Майк помпейо нурембург сотиниң 75 йиллиқ хатирә күнидә уйғур мәсилисини тилға алди
2020.11.23
Америка ташқий ишлар министири майк помпейо натсист уруш җинайәтчилири үстидин ечилған нурембург сотиниң 75 йиллиқ хатирә күнидә уйғур мәсилисини алаһидә тилға алди вә хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан бастурушлириға қарши сөзләшни давам қилидиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтә пикир йүргүзгән анализчилар, буниң хитай компартийәсиниң уйғурлар устидин йүргүзиватқан җинайәтлириниңму һаман бир күни җавабкарлиққа тартилидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини билдүрүшти.
Иккинчи дуня уруши аяқлишип бир нәччә айдин кейин, йәни 1945-йили 20-ноябир америка, әнгилийә, франсийә вә сабиқ советләр иттипақиниң һәмкарлиқида хәлқара һәрбий сот ечилип, терик қолға чүшүрүлгән натсистлар рәһбәрлири, җаза лагерлири қаравуллири, дохтурлар вә сода-санаәтчиләрни өз ичигә алған җавабкарлар “уруш җинайити”, “тинчлиққа қариши җинайәт” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” ләр билән сотқа тартилиду.
Сот германийәниң нурембург шәһиридә ечилған болғачқа дуня тарихида “нурембург соти” дәп атилиду.
Тарихий әһмийәткә игә мәзкур сот ечилғанлиқиниң 75-йиллиқни хатириләш мунасивити билән сөз қилған америка ташқий ишлар министири майк помпейо “натсистларниң уруш җинайәтлири, зор қирғинчилиқи вә җаза лагерлирида өткүзгән вәһшийликлирини һәргизму унтуп қалғили болмайдиғанлиқи” ни ейтти.
Майк помпейониң нутуқида алаһидә диққәт чекидиған бир нуқта болса, инсаний қәдир-қиммәткә қарши нөвәттики һуҗумлар қатарида уйғур диярида давам қиливатқан бастурушларни тилға елиши иди.
Майк помпейо мундақ деди: “америка йәнила һошяр вә қәтий болуп, әң алий ғайилиримизни һимайә қилиду. Биз билән биллә турған иттипақдашлиримиз вә шериклиримизгә миннәтдарлиқ билдүриду. Тарих вә 600-номурлуқ сот залиниң савақлирини өгинишни давамластурайли. Дөләтлиримиз 75 йил муқәддәм орнатқан йүксәк өлчәмләр күткән йәрдин чиқайли.
Инсаний қәдир-қиммәткә қарши һуҗумларни қәйәрдә көрсәк, мәйли улар һәр хил рәзиллик дәриҗисидики анти-семитизм, радикал исламий терроризм, яки хитай коммунистик партийәсиниң шинҗаңдики бастуруши болсун, дадил һалда уларға қарши сөзләйли.”
Ундақта натсист рәһбәрлири “инсанийәткә қарши җинайәт билән җавабкарлиққа тартилған мушундақ бир тарихй күнни хатириләш нутуқида уйғур мәсилисиниң тилған елиниши немидин дерәк бериду?
Бу һәқтә тохталған түркийә һаҗи тәпә университетиниң дотсенти доктур әркин әкрәмниң билдүрүшичә, майк помпейо бу арқилиқ хитайниңму уйғурларға қарши ирқий қирғинчлиқ җинайити садир қиливатқанлиқини билдүрмәкчи болған.
Америкадики уйғур вәзийәт анализчиси илшат һәсәнниң қаришичә, майк помпейониң бу созлириниң хитай коммунистлири җазаға тартилидиған у күнниң һаман келидиғанлиқидин ибарәт бир үмидниң сигналини беридиғанлиқини илгири сүрди.
Хитай даирлири 2016-йилидин башлап уйғурларға қарши кәң көләмлик бастуруш сиясәтлирини йолға қойған. Кишилик һоқуқ көзәтчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити бу җәрянда 1. 8 Милйондин, 3 милйонғичә уйғурларни асас қилған түркий хәлқлирини җаза лагерлириға ташлиған.
