Ғулҗадики деһқанлар: “бина өйләр сақ қалди, топа өйләр өрүлди” (2)

Мухбиримиз әзиз
2015.11.24
su-apiti-ili-derya-wadisi-6.jpg Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн.
Social Media

Хитайдики һөкүмәт тәрәп мәнбәлиридин бири болған “хитай хәвәрлири тори” дин мәлум болушичә, 13-ноябирдин 22-ноябирға қәдәр или вадисида тохтимай яғқан қар арилаш ямғур түпәйлидин еғир һөлчилик вә кәлкүн апити йүз бәргән.

Или вадисидики он күнлүк қар арилаш ямғурдин кейин йәрлик аһалиләрдин телефон арқилиқ әһвал игиләш җәрянида апәтниң мөлчәрлигинимиздинму еғирлиқи мәлум болди. ямғур сәвәбидин топа өйләр вә лай қурулмилиқ өйләрдин нурғунлири өрүлүп чүшкән болуп, биваситә иқтисадий зиян елип кәлгәндин башқа, өрүлгән өйләрниң бир қисим өй игилириниң җениға замин болғанлиқи мәлум болди. Бу һәқтики әһвалларни сориғинимизда, ғулҗа шәһири әтрапидики байкөл районида олтурушлуқ бир ханим шундақ бир вәқәниң йүз бәргәнликини өткән һәптә үндидар вә торбәтләрдики учурлардин көргәнликини ейтти.

Андин биз, өй өрүлүп өй игисиниң җениға замин болған дәп қаралған өйгә телефон қилдуқ. Телефонни алған өй игиси өз өйиниң ямғурда еғир дәриҗидә бузулған болсиму, өрүлмигәнликини, биз сориған вәқә йүз бәргән өйниң өз өйигә анчә йирақ болмиған җайдики мәһәллидә икәнликини ейтти. Шундақла мушу һәқтә қошнилардин аңлиғанлирини сөзләп бәрди.

Бир нәччә саәт сүрүштә қилиш арқилиқ ахири, вәқә йүз бәргән мәһәллидики бир аилә билән сөзлишишкә мувәппәқ болдуқ. У аялниң дәп беришичә, өй игиси һамилидар болғиниға бирнәччә айлиқ болған аял болуп, йолдиши вә нарәсидә икки балиси билән ухлаватқан икән. Күтүлмигәндә йерим кечидә өй гүмүрүлүп чүшүп, өй игиси аял балилири билән биллә там астида қелип қаза қилипту, йолдиши һаят қалған болсиму әһвали наһайити еғир икән.

“или хәвәрлири тори”ниң мәлуматлириға асасланғанда, бу қетимқи апәтниң биваситә зийиниға учриған амма 80 миңдин ашидиған болуп, йәттә миңға йеқин аилиниң 15 миң еғиз өйи өрүлүп чүшкән икән.

Биз или областлиқ вә ғулҗа шәһәрлик хәлқ ишлири идарисигә телефон қилип алақидар әһвалларни сүрүштә қилип бақмақчи болдуқ. Областлиқ хәлқ ишлири идарисидин телефонни алидиған адәм чиқмиди. Ғулҗа шәһәрлик хәлқ ишлири идарисиниң мәсуллиридин бири болған хитай хадим бизниң әркин асия радиосидин телефон қилғанлиқимизни билгәндин кейин бу һәқтики сориған соалимизға қарита қисқичә җаваб бәрди. У һөкүмәтниң һазир һәммә ишларни яхши орунлаштуруп болғанлиқини ейтқач, бир қисим өйләрниң һәқиқәтән өрүлүп чүшкәнликини дәлиллиди. Әмма бу хилдики өйләр өрүлүп чүшүш сәвәбидин өлүм-йитим болғанлиқини қәтий инкар қилди.

Бу қетимқи охшимиған саһәдики кишиләрни зиярәт қилиш арқилиқ он күнчә давам қилған һөл-йеғин җәрянида төвән киримлик турмуш капалити билән яшаватқан, шундақла иқтисадий қийинчилиқ сәвәбидин бина өйләргә яки хиш өйләргә көчүшкә илаҗсиз қалған деһқанларниң һәммидин бәкрәк иқтисадий зиянға вә роһий зәрбигә муптила болғанлиқи мәлум болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.