Мисирда тутқунға учриған уйғурлар һәққидә тунҗи доклат елан қилинди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.07.26
Мисирда тутқунға учриған уйғурлар һәққидә тунҗи доклат елан қилинди Истанбулдики шәрқий түркистан инсан һәқлири җәмийити торбетидики “шәрқий түркистан үчүн мисир доклати” ниң еланни.
Oqurmen teminligen

Мисирдики уйғурлар 2016-йилидин башлап хитай һөкүмитиниң биваситә вә васитилик һалда бесим ишлитиши билән юртлириға мәҗбурий қайтурулушқа башлиған болса, мисир тәрәп йәнә 2017-йили июнниң бешидин башлап әл әзһәр қатарлиқ университетларда оқуватқан уйғур оқуғучилар вә қаһирәдики 7-районни мәркәз қилған җайлардики нәччә йүзлигән уйғурларни ахтуруп тутқаниди. Мәзкур тутқунға хитай дөләт бихәтәрлик хадимлириниңму һәмкарлашқанлиқи, тутқун қилинған оқуғучиларни һәтта хитай әвәткән уйғур сақчи хадимларниң сораққа тартқанлиқидәк учурлар ашкарилинип, бу мәсилиләр хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күчлүк тәнқидигә учрап кәлгәниди.

Әйни чағдики тутуш долқунида тура түрмисигә қамалған йүздин артуқ уйғурниң бирқисми қоюп берилгән болсиму, буларниң арисидики 16 оқуғучиниң һазирғичә из-дерики йоқлуқи, һәтта уларниң мәхпий һалда хитайға қайтурулғанлиқи һәққидә толуқсиз мәлуматларму оттуриға чиққаниди.

Мисир тутқуни йүз бәргәндин кейин, мисирдин қайтурулған уйғурларниң бирдәк лагерларға қамалғанлиқи вә 15 йилдин узун қамақ җазалириға һөкүм қилинип һәтта бәзилириниң лагерларда җан үзгәнликидәк паҗиәләрму мәлум болди. Бу вәқәдә тутқунға учриғучилар асасән әрләр иди. Мисирдин 3-әлләргә қечип баралиған бирқисим оқуғучилар вә мисирдин хитайға қайтурулғанлиқи мәлум болған уйғурларниң аилә тавабиатлириму бар болуп, улар йиллардин буян хитай һөкүмити вә мисир даирилиридин бу паҗиәдә из-дерәксиз ғайиб қилинған вә хитайға қайтурулғанларниң ақивити һәққидә җаваб беришни тәләп қилип кәлмәктә.

Уйғур тәшкилатлири шуниңдәк хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ орунларму хитай вә мисирниң бу вәқәдики җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилишни тәшәббус қилип кәлмәктә.

Һалбуки һазирға қәдәр мәйли хитай даирилири болсун яки мисирда һакимийити болсун шу вәқәдә қанчилик бигунаһ уйғурниң тутқун қилинип вә хитайға қайтуруп кетилгәнлики һәққидә дуня җамаәтчиликигә җаваб бәрмәй кәлмәктә.

Мәзкур вәқәгә 4 йил болған хатирә күнләрдә, истанбулдики шәрқий түркистан инсан һәқлири җәмийити “шәрқий түркистан үчүн мисир доклати” ни елан қилған.

Биз бу доклаттики муһим нуқтилар вә буниң әһмийити һәққидә доклатни тәйярлашқа қатнашқан тәтқиқатчилардин, шәрқий түркистан инсан һәқлири җәмийитиниң баш катипи нуридин избасарни зиярәт қилдуқ.

Нуридинниң чүшәндүрүшичә, улар бу доклатни тәйярлашқа бултур 10-айдин башлап тутуш қилған болуп, доклат 2017-йили язда қаһирәдә тутқун йүз бәргән әйни вақитта түркийә қатарлиқ дөләтләргә қечип үлгүргән бир қисим оқуғучилар вә әрлири мисирда тутқун қилинған бир қисим аяллар болуп, 20 дин артуқ кишиниң гуваһлиқлири асасида тәйярланғаникән.

