Уйғур ели меңә паралич кесәллики көп учрайдиған район болуп кәлмәктә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.11.26
qeshqerdiki-palech-uyghur-kishi-305.png Игә-чақисиз кочида қалған бир паләч уйғур киши
AFP

Қәшқәрдики 24 яшлиқ студент кәнт әмәлдари айнур халиқ меңә паралич кесилигә гириптар болған балилар вә уларниң аилисигә ярдәм қилиш үчүн, халис һалда, “анамниң өйи” меңә паралич балиларни давалаш синипи ечип, бу хил бәхтсиз балиларни давалимақта.

Уйғур җәмийитидә яхши иш, яхши адәмләр һәқиқәтән көп, қәшқәрдики 24 яшлиқ студент кәнт әмәлдари айнур халиқ меңә паралич кесилигә гириптар болған балилар вә уларниң аилисигә ярдәм қилиш үчүн халис һалда, ‛‛анамниң өйи‚‚ меңә паралич балиларни давалаш синипи ечип, меңә паралич кесилигә гириптар болған бәхтсиз балиларни давалимақта. Бу һәқтә уйғур елидики учур васитилири бәргән хәвәрләрдә, қәшқәр шәһири дөләтбағ йеза тавуғуз кәнтиниң студент кәнт әмәлдари айнурниң хизмәт җәрянида бу йезида 200 дин артуқ меңә паралич кесилигә гириптар болған бала барлиқини байқиғанлиқи тилға елинған болуп, айнурниң мейип балиларға көрсәткән пидакаранә меһрибанлиқи кишиләрни тәсирләндүргән болса, мана бу бир кичик йезида шунчә көп балиниң меңә паләчлик кесилигә гириптар болғанлиқи уйғурларниң диққитини қозғимақта.

Тәңритағ тори қатарлиқларда хәвәр қилинишичә, қәшқәрниң конашәһәр наһийә базирида туғулған айнур халиқ, кичик сиңлиси маһинур туғма меңә паралич болғанлиқтин, униң турмушта өз һөддисидин чиқалмай, даима анисиниң пәрвишигә моһтаҗ болидиғанлиқидин көп азабланған. Кичик сиңлисиниң кесили, анисиниң җапаси бу көйүмчан қизни меңә паралич сиңлисиниң саламәтликини әслигә кәлтүрүш үчүн күч чиқиришқа йетәклигән.
2012-Йили январда, үрүмчи кәспий университетини пүттүргән айнур қәшқәр шәһири дөләтбағ йеза тавуғуз кәнтиниң студент кәнт әмәлдари болуп тәйинләнгәндин кейин, хизмәт давамида бу йезида 200 дин артуқ меңә паралич кесилигә гириптар болған бала барлиқини байқиған. У меңә паралич балиларниң саламәтликини әслигә кәлтүрүш үчүн төһпә қошуш арзусини әмәлгә ашуруш үчүн, хитай өлкилиридики мунасивәтлик орунларға берип системилиқ өгинип келип, бу йил июлда, ишләйдиған орниға йеқин җайдин өй иҗарә елип, сиңлисини, анисини вә бу кесәлгә гириптар болған үч балини көчүрүп келип, бош вақитлиридин пайдилинип, бу бәхтсиз балиларға аниларчә меһрибанлиқини йәткүзгән вә өгәнгәнлири бойичә системилиқ һалда әслигә кәлтүрүш мәшиқи елип барған.

Айнурниң бу балиларни системилиқ һалда мәшқләндүрүши нәтиҗисидә балилар йол маңалайдиған, гәп қилалайдиған болған.

Униң сәврчанлиқ билән системилиқ өгитиши, илһамландуруши нәтиҗисидә йәнә униң сиңлисиму тамақни өзи йейәләйдиған, маңалайдиған, һаҗәтханиға кирип өз һаҗитидин өзи чиқалайдиған болған.

Һазир айнур һалидин хәвәр еливатқан балилар алтигә йәткән, айда 1600 сом мааш алидиған бу қиз маашини асасән бу балиларниң саламәтликини әслигә кәлтүрүш үчүн сәрп қилмақта икән.

Уйғур елидики хәлқ ишлири идариси, сәһийә тармақлириниң елан қилған “хитай 2-нөвәтлик мейипләрни тәкшүрүш доклати” дин ашкарилинишичә, нөвәттә уйғур елида тизимға елинған һәр түрлүк мейип кишиләр сани бир милйон 69 миң болуп, буниң ичидә меңә паралич кесилигә гириптар болғанлар 69 миңдин ашидикән. Бу сан пүтүн уйғур елидики мейипләрниң 6.45% Игиләйду.

