“мирас” фонди: “америка мәҗбурий әмгәк мәсилисдә күчлүк тәдбир қоллиниши керәк”

Мухбиримиз нуриман
2021.02.26
“мирас” фонди: “америка мәҗбурий әмгәк мәсилисдә күчлүк тәдбир қоллиниши керәк” “мирас” фонди асия тәтқиқати мәркизиниң тәтқиқатчиси, уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә мәхсус доклатни тәйярлиғучиларниң бири болған оливия енос ханим йиғинда сөзлимәктә. 2019-Йили 7-июн.
c-span.org

Алдинқи һәптә америка пайтәхти вашингтондики даңлиқ ақиллар мәркәзлиридин бири болған “мирас” фонди уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә мәхсус доклат елан қилди.

Доклатта хитай һакимийитиниң уйғурларни һәр қайси җәһәттин мисли көрүлмигән дәриҗидә бастурватқанлиқи, һазирғичә 1 милйон 800 миңдин 3 милйонғичә уйғурниң лагерларға соланғанлиқи, уларниң системилиқ бир шәкилдә лагер ичигә яки лагерға йиқин йәрләргә селинған завутларда мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи дәлил-испатлар билән оттуриға қоюлған.

Доклатта көрситилишичә, хитай һакимийити йәнә тутқунларни уйғур райониниң ичи вә сиртиға кәң көләмдә мәҗбури йөткәп ешлитиватқан болуп, уйғурларға йүргүзүлүватқан бу системилиқ мәҗбурий әмгәк американиң вә хәлқара қанунларниң мунасивәтлик маддилириға тәдбиқлиғанда “адәм әткәсчилики” катигорийәсигә керидикән.

Америка һөкүмити мәҗбурийй әмгәк мәсилисигә җиддий қараватқан болуп, америка таможна вә чегра қоғдаш идариси 13-январдин башлап американиң 328 кириш еғизиниң һәммисидә хитайда лагерлар вә түрмиләргә соланған милйонлиған уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлири вә пәмидур мәһсулатлириға қарита тутуп қелиш буйруқи (WRO) елан қилған иди. “мирас” фонди мәзкур доклат арқилиқ американи техиму күчлүк тәдбир қоллинишқа чақирған.

“мирас” фонди асия тәтқиқати мәркизиниң тәтқиқатчиси, мәзкур доклатни тәйярлиғучиларниң бири болған оливия енос ханим мәзкур доклат һәққидә зияритимизни қобул қилди. У мундақ деди: “мән бу доклатни‛һәрикәткә өтүш чақириқи‚ дәп қараймән. Мәқситимиз қанун түргүчиләрниң трамп һөкүмити хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән бастурушлирини ‛ирқи қирғинчилиқ‚ вә ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ дәп елан қилғандин кейинки қәдәмни қандақ елшини қарар қилишиға ярдәм бериш. Шуни тәкитләп өтүш керәкки, ‛барни бар дейиш керәк‚, ирқий қирғинчилиқниң йүз бериватқини реаллиқ. Бу җинайәткә қарши конкирет бир тәдбир қоллинилиши керәк. Нөвәттә мәҗбурий әмгәк мәсилиси асаслиқ мәсилиләрниң бири. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси бир қисим мәһсулатларни америка чегрилирида тутуп қелиш буйруқини чиқарди. Лекин бу йетәрлик әмәс. Шуңа биз тәйярлиған доклатимизда бир қанчә тәклипләрни оттуриға қойдуқ. Биринҗиси, нишанни ениқ қилиш. Йәни бивастә лагерларға бағлиқ болған завутларда ишләпчиқирилған мәһсулатларға қарита тәдбирни күчәйтиш. Иккинҗиси, хитайниң пүтүн дөләт ичигә кеңәйгән завутларда ишләпчиқирилған пахта вә пәмидор мәһсулатлириға болған тәкшүрүштә чиң туруш. Йәни бизниң пикиримиз испатни асас қилип туруп һәрикәт қилиш. Шуниси ениқки, хитай компартийәсиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә силиш обйекти қелиши давам қеливатиду.”

