“миңбир кечә” шеириниң аптори гүлниса имин 17 йил 6 айлиқ кесилгән
2021.12.06
Радийомиз обзорчиси абдувәли аюпниң үч ай аввалқи бир программисида тонуштурушичә хотән чиралиқ шаирә гүлниса имин 2015 -йилдин башлап “миңбир кечә” намлиқ бир йүрүшлүк шеир елан қилған; уйғур җәмийити 2017 -йилдин башлап дуч кәлгән дәһшәтлик вәзийәтни алдин пәрәз қилип вә йүз бәргүси ақивәтләрни тәсәввуриға тайинип әйнән тәсивирлигән шаирәниң бу чатмиси 345 -кечисигә кәлгән үзүлүп қалған; аридин икки йилчә өткәндә униң 20 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә җәмийәттә гәп тарқалған. Мухбиримизниң мәзкур обзордики бу учурларға асасән елип барған ениқлашлири давамида, униң 17 йил 6 айлиқ кесилгәнлики вә муш түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи дәлилләнди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярланған программиси диққитиңларда болиду.
Хотән вилайитиниң чира наһийәсилик бир муһаҗирниң радийомизға инкас қилишичә, шаирә гүлниса имин уйғур диярида, 2014 -йили 6-айда аталмиш террорлуққа қарши зәрбә бериш долқуни башланғандин таки 2018 -йили тутқун қилинғанға қәдәр бирнәччә қетим тутуп тәкшүрүлгән. Бу җәрянда юртдашлириниң тутулған пети из-дерики йоқ болуватқанлиқи вә яки очуқ мәйдан сотлири ечилип түркүм-түркүмләп кесиливатқанлиқиға шаһит болған. Әң муһими у сақчиларниң қилчә әхлақ вә интизам тонумайдиған хуй-пәйлини, “қанун иҗра қилиш” нами астида қанунни аяқ-асти қилидиған қилмишлирини өз көзи билән көргән вә кәчүрмишлири арқилиқ һес қилған. У шу йилларда, бу қорқунчлуқ қаттиқ зәрбә долқуниниң бир дәһшәтлик вәзийәтниң башланғучи икәнликини пәрәз қилған вә “миңбир кечә” намлиқ чатма шеирини башлап, пүтүн әндишилик һес-туйғулири вә үмид арзулирини мисраларға төккән. Радийомиз обзорчиси абдувәли аюпниң илгирики бир программисидики баянлардин мәлум болушичә, уму, шаирә гүлниса иминниң иҗадий вә сиясий һаятидики бу бурулушқа алаһидә диққәт қилған вә у дуч кәлгән қисмәтни, йәни узун муддәтлик кесиветилгәнликини бир намайиш мәйданидин хәвәр тапқан.
Биз гүлниса иминниң ақивити һәққидә мәлумат елиш үчүн чира наһийәлик сот мәһкимиси вә шаирәниң иш орни болған чира наһийәлик 2 -оттура мәктәпкә телефон қилдуқ. Дәсләптә телефонимизни қобул қилған хадимлар, гүлниса имин һәққидики соаллиримизға әнсиз кәйпиятта җаваб қайтуруш билән бирликтә, униң ақивити һәққидә өзлириниң еғиз ачалмайдиғанлиқини баян қилди.
Мәлум болушичә, гүлниса имин 1976 -йили, чира наһийәсидә туғулған. Хотән вилайәтлик вә чира наһийәлик язғучилар җәмийитиниң әзаси болған. Бир түркүм шеирлири нахша текисти қилинип җәмийәттә кәң тарқалған вә хитайчә, япончә тилларға тәрҗимә қилинған. Обзорчи абдувәли аюпниң көзитишичә, шаирәниң “миң бир кечә” шеири 2015 -йили 4 -декабирда башланған вә 2018 -йили 28 -март күни ахирлашқан. Җәмий 345 кечидики ой-хияллирини қәләмгә алған. Обзорда дейилишичә, гүлниса имин юртида давам қиливатқан кәң-көләмлик тутқун нөвитиниң өзигиму келидиғанлиқини билип турған вә өзи қамалғуси аяллар түрмисини мундақ тәсвирлигән:
Бәлким мән түрмә тамлири ичидә
Йәнә тизимланған исмимниң чақирилишини күтәрмән
Бәлким, бәлким йәнә нурғун ишлар
Туюқсиз яки наһайити аста йүз берип қалар.
