Австралийәдә мәрһум һүсән һәсән вапатиниң 1 йиллиқи хатириләнди
2015.11.02

1-Ноябир күни австралийәдә яшаватқан уйғурлар бир сорунға җәм болуп, мәрһум һүсән һәсән әпәнди вапатиниң бир йиллиқини хатириләш паалийити өткүзгән.
Австралийә уйғур җәмийити рәһбәрлиридин җүрәт әпәндиниң бәргән мәлуматиға асасланғанда, мәрһум һүсән һәсән әпәнди вапатиниң бир йиллиқини хатириләш паалийити 1-ноябир күни сийдней шәһиридә өткүзүлгән болуп, паалийәткә 60 тин артуқ уйғурлар вә түркләр қатнишип мәрһумниң һаят паалийәтлирини әсләп өткән. Мәрһум һүсән һәсән әпәнди 2014-йили 30-өктәбир күни 62 йешида кесәллик сәвәбидин қаза қилған иди.
Җүрәт әпәндиниң илгири сүрүшичә, һүсән һәсән әпәнди һаят мәзгиллиридә австралийә вә дуняниң башқа җайлиридики көплигән уйғурларға ярдәм қолини сунупла қалмай, өз вақтида йәнә д у қ ни маддий тәрәпләрдин йөлигән вә австралийә уйғур җәмийитиниң дуняға келишигә төһпә қошқан.
Җүрәт әпәнди зияритимиз әснасида, мәрһумниң еғир кесәл мәзгиллиридә вийетнамға берип, 2009-йилидики 5-июл үрүмчи вәқәсигә қатнишип хитайдин қечип чиққан бир қисим уйғурларни қутулдуруп қелишта зор җасарәт көрсәткәнликини хатириләп өтти. Униң ейтишичә, мәрһум йәнә вәтән ичи вә сиртидики бир қисим уйғур зиялийлириғиму маддий вә мәниви ярдәмләрдә болған.
Һүсән һәсән әпәнди 2013-йили германийәгә давалиниш үчүн кәлгән мәзгиллиридә өз кәчмишлирини һекайә қилип берип, хатирә қалдуруп кәткән иди. У ахирқи баянлирида һәрбир уйғурниң өз вәтини үчүн бәҗанидил хизмәт қилишини үмид қилған иди.