Қазақистандики уйғурлар миллий кимлик вә өрп-адәтлирини сақлаш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.10.26
Қазақистандики уйғурлар миллий кимлик вә өрп-адәтлирини сақлаш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә Алмута вилайитигә қарашлиқ уйғур наһийәсиниң мәркизи болған чонҗа йезисида өткүзүлгән паалийәттин көрүнүш. 2021-Йили өктәбир, қазақистан.
RFA/Oyghan

Уйғурлар узун тарихқа вә бай мәдәнийәткә игә хәлқләрниң бири болуп, бүгүн улар уйғур елидин сирт йәнә оттура асияда, җүмлидин қазақистанда яшап кәлмәктә. Қазақистандики уйғурлар 19-әсирниң ахирлиридин 20-әсирниң 50-60-йиллириғичә болған җәрянда, асаслиқи уйғур елиниң шималидики или вилайитидин келип олтурақлашқан иди. Қазақистандики уйғурларниң мутләқ көп қисми һазир алмута шәһири вә алмута вилайитидә, шундақла мәмликәтниң җәнубий районлирида орунлашқан.

Қазақистан илгирики 70 йил мабәйнидә сабиқ совет иттипақи тәркибидики иттипақдаш җумһурийәтләрниң бири болуп, 1991-йили мустәқил болди. Сабиқ совет иттипақидики башқа милләтләр билән бир қатарда уйғурларму өткән әсирниң 20-йиллиридин тартип өз мәдәнийитини, сәнитини, әдәбиятини вә башқиму саһәлирини раваҗландуруп кәлгәниди. Бүгүнки күндә қазақистандики уйғурлар нопус җәһәттин мәмликәттики чоң милләтләрниң бири сүпитидә өз өрп-адәтлирини сақлаш вә раваҗландуруш җәһәттә тиришчанлиқ көрситип кәлмәктә.

Йеқинда алмута вилайитигә қарашлиқ уйғур наһийәсиниң мәркизи болған чонҗа йезисида әнә шу миллий өрп-адәтләрни сақлаш вә буниңдин кейинму уларни тәрғиб қилишни күчәйтиш мәқситидә юмилақ үстәл йиғини болуп өтти. Уйғур наһийәлик “достлуқ” уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи җәмийәтлик бирләшмиси тәрипидин уюштурулған бу йиғинға имамлар, йигит башлири, зиялийлар иштирак қилди. Уларниң арисида наһийәниң ғалҗат, кәтмән, дардамту, түгмән, чарин, чонҗа қатарлиқ йезилиридин кәлгән вәкилләр болуп, 50 тин ошуқ адәм қатнашти.

Йиғин риясәтчиси “достлуқ” уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси розахун насироф дуняға тариған корона вируси сәвәбидин көрүливатқан бихәтәрлик чарилирини қәтй сақлаш мәқситидә бу паалийәткә санақлиқ әдәмләрниң тәклип қилинғанлиқини әскәртти. Дәсләп сөзгә чиққан уйғур наһийәсиниң баш имами данияр рақишеф қазақистанда яшаватқан хәлқләрниң диний етиқадлирини давамлаштурушиға барлиқ мумкинчиликләрниң мәвҗут икәнликини билдүрди. У наһийәдә 25 мәсчитниң барлиқини, шу җүмлидин сүмбә, чарин вә шуңқар йезилирида заманивий мәсчитләрниң селинғанлиқини оттуриға қойди. Данияр рақишеф бүгүнки күндә аһалә ичидә ислам диниға, диний әнәниләргә ят ишларниң йүз бериватқанлиқини әскәртип, хәлқ ичидә бу һәқтә тәрғибат йүргүзүштә имамларниң вә йигит башлириниң чоң рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.

Йиғинда сөз қилғанларниң бири кәтмән йезисиниң йигит беши шерипидин җелилоф йезида нәзирләрни өткүзүшниң тәртипкә чүшкәнликини, шундақла тойларниму бир изға, бир тәртипкә селиш йөнилишидә ишларниң давамлиқ йүрүшлишип кетиватқанлиқини билдүрди.

