Илнур ханим: “он айдин ашти қизим йоқ, балилар давамлиқ йүтмәктә”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.04.08
mehelle-oynap-yurgen-bala.jpg Кочида ойнап йүргән қарақсиз уйғур балиси. 2013-Йили 8-ноябир, қәшқәр.
AFP

Уйғур балилириниң йитип кетиши вә шуниңдәк хитай өлкилиригә алдап елип кетилишидәк уйғурлар учраватқан кризисниң зор бир мәсилә сүпитидә оттуриға чиққанлиқиға 20 йилдин ашти.

2011-Йили 4-айда хитай даирилири“шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беридиған өлкә, шәһәрләр билән һәмкарлишип хитай өлкилиридики барлиқ уйғур сәргәрдан балиларни қайтуруп келимиз” дәп җакарлиған болсиму, бу мәсилә һелиһәм еғир, уйғур балилар давамлиқ йитип кәтмәктә,бәзилириниң һәтта айлар, йилларға қәдәр из-дерики йоқ. Шуларниң бири 10 ай илгири өйиниң ишик алдидин йитип кәткән сүрийә әсқәт. Адәм издәш еланлири арқилиқ бу 7 яшлиқ уйғур қизиниң омақ сеймаси һәммигә тонушлуқ болуп қалди. Әпсуски униңдин һеч хәвәр йоқ, сада йоқ. Сүрийәниң аниси илнур “апа дәп чақирған авазни аңлимиғинимға 10 ай бопту, пәқәт мушу авазни аңлаш үчүнла яшаватимән...” дәйду.

Нөвәттә, йитип кәткән балиларни өйигә қайтуруп келиш йолидики бир пидаийға айланған илнур ханим, уйғур балиларниң йитип кетиш әһвалиниң һелиһәм еғирлиқи һәққидә тохталди.

Ата-анисиниң бир тал әтиварлиқ омақ қизи сүрийә 2014-йили 6-айниң 2-күни саәт икки әтрапида өйи әтрапида туюқсиз из-дерәксиз йоқап кәтти, мана һазир у йитип кәткинигә 10 айдин ешип кәтти, бу җәрянда сүрийәниң аписи илнур, дадиси әсқәт қизини издәшни бир күнму тохтатмиди. Уларниң азабини қияс қилалисақму һәқиқий һес қилиш тәс, улар һелиһәм қизиниң мушу тапта қәйәрдә икәнликини, әһвалиниң қандақ икәнликидин бихәвәр. Сақчи даирилири сүрийәниң йитип кәткән өйиниң әтрапини бир мәзгиллик издәш арқилиқ униң һадисигә учриғанлиқ еһтимали йоқ дегән йәкүнни чиқарди, демәк у йитип кәтти яки алдап кетилгәнлики җәзмләшти дейишкә болиду.

Нөвәттә сүрийәни издәш дөләт дәриҗилик нуқтилиқ дело қатариға кирди, уруқ-туғқан, дост-ярән, һесдашлиқ қилған амма бирликтә униң ата-анисиға һәмкарлишип сүрийәни издимәктә, улар уйғур елиниң һәммә йерини издәп чиқти, һәтта хитай өлкилиригичә барди. Әмма.... Бу омақ қизчақ йәнила тепилмиди. Сүрийәниң аниси илнур ханим җәсурлуқ билән азабини йеңип, пучиланған қәлбини өзигә охшаш бәхтсизликкә учриған аилиләргә ярдәм қилишқа атимақта.

У қизини издәш җәрянида йитип кәткән балиларни өйгә қайтуруш үчүн бир пидаийға айланди, шундақла уйғур балиларниң йоқап кетишигә даир мәсилиләрдә өз әмәлийитидин нурғун чүшәнчә вә тәҗрибиләргә игә болди. Бүгүн зияритимизни қобул қилған илнур ханим қизидин үмидлик бир учурға игә болалмай келиватқанлиқини ейтқандин кейин, қизини издәш давамида йәнә уйғур елида 20 нәччә балиниң һазирғичә хәвири йоқлуқи, һәтта бәзилириниң йитип кәткинигә 10 нәччә йиллар болуп кәткәнликини билдүрди.

Балиларниң йоқап кетиши-аилиләрниң мәсулийәтсизлики, җәмийәтниң аманлиқиниң начарлиқи, балиларға өзини қоғдаш тәрбийисиниң йетәрсизлики, әң муһими, дөләтниң балиларни қоғдаш вә қутқузуш системисидики бошлуқ билән зич мунасивәтлик еғир бир иҗтимаий мәсилә. Хитай җамаәт хәвпсизлик даирилири 1990-йилларда елан қилған доклатлирида һәр йили уйғур елидин хитайға сәргәрдан болуп баридиған уйғур балилириниң 3 миңдин 6 миңғичә икәнликини көрсәткән болса, йеқинқи 10 йилда бу сан 10 һәссә өрлигән. Йәни хитай өлкилиридики қорумиға йәтмигән сәргәрдан уйғур балиларниң сани 50 миң әтрапида дәп тәхминләнмәктә. 2014-Йили хитай җамаәт хәвпсизликиниң хитайдики сәргәрдан балилар һәққидә елан қилған доклатиға қариғанда, уйғур елидин хитай өлкилиригә сәргәрдан болуп барған балиларниң 93% ини уйғур балилар игиләйдикән. Илнурниң дейишичә, нөвәттә даириләр балиларниң йоқап кетишиниң алдини елишта бәзи бир қисим йеңи тәдбирләрни елишқа башлиған. Гәрчә даириләр 2011-йилидин 2014-йилниң ахириғичә хитай өлкилиригә алдап кетилгән 3000 әтрапида уйғур балиларни аилисигә қайтурған болсиму, йәнила нурғун уйғур балиларниң из-дерики йоқ, балиларниң йитип кетиши давамлиқ йүз бәрмәктә. Тепилиш нисбити йоқап кетишкә қариғанда йәнила төвән.

Аваз улиниши арқилиқ, мухбиримиз билән илнур ханимниң сөһбитигә иштирак қилғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.