“яхши сақчи вә әски сақчи” тактикиси: хитайниң муһаҗирәттики уйғурларни контрол қилиш һийлиси
2021.08.26
Радийомизға кәлгән учурларға асасланғанда, хитай даирилири лагерларға вә яки түрмиләргә қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалини ахбарат вастилириға ашкарилиған муһаҗирәттики уйғурларға һәр хил усулда тәһдит салмақтикән. Уларниң ейтишичә, хитай истихбарат хадимлири уларниң бәзилиригә хитай һөкүмити билән һәмкарлишиш тоғрилиқ үндидар арқилиқ биваситә телефон қилидикән яки хитайчә учур йоллайдикән. Йәнә бәзилиригә ата-анилири вә уруқ-туғқанлирини телефон қилдуруп, уларниң еғизи арқилиқ бесим қилидикән.
Америкада турушлуқ қәлбинур ғени ханимниң радийомизға билдүрүшичә, ачиси рәнагүл ғени “қуран кәрим” ни сақлиғанлиқи үчүн 10 йил, атисиниң өлүмидә намаз оқуғанлиқи үчүн 7 йил болуп, җәмий 17 йил кесиветилгән. Униң ейтишичә, у ачисиниң һечқандақ бир қанун-низамға чүшмәйдиған қуруқ баһаниләр билән түрмигә соланғанлиқини ахбарат вастилирида елан қилған. Ачисини қутулдурушқа ярдәм қилишни тәләп қилип, сиясийонлар билән көрүшкән. Униң иҗтимаий таратқулар вә ахбарат васитилиридики паалийәтлири көпәйгәнсери, уйғур районидики йәрлик даириләрдин униңға келидиған телефонниң қетим саниму ашқан.
Өзини байинғолин областлиқ ташқий ишлар идарисидин дәп тонуштурған әли исимлик киши бу йил 1-айдин башлап, йәни қәлбинур ханимниң американиң сабиқ ташқий ишлар министири майк помпейо әпәнди билән көрүшкәнлики һәққидики хәвәр тарқалғандин кейин, қәлбинур ханим билән алақилишишиқа башлиған.
Улар бәзидә биваситә телефон қилса, бәзидә авазлиқ учур арқилиқ, бәзидә юмшақ бәзидә қаттиқ позитсийә билән қәлбинур ханимни иҗтимаий таратқулардики вә башқа йәрләрдики паалийәтлирини тохтитишқа урунған.
Харвард қанун иниститутиниң “сөһбәтлишиш тактикилири” пирограммисида, сузан бродт вә марла тучиниски язған “қарши тәрәптә туруп биллә ишләш: ‛яхши сақчи/әски сақчи‚ сөһбәтлишиш тактикиси” намлиқ мақалидики мәзмунлар көп ишлитилидикән. Бу мақалидә ‛яхши сақчи/әски сақчи‚ тактикиси һәққидә мундақ дәп йезилған: “‛яхши сақчи/әски сақчи‚ тактикиси сөһбәтлишиш вә сорақ қилишта қоллинилидиған писхикилиқ тактика болуп, икки соал сориғучидин тәшкилләнгән гуруппа қаримаққа оттуриға қоюлған темиға қариму-қарши усулларни қоллинидикән. Улардин бир соал сориғучи әйибләш яки җаза тәһдити селиш тактикисини қолланса, йәнә бири һесдашлиқ қилидиған яки мукапатни тәкитләйдиған тактика қоллинидикән. Йәни мушу усул арқилиқ нишанға елинғучини оттуриға қоюлған темида һәмкарлишишқа қайил қилидикән.”
Қәлбинур ханим радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “улар ачамниң ‛җинайәтчи‚ икәнликини қобул қилишимни тәләп қиливатиду. Лекин ачам гунаһсиз. Улар һәрхил усуллар билән мени контрол қилишқа, җимиқтурушқа урунуватиду.”
Көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң уйғур районида уйғурларни мукәммәл контроллуққа алғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурларни өз юртида қалған ата-ана, уруқ-туғқанлири арқилиқ контрол қилишқа урунуниватқанлиқини тәкитләшкән. Ахбарат хадимлири вә язғучилар иҗтимаий таратқуларда хитай һакимийити уйғур районидики уйғурларни лагер вә түрмиләргә солаш арқилиқ, у йәрдики уйғурларни һәм җисманий һәм роһий җәһәттин вәйран қилидиғанлиқини көрсәткән. Улар йәнә муһаҗирәттики уйғурларниң юқирида тилға елинған һәр хил усуллардики тәһдитләр вә шундақла аилә әзалириниң бихәтәрлики әндишиси түпәйлидин иғир писхикилиқ бесимға учрайдиғанлиқини әскәртишкән.
Қәлбинур ханим дуч кәлгинидәк, хитай даирилириниң бир тәрәптин “яхши сақчи” болуп достанә көрүнсә, йәнә бир тәрәптин “әски сақчи” болуп тәһдит салидиған әһвалларниң муһаҗирәттики уйғурлар арисида хили көп икән. Шиветсийәдә турушлуқ нирола әлима ханимниң ейтишичә, уму хитай даирилириниң “яхши сақчи” оюниға алданған икән.
Униң нәврә ачиси маһирә яқуп 2013-йили австралийәдики ата-анисиниң өй сетивелиш ишлириға ярдәмлишиш үчүн уларға хитайдин пул селип бәргән. 2019-Йили майда хитай һөкүмити уни “террорлуқ һәрикитигә малийә җәһәттин ярдәмләшкән” дегән баһанә билән қолға алған. Хитай даирилири йеқинда нирола әлима ханимниң аписи арқилиқ нәврә ачиси маһирә яқупниң алтә йерим йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқни уқтурған.
Нирола әлима ханим нәврә ачиси маһирә яқуп тутулуп кәткәндин кейин, иҗтимаий таратқулар вә ахбарат вастилирида нәврә ачисини қутулдуруш үчүн актип һәрикәт қилип кәлгән иди. Униң ейтишичә, хитай даирилири униң үрүмчидики аписи арқилиқ униңға “әгәр у нәврә ачиси һәққидики паалийәтлирини тохтатса, нәврә ачисиниң пат арида қоюп берилидиғанлиқи” ни уқтурған. Аписиниң ялвуруп туруп ейтқан сөзлири алдида нирола ханим сүкүт қилип, нәврә ачисиниң өйгә қайтип келишни сақлиған. Лекин йеқинда нәврә ачисиниң алтә йерим йиллиқ кесилгәнлик хәвирини тапшуруп алған.
У бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “улар апамни бәк қорқутиветипту, апам маңа ‛бизни яшиғили қоюң‚ дәп йиғлап кәтти. Мән уларниң гепигә ‛мақул‚ дәп җим турған идим, ачамни алтә йерим йиллиқ кесипту. Җим турғанниң пайдиси йоқкән.”
У ахирида хитай һакимийитигә мундақ хитаб қилди: “хитай һөкүмитиниң хәлқарадики йүзини биз чүшүрмәйватимиз, ялғанчилиқиңлар арқилиқ өзүңларниң йүзигә өзүңлар қара сүркәватисиләр. Ачам гунаһсиз, уни қоюветиңлар!”