Радийомиз зияритини қобул қилған “туран дуняси” түркий хәлқләр мәдәнийәт фондиниң мудири карлин мәхпироф әпәнди мундақ деди: “һәр қандақ милләт өзиниң өрп-адәтлири билән милләт болуп туриду. Чонҗада өткән йиғинда һәқиқәтән яхши мәсилиләр оттуриға қоюлди. Өзимизниң миллий вә заманивий өрп-адәтлиримизни сақлашта қандақ йәнә йолларни издәп тепиш керәк? йиғинда өрп-адәтлиримизни заманивий йолда тәрәққий қилдуруш вә өз йолиға чүшүрүш мәсилилири тәкитләнди. Һәқиқәтәнму һәр қандақ хәлқниң өрп-адити дин билән чәмбәрчас бағланған болиду. Уйғур хәлқи қәдимки заманлардин буян нурғун динларға етиқад қилған, әмма ислам дини бизниң сәккизинчи, йәни әң ахириқи динимиз болуп қалди. Шу сәккиз дин ичидә бизниң ата-бовилиримиз нурғун өрп-адәтләрни сақлап, мушу кәмгичә мәвҗут болуп туруватиду. Һәқиқәтән өз мәдәнийитини сақлаш яшларниң келәчәктики парлақ йоли. Шуниң үчүн биз чоңлар бу өрп-адәтлиримизни яшлиримизға өгитишимиз керәк.”

Җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири йершат әсмәтоф әпәндиниң пикричә, уйғурларниң өрп-адәтлири бойичә пәйда болуватқан мәсилиләрни пәйдин-пәй вә бирлишип һәл қилишқа болидикән. Бу җәһәттә җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи тәрипидин һәр хил паалийәтләр давамлиқ өткүзүлүп турмақтикән.

Йершат әсмәтоф бир наһийәниң һәр бир йезисида диний рәсим-қаидиләрни, миллий өрп-адәтләрни сақлашта һәр хил көзқарашларниң мәвҗут болуп туруватқанлиқини, буларни бир тәртипкә кәлтүрүшниң интайин мурәккәп иш икәнликини илгири сүрди.

Йершат әсмәтоф өрп-адәт мәсилисигә җиддий қараш лазимлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “уни хәлққә чүшәндүрүш бәк қийин. Һазир бирәр аилигә дастиханни мундақ яй, нәзирни мундақ өткүз, я болмиса тоюңни мундақ уюштур дейишниң өзи қоллайсиз. Сәвәби адәмләниң иҗтимаий һалити һәр түрлүк. Бу мәсилиләрни оттураһал бир йешим бойичә һәл қилишқа болиду, дәп ойлаймән. Тойлардики вә нәзирләрдики кәмчиликләрни өзара мәслиһәтлишип, орниға селишқа болиду. Шуниң үчүн бу йиғинниң әһмийити зор. Мәзкур йиғинға уйғур наһийәсидики қазақ қениндашлардинму вәкилләр қатнашти. Уларму өзлириниң өрп-адәтлиригә аит мәсилиләр һәққидә тохталди. Мушуниң һәммиси қазақ-уйғур достлуқиниң, бирликиниң, разимәнликиниң бир көрүнүши, дәп ойлаймән.”

Йершат әсмәтоф мушундақ паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ һәр хил мәсилиләрни һәл қилишқа болидиғанлиқини көрсәтти.

Игилишимизчә, қазақистандики уйғур тәшкилатлири вә зиялийлар яш әвладларға миллий өрп-адәтләрни тәрғиб қилиш мәқситидә оқутуш уйғур тилида елип бериливатқан мәктәпләр билән һәмкарлиқта һәр хил паалийәтләрни өткүзүшни давамлаштуруп кәлмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.