Муһаҗирәттики уйғурларниң писихикилиқ сағламлиқи бойичә германийәлик мутәхәссис томас шултз билән сөһбәт

Мухбиримиз ирадә
2021.12.21
Муһаҗирәттики уйғурларниң писихикилиқ сағламлиқи бойичә германийәлик мутәхәссис томас шултз билән сөһбәт Германийә миюнхен университети вә америкадики ню-йорк аптавн тиббий университетиниң писхика илмий бойичә профессори томас шултз әпәнди.
Social Media

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайити сәвәбидин райондики уйғурлар билән биргә муһаҗирәттики уйғурларниңму мислисиз роһий бесимларға дучар болуватқанлиқи мәлум. Шу сәвәтин бу муһим бир мәсилигә айлинип, муһаҗирәттики уйғурларниң роһий сағламлиқ мәсилисигә диққәт тартиш вә уларға ярдәм қилиш мәқиситидә бәзи тиришчанлиқлар көрстилишкә башлиған.

Германийә миюнхен университети вә америкадики ню-йорк аптавн тиббий университетиниң писхика илмий бойичә профессори томас шултз әпәнди мушу тиришчанлиқларға йетәкчилик қиливатқан шәхсләрниң биридур. Биз бүгүн томас шултз әпәндини зиярәт қилип, униң билән роһий сағламлиқ вә униң әһмийити һәққидә сөһбәтләштуқ.

Мухбир: һөрмәтлик томас шултз әпәнди, мән сизниң чәт әлләрдики уйғурларға писихикилиқ ярдәмдә болуш үчүн бир һәрикәт башлиғанлиқиңизни аңлидим. Бу һәқтә көпрәк мәлумат бәргән болсиңиз?

Шултз әпәнди: мән шәрқий түркистандики уйғурларниң әһвалини йеқиндин билидиған бири болуш сүпитим билән уйғурлар үчүн бир иш қилишни ойлидим вә долқун әйса әпәндигә уйғурларға писихикилиқ ярдәм қилиш оюм барлиқини ейттим. Мениң пиланим чәт әлләрдики, җүмлидин мән өзүм һазир германийәдә яшаватқанлиқим үчүн германийәдики уйғурлар билән сөзлишип, уларниң қандақ роһий ярдәмгә еһтияҗи барлиқини тепип чиқиш вә бу арқилиқ уларға ярдәм беридиғнан писихика дохтурлири тори шәкилләндүрүштин ибарәт. Биринчи қәдәмдә мән икки ай авал мийонхенда яшайдиған 30 дәк уйғур билән сөзләштим, йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ сәвәбидин бешиға кәлгән қейин күнләрни аңлап чиқтим. Әмди иккинчи қәдәмдә мән бир йүрүш соалларни һазирлап чиқип, бәлгиләнгән кишиләр билән көрүшимән вә пүткүл уйғур җамаитиниң еһтияҗини бәлгиләп чиқимән. Ахирида конкирет бир давалаш программиси түзүп чиқишни пиланлаватимән.

Мухбир: сиз буни пәқәт германийәдила қиламсиз яки башқа дөләтләрдиму мушундақ психикилиқ ярдәмләрни елип барамсиз?

Шултз әпәнди: әлвәттә, бу мениң пиланим. Америкадиму уйғур сағламлиқ тәшәббуси дәйдиған бир һәрикәт башланғинини билимән. Мән доктур мәмәт имин биләнму сөзләштим. Биз бу мәсилидә давамлиқ пикир алмаштуруп, тәҗрибиләрни топлап вә бирләштүрүп, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға мас келидиған давалаш программиси шәкилләндүрүп чиқалисақ, бу техиму яхши болиду. Муһим болғини бу мәсилигә диққәт тартиштур. Һәммә адәм ирқий қирғинчилиқни билиду, әмма униң узун муддәтлик тәсири тоғрисида көп ойлашмайду. Мән нурғун уйғурлар билән сөзләштим. Қарисиңиз, улар нормал һаят кәчүриватқан адәмләр, әмма һәммисиниң дәрди ичигә йошурунған. Муһим болғини, буни байқаш вә писихикилиқ ярдәм елишни қарар қилиштур. Әлвәттә, биз буниңға сәвәб болуватқан амилларни оңшиялмаймиз. Әмма сизгә қандақ қилип бу дәрт-әләм билән йүзлишиш вә униңға тақабил турушни өгитимиз

Мухбир: уйғурларға писихикилиқ ярдәм бериш хияли сиздә қандақ пәйда болған?