Оливия енос ханим хитайда ишләпчиқирилған дуняви даңлиқ маркиларниң көпинчиси уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини әскәртип, бу даңлиқ маркилар тарқалған барлиқ дөләтләрниң америка билән бир сәптә туруши керәкликиниң муһимлқи һәққидә тохталди: “америка бу мәсилини ялғуз һәл қилип болалмайду. Пәқәт асиядики дөләтләрла әмәс, бәлки явропа вә дуняниң башқа җайлиридики иттипақдаш дөләтләр ‛ирқий қирғинчилиқ‚ қарари чиқириш, уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған малларни өзлириниң базарлириға киргүзмәслик қатарлиқ мәсилиләрдә америка билән биллә һәрикәт қилғанда, андин бу һәрикәтниң үнүми юқири болиду. Мән американиң башчилиқида иттипақдашлириниң хитай маллириниң орниға башқа ишәнчлик дөләтләрниң маллирини киргүзүшни тәшәббус қилишини, ‛йәр шари магнетиский қануни‚ арқилқ уйғурларни һәр хил шәкилдә бастурушқа четишлиқ болған хитай компартийә әмәлдарлириға ‛магнетиский қануни‚ бойичә җаза тәдбири елан қилишини үмид қилимән. Әпсуслинарлиқи, көз алдимизда йүз бериватқан бу ечинишлиқ җинайәтләргә қарши йетәрлик тәдбир елинмайватқанлиқни көрүватимиз.”

13-январ америка таможна-чегра қоғдаш идариси уйғур елида ишләпчиқирилған пахта, пәмидур мәһсулатлирини чәклигән иди. Буниңдин бир күн аввал әнглийә ташқий ишлар министири доминик раб һөкүмәтниң йеңи бәлгилимә чиқирип, әнглийә ширкәтлириниң импорт мәһсулатлириға уйғур мәҗбурий әмгикиниң арилашмиғанлиқини испатлишини тәләп қилидиғанлиқини елан қилған. Охшаш бир күндә канада ташқий ишлар министири франшис филип шампәйинму канаданиң охшаш тәдбир қоллинип, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң канада базириға кириши, канада ширкәтлириниң мәҗбури әмгәккә иштирак қилишини чәкләйдиғанлиқини җакарлиғаниди.

Японийә киюту хәвәр ториниң 21-феврал бәргән хәвиригә қариғанда, 12 японийә ширкити хитайдики уйғур мәҗбурий әмгикгә четишлиқ икәнлики ашкариланған ширкәтләр билән болған сода келишимини тохтатқан.

Явропадики дөләтләрниңму бу иқимға қатнишишини қолға кәлтүрүш үчүн паалийәтчиләр һәр хил усулда тәшвиқат елип барған. Белгийә берюссел университети пәлсәпә бөлүминиң оқуғучиси әсма гүн өзгичә шәкилдә даңлиқ маркиларниң журнал муқава сүритигә тәқлид қелип тартилған сүрәтләр арқилиқ уйғур мәҗбурий әмгикини ашкарилаш паалийитини башлатқан. Униң дейишичә, икки қетимлиқ паалийитини хуласилиғанда, барғансири тәсир даириси кеңйип маңған.

Әсма ханим паалийити һәққидә мундақ деди: “биз нормал вәтәндашмиз, дөләт башлиқлиридәк чоң-чоң қарарлани чиқирип дуняниң тәқдирини өзгәртәлмәймиз. Лекин кейим-кечәк һәммимизниң һәр күни еһтияҗи чүшидиған нәрсиләрдур. Кийим-кечәк сетивалғанда, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған маркиларни байқут қилиш арқилиқ иқтисадий җәһәттин тәсир көрситәләймиз. Әң муһими даңлиқ маркилар өзлириниң образиға бәк диққәт қилиду, шуңа маркилириға мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилғучә, һәрикитимизни давам қилимиз. Шуңа байқут қилиш үнүм бериду, дәп қараймән.”

Әсма ханим явропа дөләтлириниң америка, әнгилийә қатарлиқ дөләтләргә охшаш хитайда лагерлар вә түрмиләргә соланған милйонлиған уйғурларниң мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған мәһсулатларға тутуп қилиш буйруқи чиқиришни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Оливия енос ханим ахирида уйғурларға көңүл сөзи барлиқини ейтип мундақ деди: “америкалиқлар яхши кишиләр. У йәрдә нурғун кишләр мәҗбурий әмгәк мәсилисигә көңүл бөлиду. Уйғурлар дуч киливатқан әһвални билгәнләр уйғурларниң нидалириға қулақ салиду. Мән һоқуқ тутуватқанларниң уйғурлар дуч келиватқан зиянкәшликни тохтитиш үчүн әмәлий һәрикәт қоллинишни үмид қилимән.”

Доклатниң хуласә қисмида байден һөкүмитиниң йитәкчликидә икки партийәниң бирлишип хитай компартийәсиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушлириға тақабил туруши, икки партийәниң һәмкарлишишиниң яхши башлиниши дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.