққа қарши туруш вә намратлиқни түгитиш үчүн қурған VETC (кәспй маарип тәрбийәләш мәркизи) системисини бузуп ташлайдиғанлиқиға вәдә бәргәникән”.
Мишел бачелет йәнә хитай һөкүмитини аилиси билән алақилишәлмәйватқан уйғурларға уларниң аилә әзалири һәққидә учур беришкә, “террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни түгитиш” сияситигә қайта қарап чиқишқа чақирғанлиқини ейтқан. Әмма хитайниң буниңға немә дәп җаваб бәргәнлики намәлум. Хәвәрдә көрситилишичә, мишел бачелетниң бу қетимлиқ хитай зиярити хитай һөкүмитиниң тосқунлуқиға учриған. Гәрчә у хәлқарадики нопузлуқ бир органниң кишилик һоқуқни тәкшүрүш вәкили болсиму, хитай рәиси ши җинпиң башлиқ барлиқ хитай әмәлдарлириниң депиға уссул ойниған. Кишилик һоқуқ мутәхәссислири вә бу мәсилигә изчил диққәт қиливатқан дипломатларму мишел бачелетниң хитайдики хәвпсизлик органлири яки уйғур тутқунлиридин бирәр қиммәтлик учурға еришәлмигәнликидин үмидсизләнгән.
“шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики полаттәк пакитлар дуняға хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлирини ашкарилаватқан әһвалда, мишел бачелетниң хитайдин қуруқ қол қайтиши б д т ниң кишилик һоқуқ нопузиға еғир тәсир йәткүзидикән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири мәсули софей речардсон ханим бу иштин һәйран қалғанлиқи вә җиддийләшкәнликини билдүрүп мундақ дегән: “дунядики әң нопузлуқ бу кишилик һоқуқ әмәлдари дуняда иккинчи чоң қудрәткә игә болған вә хәлқара қанунни еғир дәпсәндә қиливатқан хитайға баш әгди. У вәзипә өтәватқан һәм хитайни зиярәт қиливатқан мәзгилдә нәқ шу йәрдә йүз бериватқан инсанийәткә қарши җинайәтләрни әстайидил тәкшүрмиди, буни қобул қилғили болмайду”.
Тәтқиқатчи адриян зениз бу һәқтә тивиттерда учур йоллап: “мәнчә шуни ениқ ейтишқа болидуки, һәқиқий әһвал кишиләр ойлиғандин көп еғир, дәвримиздики бу әң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики у қилмишни садир қилғучилар тәрипидин ‛ички тәкшүрүш мәсилиси‚ дәп қаралди. Мишел бачелет шинҗаң һөкүмитини ақиланә иш қилғучилардәк көрүп қалди, әслидә у мәзкур һөкүмәтниң “әсәбийликни йоқитиш” сияситиниң хәлқара өлчәмгә чүшмәйдиғанлиқини тәкшүрүп беқиши керәк иди” дегән.