“шәрқий түркистан миллий кеңиши” дә буниңдин кейин қилидиған хизмәтләр музакирә қилинди
2022.05.27
Иккинчи нөвәтлик “шәрқий түркистан миллий кеңиши” ниң иккинчи күнидики бөлүмидә буниңдин кейин елип берилидиған хизмәтләр тоғрисида музакирә елип берилди.
27-Май күни, йәни мәзкур кеңәшниң иккинчи күни шәрқий түркистан вә уйғур мәсилисини инсанийәт мәсилисигә айландуруш, ислам дунясида шәрқий түркистан дәвасини қандақ елип бериш, шәрқий түркистан дәвасини түрк дунясида қандақ елип бериш, шәрқий түркистанниң нопус мәсилиси, шәрқий түркистанлиқ яшларниң миллий ирадисини вә дәваға болған қизиқишини ашуруш, шәрқий түркистан дәвасида сақлиниватқан мәсилиләр, уйғур зиялийлириниң шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ көрүшидики роли, японийәни мәркәз қилған шәрқий түркистан дәвасиниң тәрәққияти, муһаҗирәттики уйғур кимликини қоғдаш вә дәваниң узун мәзгиллик истратегийәси, хитайниң сиясити қатарлиқ түрлүк темиларда тәшкилат мәсуллири вә мутәхәссисләр доклат бәргәндин кейин мәзкур темилар тоғрисида музакирә елип берилди.
Биз йиғин тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн голландийәдики явропа шәрқий түркистан җәмийити баш катипи обул қасим әпәнди, японийә уйғур җәмийити башқуруш һәйәт әзаси савут мәмәт әпәндиләргә микрофонимизни узаттуқ. Обул қасим әпәнди бүгүнки йиғинда наһайити муһим темиларда музакирә елип берилғанлиқини, наһайити пайдилиқ болғанлиқини оттуриға қойди.
Савут мәмәт әпәнди өзиниң йиғинда японийә вә шәрқий җәнуби асия дөләтлиридә шәрқий түркистан дәвасини қандақ елип бериш тоғрисида доклат бәргәнликини оттуриға қойди.
Савут мәмәт әпәнди 20 дөләттин кәлгән 70 тәшкилатниң рәһбәрлири вә мутәхәссисләрниң өз көз қарашлирини вә тәклиплирини оттуриға қойғанлиқини, буниң шәрқий түркистан дәвасини илгирилитиш үчүн зор түрткә болидиғанлиқини баян қилди.
“шәрқий түркистан миллий кеңиши” ниң бүгүнки йиғининиң ахирида лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи, гүлбаһар җәлилова, өмәрбәк али вә башқиларға дуня уйғур қурултийи медал бәрди.
Қәлбинур сидиқ ханим медал алғандин кейинки туйғулирини баян қилди.
Гүлбаһар хативаҗи ханимму медални тапшуруп алғандин кейинки туйғулирини оттуриға қойди.
Германийәниң мюнхен шәһиридә өткүзүлүватқан иккинчи нөвәтлик “шәрқий түркистан миллий кеңиши” гә 20 әтрапидики дөләттин 70 әтрапида шәрқий түркистан аммиви тәшкилатиға вакалитән кәлгән 200 әтрапида тәшкилат рәһбири, җамаәт әрбаблири, зиялийлар, чәтәллик парламент әзалири, мутәхәсисләр вә адвокатлар қатнашти.