Муһәммәдимин буғраниң күрәш һаятиға беғишланған “йол” намлиқ тарихий роман нәширдин чиқти

Мухбиримиз меһрибан
2021.02.26
Муһәммәдимин буғраниң күрәш һаятиға беғишланған “йол” намлиқ тарихий роман нәширдин чиқти Муһаҗирәттики уйғур зиялийлиридин һәбибулла аблимит әпәндиниң “йол” намлиқ тарихий романиниң муқависи.
Photo: RFA

Муһаҗирәттики уйғур зиялилиридин һәбибулла аблимит әпәнди 24-феврал күни фейсбукта бир язма елан қилип, өзиниң “йол” намлиқ тарихий романиниң түркийәдики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшир қилинғанлиқини билдүрди.

Һәбибулла аблимит әпәндиниң билдүрүшичә, “йол” намлиқ тарихий романда 20-әсирдики миллий иқилаб рәһбәрлиридин мәрһум муһәммәдимин буғраниң күрәш һаяти вә 1930-йилларниң бешида қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң алди-кәйнидә хотәндә елип берилған миллий мустәқиллиқ күрәшлири тема қилинған икән.

Апторниң роман һәққидики язма баянлиридин мәлум болушичә, “йол” намлиқ тарихий романниң һәҗими 1000 бәттин ашидиған болуп, икки том қилип нәшир қилинған икән. Романниң1-томи “йолчи”, “айсиз айдиң кечә”, “чақниған қуяш”, “мәвҗ урған дәря”, “көк байрақ җушқиси” вә “ашиқниң шеһиди” қатарлиқ алтә баптин тузулгән икән. Романниң 1-томида томида муһәммәдимин буғра, сабит дамоллам қатарлиқ тарихий шәхсләрниң хотән ислам һөкүмити вә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қуруш җәрянидики инқилабий күрәшлири вә ахирида мәғлуп болуштәк трагедийәлик қисмәтлири баян қилинған икән.

Романниң 2-томи “һиҗран йоли”, “вәтән һәсрити”, “қәләм күриши”, “музлиған шәһәр”, “опқан” вә “һәқ йолчиси” қатарлиқ алтә баптин тәшкил тапқан икән. Бу қисмида муһәммәдимин буғраниң икки қетимлиқ һиҗрәт сәпиридики кәчүрмишлири һәмдә униң әйса йүсүп алиптекин вә мәсут сабирилар билән бирликтә елип барған сияси күрәшлири, чәт әлдики паалийәтлири қатарлиқ мәзмунлар баян қилинған икән.

“йол” намлиқ тарихий романни нәшр қилған түркийәдики “тәклимакан уйғур нәшрияти” ниң мәсули абуҗелил туран әпәнди 24-феврал күни радийомиз зияритини қобул қилди.

Униң билдүрүшичә, “тәклимакан уйғур нәшрияти” қурулғандин башлап, хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән әсәрләрни нәшр қилип тарқитишни өзиниң асаслиқ нишани қилип кәлгән икән. Мәзкур нәшрият бу қетим муһәммәдимин буғраниң күрәш һаяти вә 1930-йиллардики шәрқий түркистан инқилабиниң җәрянлири әкс әттүрүлгән “йол” намлиқ бу тарихий романни аптордин һечқандақ нәшр һәққи алмай һәқсиз нәшр қилған. “йол” намлиқ бу тарихи роман 1930-йиллардики хотән ислам һөкүмитиниң қурулушиға сәвәп болған қарақаш инқилабиниң 88 йиллиқ хатирә күнидә нәширдин чиққан. Мәзкур романниң 24-феврал күни нәшир қилиниши, муһаҗирәттики уйғур оқурмәнләргә 1930-йиллардики шәрқий түркистан милли мустәқиллиқ инқилабини әслитиш үчүн икән.

Мәрһум муһәммәдимин буғраниң һаяти вә күрәш тарихи билән йеқиндин тонушлуқ болған түркийәдики пишқәдәм уйғур паалийәтчиси һамутхан гөктүрк әпәндиму бу һәқтә зияритимизни қобул қилди.

Һамутхан әпәнди мәзкур романниң йезилиш җәрянида, муһәммәдимин буғра һәзритим тоғрилиқ өзи билидиған бәзи әһвалларни аптор һәбибулла аблимитқа сөзләп бәргәнликини тилға алди. У җапалиқ әмгәк билән йезилип чиққан мәзкур романни вә униң аптори һәбибулла аблимит әпәндини тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

Һамутхан әпәнди “йол” намлиқ бу тарихий романнниң торда алдинала елан қилинған парчилирини оқуғанлиқини билдүрди. У мәзкур романни һәқиқий тарихий шәхсләр вә вәқәләрни чинлиқ билән йорутушқа әһмийәт бәргән һөҗҗәт характерлиқ бәдий-тарихий әсәр дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.

Һамутхан гөктүрк әпәнди йәнә муһәммәдимин буғраниң инқилабий күрәшлири тема қилинған мәзкур романда әкс әттүрүлгән тарихий чинлиқ һәмдә униң уйғур тарихидики әһмийити һәққидә тохтилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.