Уйғур елиниң қисмән җайлирида қизил тарқиливатқанлиқи мәлум
2015.12.23
Или областиниң қисмән җайлиридин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, бу йил декабир кириши биләнла елида қизил тарқилишқа башлиғанлиқи мәлум.
Уйғур елидики юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш тармақлириму бүгүн қизилдин юқумлинишниң алдини елиш ваксиниси әмләш һәққидә җиддий уқтуруш тарқатқан. Даириләрниң агаһландурушидин қариғанда, районда бу йил қизил тарқилишниң илгирики йиллардикидинму балдур башланғанлиқи мәлум.
Үрүмчи вә униң әтрапидики қисмән җайларда чарва малларда бир хил юқумлуқ кесәллик тарқалғанлиқи һәққидә радиомизға кәлгән инкасларға асасән бу һәқтә мәлумат елиш үчүн биз 22-декабир нилқа наһийилик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизигә телефон қилғинимизда, телефонни алған хадим нилқида чарва малларда кесәллик тарқилишидин хәвири йоқлуқини билдүргән болсиму, униң баянлиридин или областида 12-айниң бешидин башлап қизил тарқиливатқанлиқи вә хадимларниң юқумлинишни контрол қилиш үчүн тәкшүрүш вә ваксина әмләштәк җиддий тәдбир қоллиниватқанлиқи ашкариланған иди.
Биз қизил юқум әһвали һәққидә қошна наһийиләрдинму әһвал игиләп көрдуқ. Күнәс наһийилик дохтурханиниң җиддий қутқузуш бөлүми хадими: “йеқинқи күнләрдә қизил чиқип дохтурда йетиватқан балилар бәк җиқ” деди.
У йәнә қизил билән ағриғанлар ичидә чоңларму барлиқини, кесәл пәвқуладдә көпийип қалғанлиқини, улар көп болғанлиқтин һәммисини юқумлуқ кесәлликләр бөлүмигә йөткәватқанлиқини ейтти.
Биз қизил тарқилишниң тәпсилий әһвалини игиләш үчүн йәнә или областлиқ юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизигә телефон қилдуқ, әмма улар или областида қизил тарқиливатқанлиқини инкар қилди.
Или областлиқ вә шәһәрлик юқумлуқ кесәлликниң алдини елиш органлири қизил тарқиливатқанлиқини бирдәк инкар қилған болсиму, или областлиқ “достлуқ дохтурханиси” ниң балилар бөлүминиң дохтури йеқиндин буян қизил юқуми өрлигәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “һазир балиларда қизил тарқилишниң өткүр болуватқан вақти, областиниң һәммә йәрлиридин балилар бар. Балилар бөлүмимиздә қизил билән ағриған балилар хели көп. Ишқилип бизниң дохтурханида шундақ, башқиларни билмәймән.”
У йәнә балиларға асасән ваксина әмләнгән әһвалдиму, ваксина күчидики чәклик түпәйли вирусниң давамлиқ юқуш еһтимали барлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “шундақ юқумлиниш еһтимали бар, қизил ваксининиңму чәклимилики бар, бәш-алтә йилдин кейин мудапиәлиниш тәсирини йоқитиши мумкин, шуңа вақтида йеңилап әмләп туруш керәк. Қизил төт пәсилниң һәммисидила чиқиши мумкин, иммунитет күчигә бағлиқ, әмма қиш вә әтияз пәслидә бәкрәк тарқилиду.”
Үрүмчи шәһәрлик кесәлликләрни контрол қилиш мәркизи 23-декабир омумий уқтуруш чиқирип, уйғур елиниң қисмән җайлирида қизил тарқалғанлиқи, декабирниң бешидин башлап һазирғичә юқумлинишниң тез кеңийиватқанлиқи мәлум болғанлиқи, җайларниң ваксина әмләш ишлирини җиддий омумлаштуруши зөрүрлүкини агаһландурған.
Уқтурушта көрситилишичә йәнә, бу йил 10-айдин һазирғичә байқалған қизил юқум әһвали бултурқи охшаш мәзгилдикидин 8.4 Һәссә юқири чиққан болуп асаслиқи 8 айлиқтин 3 яшқичә болған балиларда көпрәк көрүлгән, юқумдарлар ичидә қорумиға йәткәнләр тәхминән 20% ни игилигән.
Үрүмчи шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләрни контрол қилиш мәркизи йәнә, бу йил қизил юқуминиң һазирқи мәзгилдә тарқилишиниң бинормал бир әһвал икәнликини вә сәвәбиниң техи ениқ әмәсликини әскәрткән.
Аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң торида берилгән қизил юқуми һәққидики мәлуматларда 1991-йилидин тартип уйғур районида қизил вирусидин ибарәт бу қәдими кесәлниң тарқилишиниң мәмликәт бойичә алдинқи 5-орунни игиләп келиватқанлиқи 2011-йилидики 8 айлиқтин 13 яшқичә балиларниң қизил юқум статистикисида болса, уйғур райони қизил юқуминиң мәмликәт бойичә әң еғир болғанлиқи көрситилгән.
Сәһийә мутәхәссислириниң қизил һәққидики саватлирида көрситишичә, қизил чиққан балиларда адәттә бала қизип үчинчи, төтинчи күнлири қулиқиниң кәйнигә қизил чиқишқа башлап, пүтүн бәдәнгә тарайдикән, кейинчә өпкә яллуғи, канай яллуғини кәлтүрүп чиқиридикән.
Уларниң қаришичә, мәзкур вирус еғир болғанда йүрәк вә чоң меңини зиянға учритиши мумкин болуп, шуңа қизиған һаман дохтурға елип келип көрситиш, вақтида давалаш интайин зөрүр икән.