Хитайда мусулман истемалчиларниң һоқуқ мәнпәәтини қанун билән қоғдаш тәлипи күчәймәктә
2016.03.10
Уйғур, туңган, қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ 10 дин артуқ милләт 20 нәччә милйон мусулман яшайдиған хитайда, һазирға қәдәр мәхсус һалал йемәкликләр вә башқа истемал буюмлирини тәкшүрүп башқурушқа алақидар қанун турғузулмиғанлиқи сәвәблик мусулман җамаәтчилики һалал болмиған йемәк-ичмәкләрниң сиңип кириш хәвпигә дуч келиватқанлиқи мәлум. Нөвәттә түрлүк маркилардики, охшимиған дөләт вә җайларда ишләпчиқирилған йемәк ичмәк вә сағламлиқ истемал буюмлири уйғур ели базириға кирмәктә. Әмма уйғурларниң инкасиға қариғанда кишиләр йемәк-ичмәк таллиғанда мәһсулат сүпити,озуқлуқ қиммитиниң юқирилиқи һәққидики елан-тәшвиқатларниң қаймуқтуруши нәтиҗисидә нурғун шүбһилик йемәкликләрни “мусулманчә ”дегән бәлгиси болсила, инчикә нуқтилириға диққәт қилмайла истемал қилмақта болуп, буниң билән нөвәттә мусулман истемалчиларниң һоқуқ мәнпәәтини қоғдашта алақидар қанун бәлгилимиләрни күчәйтиш тәлипи барғанчә күчәймәктә икән. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә мәлумат бериду.
“ниңшя гезити” ниң 6-март хәвәр қилишичә, бейҗиңда икки чоң йиғинға қатнишиватқан, ниңшя сиясий кеңәш әзаси дөләтниң җиддий һалда “мусулманчә йемәкләрни башқуруш низами” ни қанун арқилиқ пүтүн хитай даирисидә йемәк-ичмәк ишләпчиқириш вә истемал базирида йолға қоюшни тәләп қилған. У мусулман истемалчиларниң мәнпәәтини қанун арқилиқ қоғдаш пүтүн хитайда яшаватқан 23 милйондин артуқ мусулман аммисиниң миллий өрп-адәт, диний етиқади вә қануний мәнпәәтини қоғдашқа мунасивәтлик җиддий мәсилә болупла қалмай, йәнә дөләтниң миллий сияситини әмәлийләштүрүш, милләтләр иттипақлиқи, муқимлиқни ишқа ашуруштики зөрүрийәт дәп оттуриға қойған. У йәнә мусулманчә тәләп бойичә ишләп чиқиришқа қоюлидиған өлчәмләрни техиму инчикә нуқтилириғичә қелиплаштуруш, йемәк-ичмәк вә уни пишшиқлап ишләш санаитини тәрәққий қилдурушқа, мусулман истемалчиларға мәнпәәт елип кәлгәндин башқа, пүткүл җәмийәттики амминиң саламәтликини яхшилап, кишиләрниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүшкә биваситә тәсир көрситипла қалмастин, “қалақ болған йемәк-ичмәк адитини өзгәртип, деһқанчилиқ, бағвәнчилик, чарвичилиқ қатарлиқ кәсипләрниң омумйүзлүк раваҗлинишини илгири суруп базар игиликиниң тәрәққиятиға маслишиш җәһәтләрдә интайин муһим әһмийәткә игә” дәп көрсәткән.
Хәвәргә қариғанда хитайда 2002 йили-4 айдин башлап дөләт ишлар кабинетиниң һавалиси билән миллий ишлар комитети мәсул болуп “мусулманчә йемәкликләрни башқуруш низами” ни түзүшкә башлиғанлиқи мәлум. Вә әйни чағда бу тоғрисида мәхсус қанун бәлгилимә турғузуш бәш йиллиқ пиланға киргүзүлгән. Аридин 10 йилдин артуқ вақит өткән һазирға қәдәр бир нәтиҗә чиқмиған.
Мәлумки, йеқинқи йиллардин буян уйғур карханиларниң тәрәққияти тез болмақта,шуниңға әгишип уйғурчә маркиларму көпләп мәйданға кәлмәктә ундақта даириләр йемәк-ичмәкләрниң мусулманчә вә яки һалал мәһсулат икәнликини қандақ өлчәм бойичә бекитиду. Бу һәқтә мәлумат елиш үчүн биз үрүмчи шәһиридики истемалчилар җәмийитигә телефон қилдуқ.
