Microsoft Ширкитиниң хитай тәсиридә икәнлики намаян болмақта

Мухбиримиз әзиз
2023.03.27
Adrian-Zenz-guwahliq.jpg Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети чақирған мәхсус гуваһлиқ йиғинида “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси доктур адрян зенз (Adrian Zenz) әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 23-март, вашингтон.
C-SPAN2

Һазирқи заман пән-техника саһәсидики әң чоң инқилабларниң бири компютер саһәси болуп, буниң заманимиздики тәрәққияти һәр күни милярдлиған учурларниң оттуриға чиқишида аддий һалда әкс етиду. Бу хил сансиз учур дунясидин һәрким өзигә лазимлиқ учурларни тепишта көп қоллинилидиған астиларниң бири “издәш системиси” намидики қораллар болуп, нөвәттә Google буниңдики һәммигә мәлумлуқ издәш қорали болуп кәлмәктә. Бу саһәдики үчинчи орунда туридиған издәш системиси “көзнәк” (Windows) компютер мәшғулат системисини ясап чиққан Microsoft ширкитигә тәвә Bing издәш системиси һесаблиниду.

Хитай һөкүмитиниң тор издәш системисиға сүзгүч (sensor) орнитиш һәмдә шу арқилиқ хитай һөкүмитигә пайдисиз учурларни тосуп ташлаш һәққидики тәлипини рәт қилғанлиқи ‍үчүн Google ширкити 2010-йилидин буян хитайда мәни қилинғаниди. Шуниңдин буян хитайда нормал паалийәт қилиш һоқуқи берилгән чәтәл игидарчилиқидики әң чоң издәш системиси Bing болуп кәлди. 2023-Йили январда “микрософт” ширкити бу һәқтә баянат елан қилип Bing издәш системисиниң хитайда нормал ишләватқанлиқини билдүрди. Йеқинда мана мушу Bing ‍издәш системисиниң еғир дәриҗидә хитай һөкүмитиниң контроллуқи вә тәсиридә болуватқанлиқи ашкара болди.

Тәтқиқатчи адрян зенз 26-март күни өзиниң тиветтер бетидә елан қилған текист хатирисидә көрситилишичә, у Bing ‍издәш системисиниң тәқлидий әқил (AI) қоллинилған аваз механизми билән йерим саәтчә параңлашқан. У дәсләп болуп Bing ‍издәш системисидин “хитай һөкүмити уйғур аяллирини туғалмас қиливетиш билән мәшғул болуватамду?” дәп сориғанда Bing ‍издәш системиси “башқа соални сорисиңиз. Бу бәк мурәккәп вә назук тема” дәп җаваб бәргән. Қайта-қайта сорап турувалғандин кейин өзигә бираз вақит беришни тәләп қилған болсиму ахирида йәнила сүкүт қилип турувалған. Бу һәқтики учурлар қайта соралғанда Bing ‍издәш системиси уйғур аяллири һәққидики гуваһлиқ баянлириниң тоқулма икәнлики яки хитайға қарши күчләр мубалиғә қиливәткән баянлар икәнликини ейтқан.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети чақирған мәхсус гуваһлиқ йиғинида “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси доктур адрян зенз (Adrian Zenz) әпәнди сөзлимәктә. 2023-Йили 23-март, вашингтон.

Бу һәқтә радийомиз сөһбитини қобул қилған адрян зенз әпәнди бу һәқтә алаһидә тохтилип өзиниң буниңға қизиқип қелишидики сәвәбниң бири дәл бу издәш системисиниң нөвәттики чоң бир издәш қорали сүпитидә қоллиниливатқанлиқи икәнликини билдүрди. : “мән тәқлидий әқил системиси билән уйғур қирғинчилиқи яки уйғурлар дуч келиватқан зулумлар һәққидә сөзлишип бақай, дәп ойлидим. Чүнки булар һәм йеңи һәм җәлпкар болғанлиқи үчүн һазир нурғун кишиләр мушу хил тәқлидий әқил васитилиригә тайиниватиду. Йәнә бир яқтин бу бизгә тәқлидий әқилниң қандақ зор қудрити барлиқини намаян қилип берәләйду. Немишқа дегәндә тәқлидий әқил аҗайип-ғарайип бир дуня сүпитидә һазир барғансери көп кишиләр ишинидиған васитигә айлинип қалди”.