Бу доклатқа әйни вақитта тутқун қилинған вә хитайға қайтурулған 30 дин артуқ уйғурниң тәпсилий учурлири, сүрәтлири киргүзүлгән. Ахирида йәнә хәлқара җамаәтниң бу паҗиәлик вәқәдә хитайниң вә униңға ярдәмләшкән мисир һакимийитиниң җинайи җавабкарлиқини сүрүштә қилиши тәләп қилинған. Доклатниң түркчиси аввал елан қилинған болуп йеқинда йәнә уйғурчә, әрәбчә һәмдә инглизчә тарқитилидикән.

Илгири мисирдики тура түрмисидин қоюп берилгән уйғур оқуғучилар йәткүзгән мәлуматларда мисир даирилири тәрипидин тура түрмисигә қамалған 100 гә йеқин уйғур оқуғучиниң йешил, сериқ вә қизил дегән үч рәң бойичә категорийәгә айрилғанлиқи, булардин қизил рәңлик гуруппиға мәнсуп 16 уйғур оқуғучиниң 2017-йили 1-сентәбирдин башлап ғайиб болғанлиқи, қалғанлириниң қоюп берилгәнликигә охшаш мәлуматлар ашкариланғаниди.

Мәзкур доклаттики мисир тура түрмиси вә башқа түрмиләргә қамалған уйғурларниң учурлири һәққидә 1-қол материял билән тәминлигүчи асаслиқ гуваһчилардин бири, юртидики уруқ-туғқанлириниң бихәтәрлики сәвәблик нам шәрипини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилди.

У өзиниң 2017-йили 3-июлда, мисир сақчилири тәрипидин қаһирәдә кочидин тутқун қилинғанлиқи вә охшимиған 3 тутуп туруш орнида башқа уйғурлар билән биллә қамалғанлиқини һәмдә өзиниң даңлиқ тура түрмисидин қоюп берилгән 24 уйғурниң бири икәнликини билдүрди.

У йәнә мисир вәқәсидә тутқун қилинған вә бу вәқәниң баш ахириға шаһит болған бири болуш сүпити билән, бигунаһ һалда тутқун қилинған вә хитайға қайтурулуп ечинишлиқ ақивәтләргә учриған дост һәмдә савақдашлири вә барлиқ бигунаһ уйғурлар үчүн адаләт тәләп қилишни өзиниң бурчи дәп билидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “мисир вәқәси болуп 4 йилдин кейин бу доклат чиқти. Буниңдин сөйүндүм, әслидә бу һәқтә хели бурунла мәхсус доклат тәйярлиниши зөрүр иди, әмма мисир вәқәсиниң шаһитлири болған оқуғучилар биз һәммимиз кичик идуқ, қорқуп кәткән вә вәзийәттинму ениқ хәвәрдар әмәс идуқ. Доклаттики испатларниң етибарға елинишини, мисир вәқәсиниң адаләтлик сүрүштә қилинишини үмид қилимән”.

Мисирда, 2017‏-йили 7‏-айда йүз бәргән шу вәқәдин кейин нурғун уйғурлар түркийә қатарлиқ дөләтләргә қечип берип панаһлинишқа мәҗбур болған. Мисир һөкүмитиниң бу һәрикити изчил һалда хәлқара җамаәтниң қаттиқ тәнқидигә учрап кәлмәктә.

Вәқәдин икки йил кейин, 2019-йили 26-авғустта мисир консерватиплар партийәси баянат елан қилип, мисирдики уйғурларниң тутқун қилинип, хитайға қайтуруп берилиш вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилғаниди. “бүгүнки мисир” гезитиниң шу күни елан қилинған бу һәқтики хәвиридики баянатта, мисир һөкүмити уйғурларниң хитайға қайтуруп берилгәнликигә даир хәвәрләрниң тоғра-хаталиқиға чүшәнчә бериши, әгәр бу, хәвәрләрдә ейтилғандәк тоғра болса уйғурларни хитайға қайтуруп берип, уларниң һаятини хәтәргә учратмаслиққа, инсанпәрвәрлик вә хәлқара қанунларға әмәл қилип, уларни қоғдашқа чақирилған.

Мисирда уйғурларға қаритилған тутқун хитай һөкүмитиниң қара қолини чәтәлләргичә созуватқанлиқиниң бир җанлиқ дәлили вә уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилинип ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиниң йәнә бир испати сүпитидә хәлқаралиқ җәмийәт вә уйғур тәшкилатлириниң доклатлирида көп қетим оттуриға қоюлуп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.