Или дәря вадиси еғир кәлкүн апитигә учриди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.06.30
su-apiti-ili-derya-wadisi-1.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

su-apiti-ili-derya-wadisi-2.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

su-apiti-ili-derya-wadisi-3.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

su-apiti-ili-derya-wadisi-4.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

su-apiti-ili-derya-wadisi-5.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

su-apiti-ili-derya-wadisi-6.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

su-apiti-ili-derya-wadisi-7.jpg

Или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән. 2015-Йили июн. Social Media

Уйғур елидин тарқалған учурларға қариғанда, 26-июндин башлап уда икки күн или вилайитиниң или дәряси вадисидики бәш наһийидә қара ямғур йеғип, кәлкүн апити йүз бәргән, лай кесәклик бәзи өйләр өрүлүп чүшкән. Деһқан, чарвичиларниң зор миқдарда чарва мал вә зираәтлири еғир вәйран болған, әмма һазирға қәдәр өлүм-йетим әһвали тоғрисида хәвәр йоқ. Мөлчәрлинишичә, бу қетимлиқ кәлкүн апитидә ғулҗа шәһири, моңғулкүрә, тоққузтара, җелилйүзи, текәс, қорғас, нилқа қатарлиқ наһийәләрдин 100 миң әтрапида киши апәткә учриған. Кәлкүн апити һәққидики әң йеңи учурларда көрситилишичә, биваситә иқтисадий чиқим 300 милйон сомдин ашқан.

Уйғур тор бәтлиридә тарқитилған хәвәрләргә қариғанда, оттура асия иллиқ нәм һава еқими билән шималниң соғуқ һавасиниң тәсиридә тәңритағ тизмилириниң ғәрбидики или дәря вадисида 26-июндин башлап 28-июн кәчкичә икки күн уда қара ямғур, бәзи җайларда мөлдүр йеғип, илиниң бир қисим наһийә, шәһәр, тағлиқ район вә йеза, кәнтлиридә кәлкүн вә лай-латқа тағ серилиш қатарлиқ еғир апәтләрни кәлтүрүп чиқарған.

Буниң ичидә тоққузтара наһийисидә 24 саәт ичидә яғқан ямғур миқдари 94.8 Миллилитирға йетип ямғур миқдари шу җайдики тарихий рекортни бузуп ташлиған. Тоққузтара наһийисиниң көплигән йеза, базарлирида кәлкүн вә латқа-шеғиллиқ еқин йүз берип, йоллар тосулуп қалған. Текәс наһийисиниң көктерәк йезиси көктерәк кәнтидә кәлкүн латқа вә шеғилларни еқитқан һалда кәнт базири вә аһалиләр райониға бөсүп киргән, йәрлик амма хәтәрлик райондин чекиндүрүлгән. Или дәрясиниң вадисидики көп қисим йеза, базарлириға қиян келип, бир қисим су иншаати әслиһәлири бузғунчилиққа учриған. Нөвәттә кәлкүн районида җиддий қутқузуш елип берилмақта икән.

Кәлкүн апити һәққидики или областиниң тарқатқан әң йеңи учурлирида көрситишичә, бу қетимлиқ кәлкүн апити ғулҗа шәһири, моңғулкүрә, тоққузтара, җелилйүзи, текәс, қорғас, нилқа қатарлиқ наһийәләрдин йүз миңдин артуқ кишиниң апәткә учришини кәлтүрүп чиқарған.

Апәткә учриған деһқанчилиқ зираәтлири көлими 250 миң моға йеқин, апәткә учриған яйлақ көлими 49.5 Мо, бузғунчилиққа учриған терилғу йәр 600 мо болған. Апәт сәвәбидин өлгән мал-чарва 513 туяқ; 607 нәпәр нопусниң 1561 еғиз өйи өрүлгән, 1503 нопусниң 3521 еғиз өйи еғир бузғунчилиққа учриған, 7512 нопусниң 21355 еғиз өй йеник бузғунчилиққа учриған, биваситә иқтисадий чиқим 301 милйон сомдин ашқан.