Әмма күтүлмигәндә тәқлидий әқил системиси бойичә иш көридиған Bing ‍издәш системиси уйғур қирғинчилиқи һәққидики соаллар соралғанда дәрһал “таданлишип” бир қатар баһаниләр билән бу темидин өзини елип қачмақчи болған. Әмма қайта-қайта сорап турувалғандин кейин бу һәқтә хитай һөкүмитиниң тәшвиқат машинилири ейтип келиватқан кона муқамларни тәкрарлап бәргән. : “аввал мән Bing ‍издәш системисини қирғинчилиқ һәққидики темиларда сөз қилмаслиқи мумкин, дәп ойлиған. Әмма бу тоғрида соал сориғанда мән уйғур аяллириниң туғалмас қиливетилишини мәркизий тема қилдим. Буниңда мән һәйран қалған икки хил әһвал болди. Бири, машина дәрһал буниң мурәккәп тема икәнликини, буниң үчүн көплигән учурларни топлаш керәкликини ейтти. Мән сақлап турған болсамму җаваб чиқмиғандин кейин буниң әмәлийәттә бир хил тактика икәнликини пәмләп қалдим. Шуниң билән қайта-қайта қистап турувалсам машина маңа җаваб бәрди һәмдә буниң сиясий җуғрапийәлик мәсилиләргә четилидиған мурәккәп тема икәнликини ейтти. Уйғур аяллириниң туғалмас қиливетилиши қандақму сиясий җуғрапийә мәсилилиригә четилсун? бу қарап турупла баһанә тепиштин башқа нәрсә әмәсқу? мән қаттиқ қистиғандин кейин машина маңа җаваб берип, хитай һөкүмитиниң җавабиға охшап кетидиған баянларни тәмин әтти. Шуниңдәк уйғур аяллириниң туғалмас қиливетилишини тоқулма яки мубалиғә болуши мумкин, деди. Машина бәлким һәр икки тәрәпкә яман болмаслиқни ойлашқан болуши мумкин. Әмма бу бир әхлақ мәсилиси, бу кишилик һоқуқ дәпсәндичилики. Гәрчә пакитлар бу машина пайдиланған мунасивәтлик учурларниң һәқиқәт икәнликини намаян қилип турған болсиму машина қарап турупла хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини тәкрарлап бериватиду”.

Нөвәттә хитай һөкүмитиниң хәлқара учур системисиға зор дәриҗидә қол тиқип ялған вә сахта учурларни көпләп тарқитиватқанлиқи охшимиған нуқтилардин мәлум болған болсиму, әмма ғәрб дунясидики шунчә қудрәтлик бир ширкәтниң издәш системиси намаян қилған бу хил “хитай майиллиқи” көплигән соалларни пәйда қилиду. “микрософт” ширкитиниң тор бетидә Bing ‍издәш системиси һәққидә тохтилип униң өзи турушлуқ җайдики дөләтләрниң қануниға риайә қилиш асасида иш көридиғанлиқи ейтилсиму, америка тәвәсидики тор бошлуқидиму хитайдикигә охшаш учурниң мәвҗут болуши бәзи гуманларғиму орун һазирлаватқанлиқи мәлум.

Биз бу һәқтики соаллиримизни “микрософт” ширкитиниң ахбарат ишханисиға елхәт шәклидә әвәткән болсақму улардин бу һәқтә җаваб кәлмиди. Синақ үчүн Bing ‍издәш системисидин авазлиқ сорап көргинимиздә униң растинила уйғурлар һәққидики соалларға қарита алди билән хитай һөкүмитигә пайдилиқ учурларни тәйярлап беридиғанлиқи ениқланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.