Ашу чағлардин кейин
Тизимланмиған бир иш тоғрисидики
Қозғилип турған көңүл ағриқимни йошуруп, унтуп
Сақлармән әң ахирқи тизимликтики исмимниң нөвитини.
Радийомизға кәлгән чиралиқ муһаҗирниң инкасида, шаирә гүлниса иминиң язған “миңбир кечә” қатарлиқ шеирлири вә бәзи нахша текистлири “бөлгүчилик” идийәсиниң тәшвиқати дәп қарилип 18 йили кесиветилгәнлики қәйт қилинған. Телефонимизни қобул қилған чира наһийәсидики алақидар бир хадим, гүлниса иминниң 2017 -йили бир қетим тутулуп қоюп берилгәнлики вә 2018 -йили қайта тутқун қилинғанда, бир йилчә лагерда ятқандин кейин 2019 -йили кесиветилгәнликини ашкарилиди.
Гүлхан намлиқ тәхәллуста йезилған “миңбир кечә” шеирлирида қорқунчлуқ, ениқсиз вә бурухтурмилиқ муһитидин қутулушқа болған тәшналиқ мундақ қәләмгә елинған:
У бошлуқ издәйду яшаветип
Өзидәк йерилмайдиған таш үстидә
Төкүләлмәйдиған қиртақ яш ичидә
Бир дәқиқә тиниш үчүн
Сәрәңгичилик болсиму йениш үчүн
Ахирқи чәккә берип қалған бәрдаш ичидә.
Мәзкур алақидар хадим гүлниса иминниң қандақ бир “җинайәт” билән әйибләнгәнлики вә үстидин сот ечилған-ечилмиғанлиқи, конкрет қайси шеириниң “җинайәт” кә пакит қилинғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб берәлмиди. Әмма униң нөвәттә тоққузақ муштики аяллар түрмисидә җаза муддити өтәватқанлиқини йошурмиди.
Абдувәли аюпниң мәзкур обзорида баян қилинишичә йүксәк мәсулийәтчанлиқ туйғусиға игә болған шаирә гүлниса имин, қараңғу түнләргә шаһит болуватқан вә азаблирини бешидин кәчүрүватқан мәзгилидә язға “миңбир кечә” шеирида парлақ бир кәлгүсидин еғиз ечиш вә бешарәт беришниму унтумиған:
“сән бар таңлар йәнә атиду
Сән бар таңлар йәнә атиду
Сән бар таңлар йәнә атиду,
Қучиқимни саңа толдуруп.
Қиялмастин кәткән һилалниң
Кирпикигә шәбнәм қондуруп.
Созулиду йоллар азадә,
Босуғаңниң түвигә қәдәр.
Әкелиду сеғинишиңни,
Деризәңдә үнлигән кәптәр.
Шахлардики ғуччидә пирақ,
Хиялимға тамиду тим-тим.
Ай нуридәк сүзүк һиҗраниң,
Ишикимдин өтти миң қетим.
Йейип қат-қат бәрглирини,
Қизил гүлдәк чүшләр ятиду.
Ләв яққанчә чоғдәк левимгә,
Сән бар таңлар йәнә атиду.
Һөрмәтлик радио аңлиғучулар, юқирида “миңбир кечә” чатма шеириниң аптори шаирә гүлниса иминниң 17 йил 6 айлиқ кесилгәнлики вә нөвәттә җаза муддитини тоққузақ муш түрмсидә өтәватқанлиқи һәққидә аңлитиш бәрдуқ.