Қирғизистан уйғурлири бу йиллиқ миллий армийә хатирә күнидә пешқәдәм миллий армийә җәңчисини зиярәт қилди
2022.04.12
20-Әсирниң алдинқи йеримида уйғур хәлқи миллий азадлиқ инқилаби елип берип, 1933-йили қәшқәрдә, 1944-йили ғулҗадә икки қетим шәрқий түркистан җумһурийитини қурған иди. Гәрчә бу җумһурийәтләр узун муддәт мәвҗут болуп туралмиған болмисиму, лекин уйғур хәлқиниң бүгүнки заман миллий күрәш тарихида әң ярқин сәһипиләрни яратқан иди.
Дәрвәқә, уйғурларниң 20-әсирдики миллий азадлиқ күрәшлиридә, болупму или инқилабида миллий армийә муһим рол ойниған иди. Миллий армийә 1945-йили 8-апрел күни ғулҗада қурулған иди. Шу мунасивәт билән дуняниң һәр қайсий җайлардики уйғурлар һәр йили 8-април күни түрлүк паалийәтләрни елип берип, миллий армийәниң қурулған хатирә күнини тәбрикләп кәлмәктә. Бу йил 8-априлда қирғизистан уйғурлириму “иттипақ” җәмийитиниң башчилиқида сабиқ миллий армийә җәңчиси 94 яшлиқ аблимит бәкри әпәндини зиярәт қилишти. Аблимит бәкри 18 йешида миллий армийәгә қатнишип, манас дәрясиниң бойиғичә қанлиқ җәңләргә қатнашқан иди.
Адәттә қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң йетәкчиликидә һәр йили миллий армийә күнигә беғишлап ай-юлтузлуқ көк байрақларни көтүрүп, докладлар аңлап, чоң мурасим уюштуратти. Бу йиллиқ миллий армийәниң хатирә күни рамазан ейиға тоғра кәлгәчкә, “иттипақ” җәмийити мәркизий кеңиши миллий бу күндә қирғизистандики сабиқ миллий армийә җәңчиси әблимит бәкри әпәндини зиярәт қилип йоқлашни қарар қилди. “иттипақ” җәмийитиниң рәиси әсқәр қасимоф, муавин рәиси әкбәрҗан бавудуноф, ақсақаллар кеңишиниң рәиси музәппәрхан қурбаноф, аяллар кеңишиниң рәиси турсунай ислам, “лебединовка” йезиси аяллар кеңишиниң рәиси қәминур лобанова вә новопокровка йезисиниң йигитбеши ғәйрат җаһаноф һәмдә “иттипақ” гезитиниң баш муһәррири зумрәт розийевалар болуп, ғази әпәнди аблимит бәкрини зиярәт қилди.
Радийомиз зияритини қобул қилған “иттипақ” җәмийитиниң ақсақаллар кеңишиниң рәиси музәппәрхан қурбаноф, аблимит бәкриниң йеши чоң болсиму әслимилири ениқ икәнлигини әскәртип өтти. У аблимит бәкри әпәндиниң миллий күрәш сәпидики қәһриман сәпдашлирини һәр даим әсләп туридиғанлиғини ейтти.
Зиярәт давамида аблимит бәкри өз бешидин кәчүргән вәқәләрни, җүмлидин манас дәряси бойида болған җәңләр тоғрисида сөзләп өтти, зиярәтчиләр өз атилиридин аңлиған-билгән вәқәләрни сөзләп аблимит бәкриниң кәчмишлири билән ортақлашти. Радийомиз зияритини қобул қилған сабиқ миллий армийә җәңчиси ислам қасиминиң қизи турсунай ислам, аблимит бәкри әпәндини тәвәрүк дәп атиди.
8-Апрел миллий армийә хатирә күнидә йәнә қирғизистанниң җәнубидики җалалабад шәһиридиму хатириләш паалийәтлири өткүзүлди. Мәзкур паалийәт “иттипақ” җәмийити җалалабад шөбисиниң рәиси әлишир насирахуновниң тәшәббусида уюштурулди. Радийомиз зияритини қобул қилған әлишир насирахунов 2017-йилдин тартип уйғур хәлқиниң тарихидики аммивий вәқәләрни давамлиқ хатирләп келиватқанлиғини тәкитләп өтти.
Қирғизистандики уйғурлар асаслиқи бишкәк шәһири вә униң әтрапиға тарқалған болуп, улар өзлириниң миллий мәдәнийити вә миллий кимликини бир қәдәр яхши сақлап қалған. Йеқинқи йиллардин буян хитайниң уйғур елида елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи, йәни уйғурларни лагерларға солаш, меңә ююш, уйғур тили вә маарипини йоқитиш қилмишлири бу қирғизистандики уйғурларниңму қаттиқ наразилиқини қозғимақта. Улар өзлириниң миллий мәдәнийити, тили, өрп-адәтлири һәм кимликини қоғдаш вә раваҗландурушқа алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә.