Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститути “шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәси” намлиқ муһакимә йиғини өткүзди
2021.08.26

Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститути тәрипидин чақирилған “шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәси йиғини” мувәппәқийәтлик ахирлашти. Әнқәрәниң қизилҗаһамам наһийәсидики елиз меһманисида 21-авғусттин 26-авғуст күнигичә чақирилған бу йиғинға уйғур тәтқиқат иниститутиниң түркийә вә явропадики мутәхәссислири қатнашти. 5 Күн давамлашқан бу йиғинда дуняниң һазирқи вә кәлгүси вәзийити, бу һәқтики мулаһизә вә пәрәзләр, шундақла шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәси қатарлиқ темиларда музакирә елип берилди.
Йиғинда муһакимә қилинған үч чоң теминиң тармақ темилири сүпитидә биринчиси, хәлқара сиясий вә иқтисадий системидики өзгиришләр; иккинчиси, ғәрб әллири билән хитайниң иясий вә иҗтимаий қиммәт қарашлиридики тоқунушлар; үчинчиси, ислам дуняси билән ғәрб әллири оттурисидики идийәвий тоқунушлар һәмдә хитайниң ислам динини хитайлаштуруш сиясити; төтинчиси, хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан бесим сиясити пәйда қилған мәсилиләрни һәл қилишниң йоллири қатарлиқ тармақ темиларда әтраплиқ музакирә елип берилди. Йиғинниң әң ахирқи күни нуқтилиқ һалда уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиши, шәрқий түркистан тәшкилатлириниң системилаштурулуши, чәт әлдики аммивий тәшкилат мәсуллири вә сиясәтчиләрни кәспийләштүрүш, шәрқий түркистан дәвасиниң малийә мәнбәсини һәл қилиш, миллий мәпкурә мәсилиси, шәрқий түркистан улус кимликини бәрпа қилиш, шәрқий түркистан тәшкилатлириниң вәзипә тәқсимати вә һәмкарлишиши қатарлиқ темиларда әтраплиқ музакирә елип берилди.
Биз мәзкур йиғин тоғрисида тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу йиғинни оюштурған уйғур тәтқиқат иниститути мудири, истиратегийә тәтқиқат мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Доктор әркин әкрәм әпәнди мәзкур йиғинни чақириштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу йиғинни ечишимиздики мәқсәт шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәсини йезип чиқиштур. 2003-Йили шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәси йезилған иди. Әмма һазир хәлқара вәзийәт өзгириватиду, мәзкур дәвани бу өзгиришләргә маслаштуруш үчүн бурун язған истиратегийәниң ғайә, нишан вә бундин кейин елип берилидиған паалийәтләр қисмиға йеңи мәзмунлар қошуп йезишимиз керәк.”
Доктор әркин әкрәм мундақ деди: “дәваниң чәт әлдики паалийәтлири билән вәтән ичидики паалийәтлири маһийәт вә мәзмун җәһәттин охшимайду. Чәт әлдики дәва асасән хәлқара вәзийәттин пайдилиниш мәсилиси болуп, униңдин қандақ пайдиланғанда вәтәнниң вәзийитигә пайдилиқ болиду, дегән нуқтиға мәркәзлишиду. Буларни яхши қилиш үчүн үчүн дуняниң вәзийитини яхши чүшинишимиз керәк. Шундақла униңға әң мувапиқ истиратегийәни йезип чиқишимиз керәк. Бу җәһәттә хәлқара сиясәтни, хәлқара вәзийәтни, хәлқара мунасивәтни, хәлқара тиҗарәтни вә хәлқара қанунларни яхши билишимиз, түрлүк саһәлардин пайдилинип дәвани яхши елип бериш үчүн хизмәт қилишимиз керәк”.
У йәнә истиратегийәлик пиланни дуняниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистан тәшкилатлириниң иҗра қилидиғанлиқини, шуңа буниң дәва үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
“шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәси йиғини” ға иштирак қилған уйғур иниститутиниң баш катипи адил әруйғур әпәнди, бу йиғинда доктор әркин әкрәм язған “шәрқий түркистанниң үч басқучлуқ истиратегийәси” гә қошудиған йеңи мәзмунларниң бекитилип чиқирилғанлиқини баян қилди.
Қаһраманмараштики сүтчү имам университети диний илимләр кәспиниң оқутқучиси, доктор алимҗан боғда әпәнди зияритимизни қобул қилип, “шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийиси йиғини” намлиқ бу йиғинниң чәт әлләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири үчүн пайдилиқ бир йиғин болғанлиқини тәкитлиди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди 2003-йили “шәрқий түркистанниң үч басқучлуқ истиратегийәси” намлиқ шәрқий түркистан дәвасиниң истиратегийәлик пиланини йезип чиққан иди.