Лагердин тирик қалған йерим җанлар (1)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.05.20
mihrigul-lager-shahit-3.jpg Хитайниң лагер вә түрмилиридики түрлүк қийнашларға шаһит болған меһригүл турсун(солда) америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитетида өткүзүлгән “коммунистик партийә хитайда диний етиқадни қаттиқ бастурди” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида гуваһлиқ бәрмәктә. 2018-Йили 28-ноябир, вашингтон.
Photo: RFA

Өзлириниң хитай һөкүмити қурған лагерларда бешидин өткүзгән қорқунчлуқ кәчмишлирини аңлитиш арқилиқ, америка һөкүмитини җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған кишилик һоқуқ органлири һәмдә хәлқаралиқ мәтбуатларни, хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлири һәққидә биринчи қол дәлил испатлар билән тәминлигән лагер шаһитлири гәрчә әркин әлләрдә яшаватқан болсиму, лекин уларниң илгири лагерда бешидин өткүзгән рәһимсиз қийин-қистақ, намәлум дора вә окулларни ишлитиш шундақла мәҗбурий туғмас қилиш тәдбирлириниң яман тәсирлири һәмдә еғир ақивәтлириниң азаблирини һазирму чекиватқанлиқи мәлум.

Гәрчә америкиға кәлгинигә 3 йил болай дегән болсиму, барғанчә охшимиған кесәллик аламәтлири пәйда болуватқан, җисманий вә роһий җәһәттики еғир бәдәлләр төләватқан лагер шаһитлириниң бири, 2018-йили сентәбирдә, америка һөкүмитиниң ярдимидә қош кезәк пәрзәнтлири билән вашингтонға келип йәрләшкән меһригүл турсундур.

Меһригүл 2018-йили ноябирда америка дөләт мәҗлисидә лагер һәққидә гуваһлиқ берип, бигунаһ аялларниң лагерларға қамилип, балилири билән айрип ташлиниватқанлиқи, лагерда еғир қийин қистақларниң давам қиливатқанлиқи, уйғур аяллириниң намәлум дора-окул сәвәблик һейзиниң тохтиғанлиқи қатарлиқ әһвалларни баян қилғаниди. У йәнә өзиниң емитиватқан 3 кезики ичидики бир бовиқиниң хитай даирилириниң қолида өлгәнлики, бир балисиниң лагердики икки айда 9 өлүмгә шаһит болғанлиқидәк, өзиниң 3 қетимлиқ лагерға солиниш җәрянлири һәққидә гуваһлиқ берип, америка һөкүмити вә хәлқара җәмийәттә зор инкас қозғиғаниди.

Йеқинқи әһваллири һәққидә зияритимизни қобул қилған меһригүл турсун гәрчә өзи вә 6 яшлиқ икки пәрзәнтиниң америка даирилириниң ярдимидә давалиниш имканийәтлиригә еришиватқан болсиму, йеқинда өзини давалаватқан дохтурниң униңға 95% қайта пәрзәнт көрәлмәслик еһтималлиқи барлиқини билдүргәндә қаттиқ азабланғанлиқини ейтти:

Меһригүл турсунниң радийомизға тәминлигән дохтур диагнози архиплири униң бир қанчә хил қанлиқ йириңлиқ ишшиқ вә яхши характерлик өсмиләр сәвәблик аяллар дохтури тәрипидин оператсийә қилинғанлиқи, оң қулиқиниң аңлаш иқтидаридин қалғанлиқи, униң үстигә, лагердики қийин-қистақлар қалдурған роһийдики яриларни давалаш үчүн көп хил психологийә дорилирини узун мәзгил ичишкә мәҗбур болуватқанлиқини дәлләйду. Әмма һазирму хитайниң һәр түрлүк васитилик тәһдит вә һуҗумлириға учрап келиватқан меһригүлниң шәхсий учур бихәтәрликини қоғдаш йүзисидин уни ашкарилимаслиқни тоғра таптуқ.

Әмма меһригүлниң давалиниши җәрянида, тәрҗиманлиқ қилған пидаий, исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип фәйирфакис инова дохтурханиси аяллар бөлүми вә җиддий қутқузуш бөлүмидә меһригүлни оператсийә қилиш вә давалашқа тәрҗиманлиқ қилиш җәрянида, меһригүлниң азаблириға һәтта дохтурларниңму ечинип йиғлап кәткәнликини баян қилди:

Икки айғиму тошмиған бовақлири билән мисирдин уйғур дияриға кәлгән меһригүл әйни чағда 3 кезәк емиватқан балилиридин айрилип лагерға қамалған, униң әйни чағда сүттин айрилған балилири ағрип балнистқа елинған. Уларниң бири дохтурханида қаза қилған. Меһригүл илгири 3 қетим қайта-қайта лагерға солиниш җәрянида, икки балиси 2 йилдин артуқ униңдин айриветилгән. Меһригүл илгири балилириниң көп қетим дохтурға елип берилғанлиқи вә өзиниң рухситисиз, гелидин озуқлуқ йәткүзидиған ишланка тиқишқа охшаш оператсийәләргә учрап, қалдуқ вә әгәшмә кесәл аламәтлири қалғанлиқини аңлатқаниди.