Шинҗаң теббий университети 2-тармақ дохтурханиси башлиқи, меңә паралич кесәлликлири мутәхәссиси ляң шинпиң 2010-йили өктәбир “роһий кесәллик тәтқиқат журнили” да елан қилған мақалисидә “шинҗаң дөлитимиздики меңә паралич кесәллики әң көп районниң бири, йетим балилар ичидиму беқишсиз қалған меңә паралич балилардин 4500 дин артуқи бар, меңә паралич балиларниң көп қисми кирими төвән, турмуш шараити начар аилиләрдә яшайду, әгәр улар балдур байқилип мувапиқ давалашқа, ярдәмгә еришкәндә сақийиш еһтималлиқи бар” дәп оттуриға қойған.

2009 -Йилидин етибарән уйғур аптоном райони һөкүмити, аяллар бирләшмиси, мейипләр бирләшмиси вә сәһийә тармақлири бирликтә “қуяш нури меңишқа, сөзләшкә, аңлашқа ярдәм бериш қурулуши”ни йолға қоюшқа башлиған болуп, бу қурулуш түри уйғур елидики мәхсус меңә паралич кесилигә гириптар болған намрат балиларға ярдәм беришни нишан қилип йолға қоюлғанлиқи тәшвиқ қилинмақта.

Мунасивәтлик хәвәрләргә қариғанда аптоном районлуқ мейипләр бирләшмиси бу йил мейипләрниң иҗтимаий капаләт вә мулазимәт системиси қурулушини күчәйтишни чөридигән һалда мейипләрниң саламәтликини әслигә кәлтүрүш, тәрбийиләш, һоқуқини қоғдаш қатарлиқ көп қатламлиқ, көп мәнбәлик мулазимәт билән тәминләйду. Буниң ичидә 16 миң мейипниң саламәтликини әслигә кәлтүрүшигә ярдәм бериш үчүн 15 милйон йүән мәбләғ салған.
“бу түр бойичә уйғур аптоном районида меңә паләчлик кесилигә гириптар болған балидин 175 игә, тәнһалиқини халаш кесили бар балидин 25 игә қутқузуш ярдими бериду. Бу йил “қуяш нури меңишқа ярдәм бериш қурулуши”ни йолға қоюп, 5000 чақлиқ орундуқ вә авдифон қатарлиқларни сетивелип, кимликтики исми бойичә хатириләп, мейипләргә бериду.

Униңдин башқа бу йил йезилардики намрат мейипләрниң “қуяш нуриға чөмүлгән аилә пилани” ни йолға қоюп, 18 миң 336 мейип үчүн вакалитән беқиш аппаратлириға вә аилисидә һавалилик күтүнүш орниға хираҗәт ярдими бериду” дәп көрситилгән иди.

Биз бу түр бойичә үрүмчидә қурулған меңә паләч вә тәнһалиқини давалаш мәркизигә телефон қилдуқ. Мәркәзниң мәсуллиридин или зияритимизни қобул қилди, униң чүшәндүрүшичә, бу психикилиқ вә физикилиқ давалашни бирләштүргән мәркәз болуп, 8 йилдин буян уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән бимар балиларни давалап кәлмәктә икән, у, уйғур елида меңә вә роһий паләчлик кесәлликлиригә гириптар балилар пәвқуладдә күп болсиму, сәвәбини ениқ билмәйдиғанлиқини шундақла уларға мәхсус давалаш орунлириниң кәмликини билдүрди.

Униң ейтишичә, һазир бу җайда мунтизим давалиниватқан балилар 38 нәпәр болуп, асасән үрүмчи вә уйғур елиниң шималидин кәлгән хитай балилар икән, или ниң билдүрүшичә гәрчә дөләт меңә паләч кесили болған балиларға қаратқан ярдәм түри бойичә бу мәркәзниң давалаш чиқиминиң йеримини көтүргән һаләттиму, бир йилда 10 миң йүәндин артуқ чиқимни йәнила бимар тәрәп үстигә алидиғанлиқи үчүн, нурғун аилиләр чиқимини көтүрәлмигәчкә бимар балилар асасән давалиналмайдикән.

Меңә паләч кесилигә гириптар болған бимарлар өзиниң турмуш һаҗитидин чиқалмиғанлиқи үчүн, бир өмүр пәрвиш қилишқа моһтаҗ болиду, бу чәксиз меһир ‏-шәпқәт вә миннәтсиз күтүшни тәләп қилидиған мүшкүл вәзипә уйғур елида бимарниң аилисигә йүкләнгән болиду. Америка коломбийә университетидики теббий тәтқиқатчи мәмтимин әпәнди, уйғур ели меңә паләч кесили көп көрүлидиған җай болуп келиватқанлиқи вә буниң сәвәблири һәққидә тохталди вә шундақтиму дөләтбағ йезисидин ибарәт нопуси 70 миңға йәтмәйдиған бир йезидила 200 чә балиниң меңә паралич кесилигә гириптар болушиниң бинормаллиқ икәнликини оттуриға қойди вә хитай даирилирини бу мәсилигә көңүл бөлүшкә чақириш билән бирликтә, уйғур ата-аниларни пәрзәнтләрниң сағлам үсүп йетилишигә баштин башлап әһмийәт берип, меңә паләчлик кесилини кәлтүрүп чиқиридиған амилларниң алдини елишқа агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.