Хитайниң йәнә уйғурларға қарши нопус контрол қилиш тәдбирлирини йолға қойғанлиқи, уйғур аяллирини туғут чәкләш оператсийәсигә мәҗбурлиғанлиқи, бу җәрянда уйғурларниң көпийиш нисбитиниң көрүнәрлик дәриҗидә төвәнлигәнлики ашкариланған.
Америка йәһуди чоң қирғинчилиқи хатирә музейи бу йил мартта хитайниң уйғурлар үстидин “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қиливатқанлиқини җакарлиған иди.
Бу һәқтә тохталған америкадики сиясий обзорчи гордон чаң әпәндим хитайниң уйғур елида инсанийәткә қарши җинайәтла әмәс, бәлки йәнә ирқий қирғинчилиқ җинайитиму садир қиливатқанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “хитай тибәт вә өзи ‛шинҗаң‚ дәп атайдиған у җайда инсанийәткә қарши җинайәт садир қилмақта. Шинҗаңда бейҗиң даирилири милйонлиған уйғур, қазақ вә башқа аз санлиқ милләтләрни җаза лагериға ташлиди. Хитай һөкүмити уларни ғайиб қиливатиду вә өлтүрүватиду, қул қиливатиду, уларниң әмгәклирини дөләт ичи вә сиртидики ширкәтләргә сетиш арқилиқ ирқий қирғинчилиқ һәрикити билән шуғуллиниватиду. Хитай даирилири аялларға басқунчилиқ қилишни түзүмләштүрди, аилиләрни парчилап, балиларни түрмигә охшайдиған аммиви дарилетамларда тутуп турмақта, һәтта бәлким уларниң ичкий әзалирини пайда елиш үчүн алмақта. Хитайниң җинайити үчинчи империйәниң 1941-йили кәң көләмдә йоқитиш қирғинчилиқлири башлиништин бурунқи җинайитидинму еғир.”
Гордон чаң йәнә бу қилмишларда қоли бар хитай коммунист әмәлдарлириниңму нурембург сотиға охшаш бир сотта җавабкарлиққа тартилиши лазимлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу хил қилмишларни биваситә садир қилған хитай әмәлдарлири нурембург сотиға охшаш шәкилдә сотлиниши керәк. Ши җинпиң вә хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң башқа даимий әзалириму җазаға тартилиши керәк. Улар бу җинайәтләргә тәстиқ салған кишиләрдур. Ишинимәнки, бу америка ташқий ишлар министири помпейо йәткүзмәкчи болған учурдур.”
1945-Йили 8-май күни натсистлар германийәси иттипақдаш армийәгә тәслим болған күн иди. Иккинчи дуня урушиниң ғәлибисидин кейин, натсист уруш җинайәтчилирини қанун бойичә сотлаш иши башланған иди.
Тарихий материялларға асасланғанда, 1945-йили 20-ноябирдин, 1946-йили 1-өктәбиргичә давам қилған сотта натсистларниң һаят қалған юқри дәриҗилик рәһбәрлири, һәрбй әмәлдарлири, лагер тутқунлирини қул қилип ишләткән нопузлуқ содигәрләр болуп җәмий 161 адәм җазаланған, буларниң 37 йәнә нәпири өлүмгә буйрулған.
Мутәхәсисләрниң қаришичә, нөвәттики вәзийәт вә хәлқара сотниң мурәккәп басқучлири сәвәблик хитайни сотқа тартиш интайин мушкул бир иш болсиму, хитайниң инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини даим тәкитләп туруш интайин муһим әһмийәткә игә икән
Гордон чаңму бу пикирдики тәтқиқатчиларниң бири. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мән хитай рәһбәрлири вә әмәлдарлириниң сотлинидиғанлиқиға бир нәрсә дейәлмәймән, әмма биз әмди бу һәқтә гәп қилишни башлишимиз керәк, чүнки бу тоғрилиқ сөзләш уларни җинайий җавабкарлиққа тартишниң алдинқи шәрти.”