Үрүмчидә қурулмақчи болған әхләттин ток ишләпчиқириш завути наразилиққа учриди

Мухбиримиз меһрибан
2013.08.16
xitay-exlet-305.png Хитайдики әхләт йиғиш мәйдани
AFP

Даириләр йеқинда үрүмчи ямалиқ теғи кәйнидики ғәрбий тағ районида әхләттин ток ишләпчиқириш завути қурушни қарар қилған. Қурулушниң бу йил өктәбирдә иш башлайдиғанлиқи ашкариланғандин кейин, ғәрбий тағ районида олтурушлуқ үрүмчи шәһәр аһалиси аммиви тор бекәтлиридә наразилиқ инкаси йезиш, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт алдиға топлинип наразилиқ билдүрүш һәрикәтлиридә болди.

Чәтәлләрдики хитай вәзийитини көзәткүчиләр бу һәқтә тохтилип, йеқиндин буян уйғур елидә көпләп қурулуватқан муһитни булғайдиған завут-ширкәтләрниң район хәлқиниң һөкүмәткә болған наразилиқиниң күчийишидики йәнә бир сәвәб икәнлигини илгири сүрди.

Радиомиз үрүмчидин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, пәйшәнбә күни үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт алдиға бир топ хитай пуқралири топланған болуп, улар шәһәрлик һөкүмәттин үрүмчи шәһриниң ғәрбидики ғәрбий тағ районида 10-айда қурулуш башлаш бәлгиләнгән “ үрүмчидики турмуш әхләтлиридин ток ишләпчиқириш завути ” қурулушиға наразилиқ билдүргән.

Өз кимликини ашкарилашни халимайдиған бу кишиниң билдүрүшичә, шәһәрлик һөкүмәт алдиға топланған бу хитай пуқралири он нәччә киши болуп, аридин бирәйлән шәһәрлик һөкүмәт бинасидин чиққан бир хизмәтчи хадимға сөз қилип “ биз шисән районида әхләттин ток чиқириш завути қурушқа наразилиқ билдүримиз. Шәһәрлик һөкүмәт 10-айда бу районда башлимақчи болған қурулушини дәрһал тохтитиши керәк ” дегән. Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдида йүз бәргән хитай пуқралири топлинип наразилиқ билдүрүш вәқәси һәққидә өзи көргән әһвалларни баян қилған бу киши баянида йәнә, әйни чағда шәһәрлик һөкүмәт алдида наразилиқини ипадилигән бу хитай пуқралири алдиға, шәһәрлик һөкүмәттин адәм чиққан болсиму, әмма нәқ мәйданға һечқандақ сақчиниң кәлмигәнликини билдүди.

Үрүмчидә әхләттин ток ишләпчиқириш завути қурулушиға наразилиқ билдүрүш һәрикити йүз бәргәнлики һәққидә хитайдики аммиви тор бекәтлири вә уйғурбиз қатарлиқ чәтәлләрдики тор бекәтлиридиму хәвәр, инкаслар берилмәктә. Уйғурбиз ториниң 15-авғуст күнидики хәвиридә “ үрүмчи шәһәр аһалисиниң аммиви тор бекәтлиридә үрүмчидә әхләттин ток ишләпчиқириш зазути қурулушиға наразилиқ билдүрүп язған инкаслириниң һөкүмәт даирилири тәрипидин елип ташланған ” лиқи хәвәр қилинди.

Чәтәлләрдики сияси анализчилардин америкидики елшат һәсән әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң бошүн қатарлиқ хитай демократлириниң тор бекәтлиридә үрүмчидә әхләттин ток ишләпчиқириш завути қуруш һәққидики учурларни вә үрүмчидики хтай пуқралириниң наразилиқ инкаслирини оқуғанлиқини билдүрүп, бирнәччә йилдин буян уйғур елидә бу хил муһитни булғайдиған завутларниң көпләп қурулуватқанлиқини билдүрди.(Аваз)

Елшат әпәнди баянида йәнә, үрүмчидә елип берилмақчи болған бу қурулушқа ниспәтән, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт алдида топлинип наразилиқ билдүрүватқан хитай пуқралириға қарита,даириләрниң “ сөһбәтлишиш” позитсийисидә болғанлиқи һәққидә тохтилип, әгәр бу хил наразилиқ һәрикитини райондики уйғурлар елип барған болса, ақивитиниң башқичә болуши мумкинлики һәққидә тохталди.(Аваз)

Уйғурбиз торида елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, үрүмчи ғәрбий тағ районида қуруш пиланланған әхләттин ток ишләпчиқириш завути қурулушиға 1.8 Милярд сом мәбләғ селиш пиланланған болуп, әхләттин ток ишләпчиқириш завути үрүмчи шәһәр мәркизидин 16 клометир, ямалиқ теғидин 6 клометир, ғәрбий тағ районидики аһалиләр олтурушлуқ райондин 5.2 Клометир йирақлиқтики җайға қуруш пиланланған. Бу йил 5-айда бу қурулуш лайиһиси үрүмчи шәһәрлик муһит асраш идариси тәрипидинму тәстиқланған болуп, әгәр бу завут пүтүп ишқа кириштүрүлсә, һәр күни тәхминән 3600 тонна әхләт бир тәрәп қилинип, керәксиз әхләтләрдин ток һасил қилинидикән.

Үрүмчи шәһиридә қурулуш алдида турған әхләттин ток чиқириш завути һәққидики наразилиқ инкаслири хитайдики аммиви тор бекәтлиридә барғанчә көпийиватқан болуп,бу инкасларда “ үрүмчи ғәрбий тағ районида олтурушлуқ 100 миң аһалиниң пакизә муһитта яшаш арзуси ипадилинип, даириләрдин бу хил муһитни булғайдиған қурулуш пиланини дәрһал тохтитиш ” тәләп қилинған. Әмма бу хил инкаслар тор сақчилири тәрипидин өчүрүлүватқанлиқи байқалмақта.

Өткән айда хитайниң гуаңдуң, җяңсу, җиҗяң қатарлиқ өлкилиридә қурулмақчи болған әхләт бир тәрәп қилиш завути, химийилик завут қатарлиқлар нәччә миңлиған хитай пуқралириниң наразилиқ намайиши сәвәблик қурулуштин тохтиған болуп, елшат әпәнди үрүмчи даирилириниң ғәрбий райондики хитай пуқралириниң наразилиқи вә тор бекәтклиридики наразилиқ инкаслири сәвәбидинла муһит булғаш дәриҗиси еғир болсиму, әмма зор пайда елинидиған бу хил қурулушларни тохтатмайдиғанлиқини илгири сүрди.(Аваз)

Елшат әпәнди мулаһизә йүргүзүп, нөвәттә сақчилар арқилиқ үрүмчи шәһири контрол қилинип туруватқан әһвал астида, үрүмчидики уйғурларниң үрүмчидә қурулуш алдида турған әхләттин ток ишләпчиқириш завути қурулушиға наразилиқ билдүрүш һәрикитигә қатнишиш еһтималиниң интайин төвәнликини билдүрүп, ғәрбий тағ районида олтурушлуқ аз сандики хитай пуқралири башлиған бу наразилиқ һәрикитиниң кеңийәлмәйдиғанлиқини вә хитай пуқралириниң наразилиқи сәвәбликла бундақ чоң пайда алидиған қурулушни һөкүмәт даирилириниң бикар қилиши мумкин әмәсликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.