Бу қетимлиқ қара ямғур апитидә җелилйүзи (ғулҗа наһийиси)ниң 12 йеза, базири охшимиған дәриҗидә кәлкүн апитиниң тәсиригә учриған. Дәсләпки статистикиға асасланғанда, нөвәттә апәткә учриған терилғу йәр көлими 100000 мо, нопус 10 миңға йеқин болуп, биваситә иқтисадий зиян 50 милйон сом болған.

Биз апәт еғир болған ғулҗа наһийисиниң партком ишханисиға телефон қилдуқ, нөвәтчиликтә туруватқан хадим, апәт әһвали һәққидә ениқ мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрүп “пәқәт тағ етикидики бәзи җайларда апәт болди, лекин һазир партийә, һөкүмәттин келип һәммини яхши орунлаштуруватиду” дегәндин башқа җаваб бәрмиди.

Биз йәнә бу наһийидики аврал теғи етикидики қиянниң еғир зийиниға учриған саму йүзи йезисидики аммиға телефон қилдуқ, бир уйғур қиз йезиниң апәт әһвалидин мәлумат бәрди.

Униң тонуштурушичә, саму йезидики 8 кәнтниң ичидә, булақ, әшрәп, вә йеңи ават кәнтлиридә апәт алаһидә еғир болған болуп, қара ямғур кәлкүн болуп шәкиллинип, өстәң мудапиә қирлирини бөсүп өтүп, етизлиқларға, қору-өйләргичә еқип киргән. Қору тамлири өрүлүп, бәзи лай өйләр, қотанлар гүмүрүлүп чүшкән. Көп санда мал-варанлар тунҗуқуп өлгән, әмма адәм өлгән яки яриланған әһваллар техи мәлум болмиған, өйлири өрүлгән деһқан, чарвичилар, йеңиаваттики башланғуч мәктәпкә вақитлиқ көчүрүлгән.

Җелилйүзи (ғулҗа наһийиси)-тәңритеғиниң ғәрбий қисмидики или дәряси вадисиниң оттура қисмиға җайлашқан. Шәрқи нилқа наһийиси билән тутишиду. Җәнуби чапчал наһийиси, тоққузтара наһийиси билән дәря арқилиқ қаришип туриду. Ғәрби ғулҗа шәһири, қорғас наһийиси билән тутишиду. Пүтүн наһийиниң йәр мәйдани 4585 квадрат километир, омуми нопуси 400 миң.

Биз йәнә, күнәс наһийисиниң апәт әһвалидин мәлумат елиш үчүн апәттин қутқузуш ишханисиға телефон қилдуқ, икки күндин буян апәттин қутқузушқа қатнашқан бир қазақ йигит зияритимизни қобул қилип апәтниң тизгинләнгәнликини, апәттин қутқузушқа қатнашқан кадирларниң бүгүнму давамлиқ нөвәтчиликтә турғач, бир аз нахша ейтишип, көңүл ечишип һардуқ чиқириватқанлиқини билдүрди.

Буларниң кәйпиятиға қариғанда, районда бу қетимлиқ кәң даирилик қара ямғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апити гәрчә еғир болған болсиму, хәтири бир қәдәр тизгинләнгән болса керәк. Уларниң бу еғир апәттин унчә җиддийлишип кәтмәсликидин районда бу хил апәтләрниң давамлиқ йүз берип туридиғанлиқиниму көрүвелиш тәс әмәс.

Ғулҗа шәһириниң һөкүмәт торида берилгән хәвәргә қариғанда, бу қетимқи қара ямғур ғулҗа шәһәр районидики һөл-йеғин миқдарини 24.8 Миллилитирға йәткүзгән. Су чиқириш турубилири конирап кетиши сәвәблик, ғулҗа шәһириниң көп қисим йол бөләклиридә су йиғилиш әһвали еғир болған вә бу амминиң нормал турмушиға чоң тәсир көрсәткән..

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.