Балиларниң компютер, интернет вә янфон ишлишини назарәт қилиш

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.09.19
xitay-internet-weibo-weybo.jpg Хитай пуқрасиниң weibo арқилиқ твиттәр қатарлиқ микроблогларға кириватқан көрүнүш. 2012-Йили 15-декабир, гуйҗу.
AFP

Компютер билән интернетниң турмушимизға елип кәлгән оңайлиқлирини санап түгәткили болмайду. Шундақла компютер оюнлири балиларниң зеһнини ечиш, һәрхил мәлуматқа игә қилиш, издиниш роһини ойғитиш җәһәтләрдин техникилиқ бир мөҗизә сүпитидә қобул қилинған болсиму, йәнә бир тәрәптин, балиларниң компютер вә интернетқа һәддидин артуқ көп берилип кетиши, уни ата-аниниң назаритисиз қоллиниши вә керәксиз ишлар үчүнму қоллиниши нәтиҗисидә, писхикий вә иҗтимаий мүшкүлатлар оттуриға чиқмақта.

Болупму мәктәп йешидики балиларниң әхлаққа уйғун кәлмәйдиған тор бәтлиригә кириши, қорқунчлуқ вә уруш филимлирини көрүши, күн бойи компютерниң алдида олтурувелиши нурғунлиған болумсизлиқларға йол ачмақта. Ундақта қандақ қилиш керәк?

Йеқинда уйғур тилида нәшрдин чиққан “пәрзәнтлиримизни қандақ тәрбийиләймиз” дегән китабниң аптори балиларниң компютер вә интернет ишлитиш мәсилиси тоғрилиқ мундақ дәп язиду:“балиларни компютер вә интернет ишлитиштин мутләқ тосуш билән мәсилә һәл болмайду, бәлки буниңдин башқа қийинчилиқлар оттуриға чиқиду. Шуңа балиларни компютер вә интернет ишлитиштин мутләқ тосмастин вә контролсизму қоюп бәрмәстин, уларни назарәт қилиш керәк. Бу мавзуда төвәндикиләр тәвсийә қилиниду:

1. Алди билән балиларға компютер вә интернетниң пайда- зиянлири тоғрилиқ йетәрлик мәлуматларни бериш, бу иккисини һәддидин артуқ көп ишлитишниң хәтиридин уларни агаһландуруш, әдәп-әхлаққа уйғун кәлмәйдиған торларға киришниң гунаһ икәнликини чүшәндүрүп уларни қайил қилиш, андин аллаһ тааланиң уларниң барлиқ ашкара вә йошурун ишлирини көрүп туридиғанлиқини билдүрүп, уларда аллаһ тааладин қорқуш туйғусини йетилдүрүш лазим.

2. Балиларниң компютер вә интернет ишлитиши үчүн мәхсус вақит бәлгиләп, шу вақитниң сиртида, уларниң компютер вә интернет ишлитишини мәни қилиш лазим.

3. Балиларниң өгиниш қилиш, китаб оқуш, ухлаш, компютер ойнаш вә телевизор көрүш қатарлиқ күндилик иш-паалийәтлирини рәткә селиш үчүн балилар билән бирликтә мәхсус бир җәдвәл түзүш лазим. Җәдвәлниң тәртипидә балиларға компютер ойнаш вә телевизор көрүш үчүн бәлгиләнгән вақит уларниң өгиниш қилиш вақтидин илгири болуши яхши. Чүнки, навада уларға “аввал өгинишиңни қил, андин компютер ойнашқа вә телевизор көрүшкә болиду” дейилсә, улар алдирап өгинишни йерим-ярта қилип түгитиду.

4. Ата-ана балиларни контрол қилиш вә уларниң немә қиливатқанлиқини билип, уларни көзитип туруш үчүн өзлири компютер вә интернет ишлитишни өгиниши лазим. Чүнки ата-ана буни билмисә балиларниң ишлирини көзитәлмәйду, уларни контрол қилалмайду.

5.Компютерни балиларниң ятиқиға елип киришигә рухсәт қилмаслиқ вә уни өйдики һәммә адәм ишлитәләйдиған бир йәргә орунлаштуруш һәмдә компютерниң екранини һәммәйлән көрәләйдиған шәкилдә очуқ тәрәпкә қаритип қоюш.

6. Ата-ана өзлири компютер вә интернет ишлитиштә балилириға үлгә болуши лазим. Балиларға сәлбий тәсир беридиған шәкилдә қолланмаслиқи лазим.”

Балилар қандақ янфонларни ишлитиши керәк?

Мәзкур китабта йәнә мундақ дәп йезилған:“янфон әслидә хәвәрлишиш аппарати болсиму, яшлар вә өсмүрләрдә янфон хәвәрлишиштин көпрәк башқа мәқсәтләр үчүн ишлитилмәктә. Балилар немә үчүн янфон ишлитишкә қизиқиду? чүнки янфонғила әмәс, бәлки балилар һәрқандақ бир йеңилиққа интилиду вә қизиқиду. Ундақта бу мәсилини қандақ һәл қилиш керәк?

Янфон алақилишиш қорали болуп, униң турмушимиздики пайдилирини санап болғили болмайду. Балилар үчүн болса янфонниң иҗабий тәрәплириму бар, сәлбий тәрәплириму бар. Әмма сәлбий тәрәплири иҗабий тәрәплиридин көпрәк болмақта. Шуниң үчүн әң яхши чарә балиларға -әгәр еһтияҗ туғулса- алақилишиштин башқисиға яримайдиған аддий янфон елип бериш вә кимләр билән хәвәрлишидиғанлиқини билип туруш үмиди билән пат-пат уларниң янфонини тәкшүрүп туруш лазим.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.