Балилири мисир паспортида болуш сәвәблик лагердин қутулуп икки балиси билән аввал мисирға кәлгән меһригүл өзиниң вә балилириниң нөвәттә америкида әркин яшаватқан болсиму, өзи вә балилириниң хитайниң зиянкәшликлири қалдурған еғир җисманий вә роһий азаблардин қутулуп кетәлмигәнлики, һәтта икки балиси билән тәң мейиплик кинишкисиға илтимас қилишқа мәҗбур болғанлиқини баян қилип: “тоғра, биз хитайдин қутулуп һаят қалдуқ, әмма нимҗан болдуқ” дәйду.

Әмдила 31 яшқа киргән меһригүлниң қайтидин пәрзәнтлик болуш чүши көпүккә айланған болуши мумкин. У йәнила мислисиз җисманий вә роһий бесим һәм азаблирини йеңип, балилирини дадисиз ялғуз чоң қилишқа, уйғурлар учраватқан қирғинчилиқни йәниму кәң аңлитишқа тиришмақта. У азаблирини йеңишигә неминиң күч болуватқанлиқиға җавабән: “чүнки хитайниң үстидә ялғуз мениңла әмәс, милйонлиған уйғурларниң қан қәрзи бар, мән буни аңлитишим керәк” дәйду.

Шаһит меһригүл турсундики қийин-қистақниң излири вә намәлум дориларниң тәсирлири үстидин, америка мутәхәссисләрниң елип барған тәкшүрүшлиридин хәвәрдар болған, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул хадими луиса гирив. Мундақ деди: “мән буларниң ичидики бирсиниң америка мутәхәссислири тәрипидин елип берилған юқири техникилиқ тәкшүрүш җәряниға шаһит болдум. Әпсуски һәр қандақ дориниң тәсири инсан бәдинидә бир қанчә айда тамамән тарқап болидиған болғачқа, нәтиҗидә лагерда ишлитилгән дориларниң уларниң бәдинидә, қенида яки көпийиш системисида пәйда қилған мәңгүлүк тәсир яки кесәлликләрни тәкшүрүп тапмақ риқабәтлик бир мәсилә икән. Лекин мән бу хил намәлум дориларниң еғир ақивәтләргә сәвәб икәнликигә ишинимән. Шуңа мутәхәссисләрни, хитайниң лагердикиләргә мәҗбурий қоллиниватқан намәлум дора-укуллири үстидин мәхсус тәкшүрүш елип беришни чақириқ қилип келиватимән. Чүнки хитай һөкүмитиниң милйонлиған инсанларға бу дориларни йәткүзүшигә мунасивәтлик испат вә пакитларниң изи қалиду. Ким бу дориларни ясаватиду? у қандақ дора, қандақ орунлар тәминләватиду? булар доклатлаштурилиши шәрт. Буларни тәкшүрүш тегишлик тәдбирләр арқилиқ җазалаш лазим, мәсулийитини сүрүштүрүш лазим.

Луиса ханим йәнә өзигә аян болған мәлуматларниң, америкидики аял лагер шаһитларниң саламәтлик әһваллириға нисбәтән әндишә пәйда қиливатқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “биз инсан һәқлири тәшкилати болуп сүпитимиз билән бу лагер шаһитлириниң саламәтликидин қайғуримиз. Уларниң лагерда баштин кәчүргән қийин-қистақ, қорқунчлуқ дәпсәндичиликлири уларни җисманий психологийә җәһәттин азабларға муптила қилип вә турмушиға зор сәлбий тәсирләрни елип келиватқанлиқидин әндишилиниватимиз”.

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики мәҗбурий йолға қоюватқан тәдбирлиридин қиз-чоканларни мәҗбурий туғмас қиливетиши хәлқараға көпләп мәлум болушқа әгишип, бу қилмишни “қирғинчилиқ” дәп аташ һәққидики чуқанлар тушмутуштин оттуриға чиқишқа башлиди. Буниң билән америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң бу қилмишиға қарита, биваситә ярдәмлишип, қиз-чоканларни туғмас қиливетишкә иштирак қилған хитай әмәлдарлириға вә хитай сәһийә тәшкилатлириға “йәр шари магентиски қануни” бойичә җаза қоллиниш җиддий музакирә басқучиға киргәнлики мәлум.

Әмма, хитай һөкүмити тәтқиқатчи адриян зензниң хитай һөкүмити елан қилған доклатларға асасән уйғур елидики нопус көпийишиниң 2017-йилдин кейин 65 пирсәнт азайғанлиқи һәққидики доклатни адриян зензниң шәхсийитигә һуҗум қелиш арқилиқ рәт қилған болса, меһригүл қатарлиқ лагер шаһитлириниң гуваһлиқириниму уларниң шәхсийитигә һуҗум қилиш вә ялған кесәллик архиплирини ясап чиқип, уларниң туғмас қилинғанлиқи һәтта лагерға киргәнликиниму ялғанға чиқиришқа урунуп кәлмәктә.

(Бу йүрүшлүк мәлуматниң давамини кейинки программилиримиздин аңлиғайсиләр.)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.