Шултз әпәнди: буниң икки сәвәби бар. Бири, уйғурларға ярдәм қилиштур. Йәни мән уйғурларға писихика җәһәттин ярдәм қилишни халаймән. Иккинчи сәвәби, мән бу арқилиқ пән-техника саһәсини яки бу тиббий саһәни шәрқий түркистандики уйғурлар учраватқан бу вәһшийликләрдин хәвәрдар қилиш, уйғурларға кәлтүргән роһий зиянкәшликидин хәвәрдар қилишни ойлаймән. Чүнки бу кишиләр буниңдин хәвәрдар болғанда, униң тәсири башқичә болиду. Бәлким улар сиясәтчиләргә тәсир көрситиши вә уларниң һәрикәткә өтүшигә сәвәбчи болуши мумкин.

Мухбир: сизчә роһий сағламлиқ мәсилиси немә үчүн муһим, биз немә үчүн униңға диққәт қилишимиз керәк?

Шултз әпәнди: нурғун кишиләрдә роһий сағламлиқ мәсилисидә, яки мундақчә ейтқанда, писихика кесәлликлири дохтуриға көрүнүш мәсилисидә теңирқаш вә пәрқлиқ көз қарашлар мәвҗут. Һәммә җәмийәтләр үчүн бу һазирғичә еғир бир мәсилә. Бу уйғурларға охшаш әнәниви топлуқларда техиму еғир. Улар ‛кишиләр мени немә дәп ойлап қалиду‚ дәп әнсирәйду. Бу тоғрилиқ сөзләштин қорқиду. Әмма роһий сағламлиқ бизниң һаятимизниң сүпитигә интайин зор тәсир көрситиду. У һәтта бизниң җисманий сағламлиқимизғиму тәсир көрситиду. Шуңа биз роһий сағламлиқ мәсилисигә тоғра муамилә қилишимиз, каллимизни ечиветишимиз керәк.

Мухбир: сизму юқирида дегәндәк, роһий сағламлиқ мәсилиси техи нурғун җәмийәтләрдә пәрқлиқ көз қарашлар мәвҗут бир саһә. Уйғурлардиму һәм шундақ. Шуңа сиз бу һәқтә қандақ тәвсийәдә болисиз?

Шултз әпәнди: мән бая дегинимдәк, адәмләр роһий сағламлиқи тоғрилиқ сөзләштин қорқиду. Буни бир аҗизлиқ, кесәллик дәп қарайду. Әмма бу кесәллик әмәс. Бу пәқәт сизниң бәдиниңизниң яки зеһниңизниң вәқәләргә қайтуруватқан инкаси. Мән уйғурлар билән сөзләшкәндә, улар өзиниң бәзидә кечилири әндишә билән ойғинип кетидиғанлиқини, йүрикиниң тохтимай соқуп кетидиғанлиқини, бәзидә иштин қайтип өйгә кәлгәндә, туюқсиз йиғлиғуси келидиғанлиқини дәйду. Шундақ дәватқанда, өзини туталмай етилип йиғлап кетиду. . Мана бу сиз бастуруп вә йошуруп кәлгән ичкий һессият. Ичиңизгә көмүвәткән, сиз сөзләшни халимайдиған нәрсиләр. Әмма сиз буларниң һәммисиниң нормал икәнликини, сизгә охшаш күнләрни көргән башқа һәрқандақ адәмдә болидиған инкаслар икәнликини билишиңиз керәк. Шуңа һәргиз бу тоғрулуқ сөзләштин, дохтурға көрүнүп ярдәм елиштин хиҗиллиқ һес қилмаслиқиңиз керәк.

Мухбир: ахирида толуқлима қилмақчи болған қандақ сөзиңиз бар?

Шултз әпәнди: биз уйғурлар тоғрилиқ нурғун нәрсиләрни биливатимиз. Улар учраватқан ирқий қирғинчилиқни билимиз, әмма биз буларниң уйғурларниң роһий дунясиға бәргән зәрбисиниму, уйғурлар төләватқан роһий бәдәлниму билишимиз, буни көпрәк тонутушимиз керәк. Билгинимиздәк, натсестлар әйни чағда йәһудийларни зор көләмдә қәтли қилған. Хитай һөкүмити гәрчә зор көләмдә, йәни бир милйон уйғурни қәтли қилмиған болсиму, әмма мән уларниң уйғурларға қиливатқан аста характерлиқ қирғинчилиқини, уйғурларға қаритиватқан роһий ишкәнҗисини техиму еғир дәп қараймән. Биз әнәниви ирқий қирғинчилиқни билимиз. Әмма уйғурлар болса һәм өлтүрүлүшкә, һәм интайин қорқунучлуқ роһий зәрбигә учраватиду. Биз буни дуняға тонутушимиз керәк. Буниңдин кишиләрни хәвәрдар қилишимиз керәк.”

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, силәр юқирида профессор томас шултз әпәнди билән роһий сағламлиқ ярдими мәсилисидә өткүзгән сөһбитимизни аңлидиңлар. Ирадә тәйярлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.