Деһқан: һәмкарлишип давалаш суғуртиси давалашни кечиктүрмәктә
2013.02.04
Хитай һөкүмитиниң бу йиллиқ хизмәт доклатида тәшвиқ қилишичә, уйғур елиниң шәһәр вә йезилирида йеңичә һәмкарлишип давалашқа қатнишиш нисбити һазир 99.7% Кә йетип хитай бойичә әң алдиға өткән. Гәрчә һәмкарлишип давалаштин ибарәт бу сиясәт әсли давалиништа қийинчилиқи барларға ярдәм қилишни мәқсәт қилиду дейиливатқан болсиму, бу сиясәтниң йолға қоюлуши билән асасий қатламларда, давалаш капаләт сәвийисиниң барғанчә төвәнләп, давалинишниң қийинлашқанлиқидәк тәтүр танасип мәсилиләрниң келип чиқиватқанлиқи мәлум.
Ейтиливатқан һәмкарлишип давалаштин ибарәт бу йеңичә давалиниш сияситиниң әмәлийлишиши һәққидә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлири назаритиниң шинҗаң гезитигә хәвәр беришичә, бир йилда уйғур ели миқясида қийинчилиқи бар 3 милйон 188миң 200 киши бу сиясәттин нәп алған. Буниң ичидә йезилардики қийинчилиқи бар 1 милйон 400 миңдин артуқ киши йезиларда йолға қоюлған йеңичә һәмкарлишип давалиниш суғуртисиға қатнаштурулған.
Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң торидин ашкарилинишичә, һазир уйғур аптоном райони һөкүмитиниң башқурушида 1миң 69 асасий қатлам давалаш сәһийә аппаратлири болуп, “буларниң һәммисидә асаси дора түзүминиң толуқ қаплиши әмәлгә ашурулуп, аммини техиму көп мәнпәәт вә техиму әла сүпәтлик мулазимәткә игә қилиш үчүн, охшимиған қатламдики еһтияҗни қандуруп, адәттики кесәлләрни асасий қатламда давалашни ишқа ашуримиз” дәп көрситилгән. Һалбуки, радиомизға дәл бу һәмкарлишип давалаш һәққидә инкас қилған бир уйғур деһқан, рак кесилигә гириптар болған анисини давалитиш йолида қатму- қат тосуқларға учрап, анисиниң кесилиниң вақтида давалимаслиқ сәвәблик еғирлишип кәткәнликини баян қилди.
Қәшқәрниң мәлум йезисидин үрүмчигә анисини давалитиш үчүн кәлгән бу деһқан,асасий қатламда һәмкарлишип давалаш кинишкиси арқилиқ анисини давалаш пурситигә ериштурәлмигини үчүн, аран ечивалған ашханисиниму тақап, униң пулиға үрүмчидә өз хираҗити билән анисини давалитишқа мәҗбур қалған икән.
Охшаш мәсилә һәққидә уйғур елидин кәлгән инкас вә игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, уйғур елиниң чоң шәһәрлири билән йезиларниң, җәнуб билән шималниң давалаш вә мулазимәт сәвийисидә зор пәрқләр мәвҗут болуп, һөкүмәтниң тәшвиқ қиливатқан хәлқни давалашни қулайлаштуруш сияситиниң пәқәт уйғур елиниң хитайлар көпрәк олтурақлашқан шималидики шәһәр, наһийиләрдә һәқиқий ишқа ешиватқанлиқи мәлум болмақта.
Шинҗаң радио ториниң 4-феврал хәвиридә көрситишичә, қутуби наһийисидә “аввал давалап, андин һәқ төләш” мулазимәт әндизиси арқилиқ давалаш елип бериливатқан болуп, қутуби наһийисидики су хәййән җиддий характерлик өчәй яллуғи билән дохтурханида йетип қалған. У мухбирға “аввал давалап, андин һәқ төләш тоғрисида келишим имзалиған идуқ. Мениңчә, бу наһайити қулай болидикән, әгәр әйни вақитта алдин пул төләп андин давалиған болса, кесилим еғирлишип кәткән болатти” дегән.