Әйдиздин қорқмаң, уни тонуң

Алдимиздики 1-декабир 25-нөвәтлик дуня әйдиз күни. Дуня сәһийә тәшкилати бу мунасивәт билән елан қилған доклатида әйдиз юқум сүритиниң астилиғанлиқини көрсәтти.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.11.27
eydiz-aids-qan-tekshurush-305.jpg Дуня әйдиз күнидә қан тәкшүртүватқан көрүнүш. 2011-Йили 1-декабир, чуңчиң.
AFP

Хәлқарадики әйдиз мутәхәссислири ортақ қоллинидиған усул билән һесаблиғанда, уйғур елидә һазир 60 миң адәм әйдиз вирусини тени билән биллә елип яшимақта. Тоғра, әйдиздин ибарәт бу хәтәрлик юқумлуқ кесәлгә һазирчә үнүмлүк дава йоқ. Лекин, бу пүтүнләй алдини алғили болидиған шундақла пүткүл җәмийәтниң ортақ мәсулийәтчанлиқи билән тизгинлигили болидиған кесәллик.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң 25-нөвәтлик дуня әйдиз күни мунасивити билән елан қилған доклатлирида, инсанийәт кесәлликләр дәптиридә тизимланғили техи узун болмиған әйдиздин ибарәт вабаниң бу йил тарқилиш сүритидә астилаш болғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Уйғур аптоном райони қизил крест җәмийитиниң бу мунасивәт билән 26-ноябир уйғур ели әйдиз юқум әһвали һәққидә елан қилған доклатиға қариғанда, уйғур елидә һазир 60 миң әтрапида әйдиз юқумдарлири болуп, хитайдики әйдизләр саниниң 7.7% Ини тәшкил қилидикән шундақла мәмликәт бойичә 5-орунда туридикән. Бу доклатта “демәк шинҗаңдики әйдиз вируси билән юқумланғучиларниң көпийиш сүрити астилиған” дегән йәкүн асассизла оттуриға қоюлған.

Гәрчә, уйғур аптоном райони қизил крест җәмийитиниң бу доклатидиму, әйдиз юқум сүрити төвәнлигәнлики оттуриға қоюлған болсиму, әмма уйғур әйдиз вәзийитини изчил көзитип тәтқиқ қилип келиватқан коломбийә университети теббий мутәхәссиси мәмәтимин әпәнди, дуня әйдиз вәзийити билән селиштурғанда уйғур елини йәнила юқумлинишниң юқири басқучида туруватиду дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Нөвәттә дуня сәһийә тәшкилати, хәлқарадики миңлиған қизил крест җәмийәтлири тәрипидин йүзлигән дөләтләрдә әйдиздин ибарәт бу вапаға қарши ваксина вә давалаш тәтқиқатлири елип берилмақта. Кишиләр арисидиму әйдиз вабаси һәққидики вәһимилик һекайиләр билән тәң әйдизни давалаш усуллири һәққидә түрлүк йеңи учур-хәвәрләр тарилип туриду. Һәтта бәзи тор бәтләрдә әйдизниң даваси тепилғанлиқи ривайәт қилинди. Ундақта зади нөвәттә әйдизгә дава барму? инсанларниң әйдиз вирусиға қарши тәтқиқатлирида қанчилик илгириләш болди? буни йәнила мутәхәссис мәмәтимин әпәндидин аңлайли.

Уйғур елидики ярп зәһәр чәкләш вә әйдиздин мәслиһәт бериш ториниң елан қилишичә, уйғур ели хитайдики әйдиз көп таралған җай болуп, бәлгилик кишиләр топиниң әйдиз вируси билән юқумлиниш нисбити йәнила юқири икән, шундақла көчмән нопуслар арисида әйдизниң алдини елиш вә тизгинләш йәнила наһайити қийин болмақта икән. Мутәхәссис мәмтимин әпәнди бундақ вәзийәттә уйғурларниң әйдизгә болған тоғра тонушини, әйдиз вирусиниң шиддәт билән тарқилишиға болған чүшәнчисини вә қоғдиниш еңини өстүрүшни әйдиз тарқилишини тизгинләшниң әң үнүмлүк усули дәп әскәртти.

Уйғур елидә 60 миң әйдиз юқумдари бар дәп мөлчәрләнмәктә, пәқәт 500 әтрапидики әйдиз пидаийлирила, бу ана макандики әйдиз билән юқумланғучилар топи арисида һәр хил шәкилдә әйдизниң алдини елиш вә әйдиз ағриқлириға ғәмхорлуқ қилиш билән шуғулланмақта.

Аңлаң достум, әйдиз вируси реал мәвҗут ваба, уни йезимизда, әтрапимизда йоқ дәп кимму кесип ейталайду, биз әйдиз мәвҗут болған җәмийәтниң бир әзаси, бир инсан болуш сүпитимиз билән әйдиздин мудапиәлиништә өзимизниң паклиқиға вә сағламлиқиға әһмийәт бериш биләнла купайә қилсақ йәтмәйду, биз йәнә әйдиз һәққидики билидиған тоғра илмий чүшәнчилиримизни әтрапимизға тарқитишимиз, әйдиз юқумдарлириға, әйдиз бимарлириға чоңқур меһир билән, рошән һәрикитимиз билән көйүнүшимиз керәк. Әйдизниң алдини елиш әйдиз пидакарлириниңла вәзиписи әмәс, бу мениң, сизниң вә һәммимизниң мәсулийити.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.