Зияритимизни қобул қилған бир хадим, аптоном райондики мунасивәтлик даириләрниң уйғур карханилар базарға салған уйғурчә маркидики мәһсулатлар, йемәк-ичмәк мәһсулатлириниң мусулманчә дегән иҗазәтнамиси чиқирип берәлисиму “һалал” лиқ иҗазитини чиқирип берәләйдиғанлиқини, дөләтниң мунасивәтлик қануни бойичә уни чоқум ичкири өлкиләрдики мунасивәтлик тармақларға илтимас қилиши керәкликини вә һалаллиқ иҗазәтнамиси беҗириш һәққиниң интайин юқири икәнликини баян қилди.
Бу хадимниң билдүрүшигә қариғанда, нөвәттә дөләт тәрипидин мусулманчә сүпәт өлчими вә йемәкләрни тәкшүрүп башқуруш системисида нурғун йочуқлар болғанлиқтин базардики мусулманлар истемал қиливатқан хитай ичкири өлкилиридә ишләнгән тәйяр йемәкликләрниң бәзилириниң мусулманчә дегән тамғиси болған тәқдирдиму униң пишшиқлап ишләш җәрянида қандақ хуручларни ишләткәнликини һөкүм қилишму тәс болуп, мусулман аммисиниң мәнпәәтини қоғдаш җәһәттә башқуруш вә җәмийәтниң мәсулийәтчанлиқини ашуруш охшашла муһим икән.
Бу хадимниң билдүрүшигә қариғанда, уйғурларниң бу һәқтики пикриму күчийиватқан болуп бәзи уйғур йемәклик кархана мәсуллириму вәкил болуп даириләрниң йәрлик карханиларниң сүпити әла, мусулманчә йемәк-ичмәкләрни ишләпчиқирип, ички базарниң күндин-күнгә ешип бериватқан еһтияҗини қандуруштин сирт хәлқарадики илғар сәвийигә йетиш, техиму кәң базар тепиши, тәрәққий қилиши үчүн техника билән башқурушни күчәйтип, аптоном район ичидиму хәлқара сүпәт башқуруш система иҗазәтнамиси илтимас қилиш, мусулманчә йемәклик иҗазәтнамиси илтимас қилиш, һалал йемәклик иҗазәтнамиси илтимас қилиш вә сизиқлиқ код илтимас қилиш қатарлиқларни бир гәвдә қилған сода мулазимәт системиси бәрпа қилишни тәләп қилмақта икән.
Истемал билимлиридин мәслиһәт бериш, тәшвиқ қилиш,қатарлиқ аммиви паалийәтләргә мәсул бу хадим һәр милләт мусулман аммисиниң,истемалчиларниң қандақ һоқуқлириниң барлиқини биливелиш билән биргә барлиқ уйғур истемалчиларға буниңдин кийин чәтәл яки мусулман әллиридин импорт қилинған вә яки уйғурчә маркидики йемәк-ичмәк мәһсулатлири болушидин қәтий нәзәр сетивалғандиму охшашла мәһсулатни ишләпчиқиришта һалал хам әшя ишләткән ишләтмигәнликигиму алаһидә диққәт қилиши керәкликини әскәртти.
Мусулман уйғур хәлқи әзәлдин йемәк-ичмәкләрни пишшиқлап ишләшкә, пакизлиққа алаһидә әһмийәт бериду, қәшқәрдин зияритимизни қобул қилған бир уйғурниң билдуришичә, һалбуки мусулманчә йемәкликләргә ишәнч болмиғанлиқи үчүн уйғур мусулманлар истималидики нурғун йемәкликләрниң һалал яки һалал әмәсликигә һөкүм қилип истемал қилиши шу шәхсниң өзиниң шәк кәлтүрүш яки кәлтүрмәсликигә бағлиқ болуп қалмақта.
Нопус вә маддий имкан җәһәттә алдинқи орунда туридиған хитайдәк бир дөләтниң, йемәк-ичмәкләрниң вә күндилик истемал буюмлириниң сүпәт мәсилиси хитайда вә хәлқарада диққәт қозғап кәлгән бир мәсилә. Анализчиларниң қарипшичә,бу мәсилиниң бир қанчә йиллардин буян сиясий кеңәш вә қурултай вәкиллири тәрипидин қайта қайта оттуриға қоюлғанлиқидин,хитай һөкүмитиниң сүпәт өлчими үстидики назарәтни күчәйтиш вә җүмлидин һалал йемәкликләрни тәкшүрүп башқурушни қанун арқилиқ күчәйтип, истемалчиларниң һоқуқ мәнпәәтини қоғдаш хизмити үстидин назарәт қилиш мусулманларниң вә пүткүл хитай җәмийитиниң җиддий тәқәззаси икәнликини көрүвалғили болидикән.