Керийәдә йәр тәвриди, йәрдинму бәк әл тәвриди
2014.02.18

12-Феврал хотән керийә наһийисидә 7.3 Бал йәр тәвригәнлик хәвири уйғур ели ичи вә сиртидики уйғурларни тәң силкиди, һәрқайси саһәдики уйғурлар вә һәрқайси ахбарат васитилири җүмлидин иҗтимаий алақә васитилири уйғур тор бекәтләрму бу апәткә алаһидә көңүл бөлди.
Керийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апити чәтәлләрдики уйғурларни әндишиләндүргән болса,апәттин қутқузуш үчүн әл ичиниң тәвриши уларни чоңқур тәсирләндүрмәктә. Бу апәтниң уйғур хәлқиниң қәлбини бирлик иттипақлиққа урғутидиған бир синақ болғанлиқидин сөйүнмәктә.
Бу нөвәт керийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апитиниң әң еғир тәсиригә учриған җайлар хотәндин икки йүз километир йирақлиқтики керийә наһийисиниң кәнтлири болсиму, уйғур җамаити мәзкур апәттин тез хәвәр тепип интайин җиддий инкас қайтурди, буниңда уйғур тор бекәтлириму өзиниң тәсири күчини көрсәтти, уйғурчә тор бекәтләрдә апәт районидики хәлқниң әмәлий әһвали һәққидә нәқ мәйдан хәвәрлири йәрлик һөкүмәт ахбарат васитилиридинму раст вә әтраплиқ хәвәр тарқатқан болса, апәт һәққидә һөҗҗәтлик филим, мушу қетимлиқ йәр тәврәш апитигә атап иҗад қилинған нахшиларму тарқитилди. Апәт районида сахавәтчи карханичиларниң айиғи үзүлмиди, апәткә көңүл болуватқан уйғурлар керийә наһийисиниң йәр тәврәштә әң еғир тәсиргә учриған атчан йезиси шуниңдәк ойтоғрақ, тоғра ғаз кәнтлиригичә берип кәң хәлқ аммисидин һал сорап кәлмәктә. Һелиһәм меһирлик ақ көңүлләрниң апәткә учриғучи уйғур аммисиға бәс-бәстә яр йөләктә болуватқанлиқи мәлум.
Бу қетимқи йәр тәврәш апити уйғурларда охшашла бир туйғуни ойғатти, у болсиму “мән хәлқимгә қандақ ярдәм қилсам бола? мана шу хил истәк билән һәр қайси әлләрдә уйғурларму өз алдиға топлинип апәттә қалған вәтинигә хәлқигә өзиниң көңлини ипадә қилиш йоллирини издимәктә. Вашингтондики пешқәдәм зиялийлардин туғлуқ әпәнди, чәтәлдики һәр бир уйғурниң хәлқиниң бешиға еғир күн кәлгәндә улар билән биргә болуш уларға қолидин келишичә ярдәмдә болуш арзусида яшайдиғанлиқини ипадә қилди вә хитай һөкүмитиниң бу әқәллий инсанпәрвәрликкә тосқунлуқ қилмаслиқи керәк дәп үмид қиливатқанлиқини билдүрди.
Америкидики паалийәтчиләрдин нурмәмәт мусабай әпәнди бу қетимқи йәр тәврәш апитиниң илгири маралбеши, пәйзиват қатарлиқ җайларда йүз бәргән йәр тәврәш апәтлиридикидәк зор өлүм-йетим паҗиәләрни мәйданға кәлтүрмигән болсиму, хәвәрниң тәсир күчиниң алаһидә тез вә зор болғанлиқи уйғурларниң ойғинишиниң ипадиси дәп тәһлил қилди вә бу апәттин қутқузушқа атлиништа иҗтимаий алақә васитилиридин интайин яхши вә үнүмлүк пайдиланғанлиқини әскәртип өтти.
Керийәдә йәр тәвриди, йәр билән тәң уйғурлар тәвриди... Уйғурлар бу апәттин кейинки моһтаҗлиқта қалғанларға өзлүкидин қол узитиш, қутқузуш һәрикәтлири арқилиқ башқиларға уйғурларниң уюшчан, сахавәтлик,қәйсәр вә һәқиқий меһри-муһәббәтлик хәлқ икәнликини намаян қилған болса, өз нөвитидә бир биригә һәм“бирлик болидикән һәр қандақ апәттин өтәләймиз дәп зор мәдәт бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу программиниң тәпсилатини вә мәхсус мушу қетимлиқ йәр тәврәш апитигә атап карван, чимбулақ, ана тупрақ, мисраним торлири ишлигән һөҗҗәтлик филимдин арийә аңлап көрәйли.